• Әхбаратлар еқими
  • 10 Маусым, 2021

Аһали сани атап көрситилди

Миллий статистика бюроси Қазақстан аһалисиниң 2021-жил 1-майға қәдәр санини елан қилди. 
Мошу күнгә қәдәр мәмликәт аһалисиниң умумий сани 18 миллион 962 миң 892 адәмгә йәтти. Буниңда жил бешида Қазақстанда 18 миллион 879 миң 552 турғун болуп, аһалиниң өсүши 83 миң 340 адәмни тәшкил қилди. 
Регионлар бойичә алғанда аһали сани бойичә Алмута вилайити биринчи орунни егиләйду. Вилайәттә 2 миллион 86 миң 387 адәм яшайду. Түркстан вилайити турғунлириниң сани 2 миллион 52 миң 484 адәмни тәшкил қилиду. 1-майға қәдәр Алмута шәһиридә 1 миллион 993 миң 67 адәм яшиди. Төрттинчи орунда 1 миллион 376 миң 101 турғуни бар Қариғанда вилайити, бәшинчи орунда 1 миллион 362 миң 583 адәм яшайдиған Шәрқий Қазақстан вилайити туриду. 
Шуни тәкитләймизки, Нур-Султан шәһири аһалиси сани төрт ай ичидә 14 миң 672 адәмгә көпийип, 1-майға қәдәр пайтәхт турғунлириниң умумий сани 1 миллион 199 миң 83 адәмни тәшкил қилди.
Болупму аһалиниң умумий өсүши Алмута (+15 809 адәм), Чимкәнт (+15 694 адәм) вә Нур-Султан (+14 672 адәм) шәһәрлиридә орун алди. 
Әксичә, Шималий Қазақстан вилайитидә вапат болғанларниң сани туғулғанлар санидин 407 адәмгә ошуқ болди. Умумән, вилайәт аһалисиниң сани мошу жилниң өткән төрт ейида 1 536 адәмгә, Қостанай вилайити аһалисиниң сани 1 374 адәмгә, Шәрқий Қазақстан вилайити турғунлирини сани 1 214 адәмгә, Павлодар вилайити аһалисиниң сани 652 адәмгә қисқарди.
Қазақстанда йеза турғунлириниң сани 7 миллион 741 миң 832, шәһәр турғунлириниң сани 11 миллион 221 миң 60 адәмни тәшкил қилиду. 

290 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы