• Әхбаратлар еқими
  • 29 Шілде, 2021

Сәясий йеңилашниң йеңи басқучи

Өткән йәкшәнбә күни Қазақстанда дәсләпки уттур һакимлар сайлими болуп өтти.
Бу кампания һәқиқәтәнму муһим вә тарихий вақиә болди, чүнки у мәмликитимиздә демократияниң тәрәққий етишигә җиддий һәссә қошти, йеза турғунлириниң жуқури сәясий активлиғини вә уларниң өзлириниң дәриҗисидә дөләт башқуруш җәрияниға қатнишиш интилишини яққал көрсәтти. Буни барлиқ дегидәк регионлардики сайлиғучиларниң сайламға паал қатнашқанлиғи испатлайду.
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевму сайлам һарписида өз Twitterида «Бу вақиә – сәясий йеңилашниң йеңи басқучи. Сайлиғучиларни аваз беришкә паал қатнишишқа чақиримән. Хәлиқ мәнпийәтлиридики барлиқ өзгиришләрни әмәлгә ашуруш керәк», дәп язди.
Шуниң билән бир вақитта болуп өткән сайлам өзара җавапкәрлик асаси болуп һесаплинидиған һакимийәт вә җәмийәтниң өзара мунасивәтлиридики узақ муддәтлик сүпәтлик өзгиришләрниң башлинишиға асас салди.
Умумән, һакимлар сайлими Қазақстанниң 14 регионида 1847 сайлам участкисида болуп өтти. Қазақстанлиқлар 2 297 намзаттин 730 һакимни сайлиди.
Мәсилән, Ақмола вилайитидә 95 йеза һакимини сайлиди – бу мәмликәт бойичә әң нурғун көрсәткүч. Сайламда 290 намзат авазға чүшти. Аваз беришкә қатнашқанлар 75,7 пайизни тәшкил қилди. 
Ақтөбә вилайитидә һакимлар сайлими 35 сайлам участкисида өтти. Сайлам бюллетеньлириға 105 намзатниң исми киргүзүлди.
Алмута вилайитидә сайлам 16 наһийәдә вә бир шәһәрдә өтти. Йәттису турғунлири 71 һакимни сайлиди. Сайлам бюллетеньлириға 235 намзат киргүзүлди. Әң күчлүк риқабәтчилик Талғир наһийәсиниң Бесқайнар йеза округида орун алди – бу йәрдә алтә намзат тиркәлди.
Алмута вилайәтлик сайлам комиссиясиниң хәвәр қилишичә, сайлиғучилар тизимиға 221 952 адәм киргүзүлди. Уларниң 67,5 пайизи аваз беришкә қатнашти. 
Сайланған һакимлардин 60 намзат сәясий партияләр тәрипидин көрситилсә, 11 һаким өзини өзи көрсәткәнләр.
Сайланған 71 һакимниң 53 дөләт хизмәтчиси, жүмлидин 39 әмәлдики һакимлар. Икки һаким – аяллар.
Сайламда ғалип чиққан һакимларниң оттура йеши 46,2 яшни тәшкил қилиду. Әң яш һаким Биржан Махатов – 27 яшта (Қарасай наһийәси, Елтай йеза округи), әң чоң һаким Жуман Мықыбаев – 62 яшта (Әмгәкчиқазақ наһийәси, Палтивай йеза округи).
Сайланған 40 һаким сайлам болуп өткән йеза округида, 30 – наһийә мәркизидә, бири – вилайәт мәркизидә яшайду. Сайламда әң көп авазға – 100 пайиз – Алакөл наһийәсиниң Жағатал йеза округида авазға чүшкән Қайрат Турлыбеков еришти.
Атырав вилайитидә сайлам 18 сайлам округида болуп өтти.
Намзатларниң умумий сани – 52 адәм. Сайлиғучилар тизимиға 44 305 граждан киргүзүлди. Уларниң 74,4 пайизи аваз бәрди. 
Шәрқий Қазақстанда 77 сайлам округида йеза, поселок, йеза округлириниң һакимлирини сайлиди. Сайлиғучилар тизимиға 111 миңдин ошуқ адәм киргүзүлүп, уларниң 90,9 пайизи сайламға қатнашти.
Сайлам бюллетеньлириға 232 намзат киргүзүлди. Улардин 71 намзат һаким болуп сайланди. 
Җамбул вилайәтлик сайлам комиссиясиниң мәлуматлири бойичә, 89 сайлам участкисида сайлиғучилар тизимиға 104,4 адәм киргүзүлди. Улардин 94,6 пайиздин ошуқ сайлиғучи аваз беришкә қатнашти.
Барлиғи болуп 38 округ бойичә 111 намзат көрситилди. Сайламда регион бойичә 38 һаким сайланса, уларниң 13и лавазимини новәттики қетим егилигәнләр.
Ғәрбий Қазақстанда сайлам 31 сайлам округида өткүзүлди. Сайлам бюллетеньлириға 81 намзат киргүзүлди. Уларниң арисидин 31 һаким болуп сайланди.
Қариғанда вилайитидә барлиқ 75 округта сайлам өткүзүлди, дәп етирап қилинди. Сайламға сайлиғучиларниң 76 пайизи қатнашти. Бюллетеньлириға 257 намзат киргүзүлди. Уларниң арисидин 75 адәм ғалип чиқти.
Қостанай вилайитидә 168 аһалилиқ пункт киргән 65 сайлам округиға қарашлиқ 178 участкида сайлам өтти. Сайлиғучилар тизимиға 46 799 адәм киргүзүлди. Уларниң 84,4 пайизи аваз беришкә қатнашти.
Қизилорда вилайитидә 54 сайлам участкисида болуп өткән сайламға тизимға киргүзүлгән сайлиғучиларниң 83,58 пайизи қатнашти. Улар 40 орунға үмүткар 122 намзатни яқлап аваз бәрди.
Маңғистав вилайитидә болуп өткән сайламға тизимға киргүзүлгән 14 144 сайлиғучидин 11 650 адәм, йәни 82,4 пайизи қатнашти. Сайлам бюллетеньлириға 25 намзат киргүзүлүп, уларниң 10 һаким болуп сайланди.
Павлодар вилайитидә йеза һакимлириниң сайлимиға тизимға киргүзүлгән сайлиғучиларниң 76,9 пайизи қатнашти. Сайламда 44 намзат ғалип чиқти.
Шималий Қаазақстанда 71 сайлам участкисида сайлам өткүзүлүп, униңда 214 намзат көрситилди. Улардин 71 адәм һаким болуп сайланди. 
Түркстан вилайити бойичә болуп өткән сайламда 265 146 тизимға киргүзүлүп, аваз беришкә қатнашқан 209 227 адәм 166 намзаттин 60 йеза һакимини сайлиди.


 

507 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы