• Әхбаратлар еқими
  • 10 Маусым, 2021

Үмүткарларға тәләп күчәйтилди

«Болашақ» стипендиясигә үмүткарларға болған тәләп күчәйтилди. Әнди улар дөләт тилини әң жуқури В1 дәриҗисидә билиши керәк.
 Бу тоғрилиқ Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлиги Хәлиқара программилар мәркизиниң рәһбири Айнур Қарбозова Алмутида студентлар вә оқутқучилар билән болған учришишта тәкитлиди. У шундақла конкурс үчүн тапшурулидиған һөҗҗәтләрни тапшуруш тәртивиниң аддийлаштурулуп, уларниң тизиминиң хелә қисқарғанлиғини хәвәр қилди.
 – Бийил әвзәлликкә егә мутәхәссисликләр тизими барлиқ чәклимә нормилири, давамлишиватқан пандемия вә дөләт сәясити әвзәлликлиригә мувапиқ әмгәк базиридики асасий тәләпләр һесапқа елинған һалда тәйярланди. Йәттә йөнилиштин – инновациялик технологияләр, индустриал инженерия, медицина, билим, иҗтимаий пәнләр, тәбиий пәнләр. Шундақла иҗадий мутәхәссисликләрни бирләштүридиған йеңи йөнилиш – креативлиқ индустрия. Барлиғи болуп 217 мутәхәссислик, 80 – академиялик программилар үчүн вә 137 – тәҗрибидин өтүш үчүн, – деди Айнур Қарбозова.
 2021-жили «Болашақ» программиси бойичә барлиғи болуп 1 055 стипендия бөлүнди, униң йеримини алимлар алиду – улар дәсләпки қетим дунияниң әң яхши алий оқуш орунлирида тәҗрибидин өтүш пурситигә еришти. Комплекслиқ тест онлайн-тәртиптә өтиду.
 Умумән, «Болашақ» программиси моҗут болуватқан 28 жилда 14 миңдин ошуқ студент чәт әлдә билим елиш имканийитигә егә болди.

288 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы