• Әхбаратлар еқими
  • 29 Шілде, 2021

Бәш шәһәрдә карантин күчәйтилиду

Сешәнбә күни Премьер-министрниң орунбасари Ералы Тоғжановниң рәислигидә җумһурийәт территориясидә таҗсиман вирус инфекциясиниң тарқилишиға йол қоймаслиқ бойичә Идариләрара комиссияниң мәҗлиси болуп өтти.
 Вице-премьер Саламәтликни сақлаш министриниң вә Нур-Султан, Алмута, Чимкәнт шәһәрлири, Қариғанда, Атырав вилайәтлири рәһбәрлигиниң регионлардики эпидемиологиялик әһвал тоғрилиқ һесаватлирини тиңшап, медицина тәшкилатлири вә аһалини дора-дәрмәк һәм медицина васитилири билән толуқ вә тохталсиз тәминләш бойичә чариләрни көрүшни тапшурди. 
Идариләрара комиссия Нур-Султан, Алмута, Чимкәнт, Атырав, Қариғанда шәһәрлиридә карантин чарилирини күчәйтиш қарарини қобул қилди. Мәлумки, буларға тәвлүк бойичә ағриғанларниң 65 пайизи вә вапат болғанларниң 55 пайизи тоғра келиватиду. Бу шәһәрләрдә 2-августтин тартип төвәндики чәклимиләр күчигә кириду:
 мәркизий дөләт органлиридин, саламәтликни сақлаш тәшкилатлиридин, аммивий әхбарат васитилиридин, озуқ-түлүк магазинлиридин, дориханилар вә һаятни тәминләш тәшкилатлиридин башқа «Ashyq» лайиһисигә қатнашмайдиған барлиқ карханиларниң паалийити тохтитилиду; оюн-тамашә, спорт, аиләвий, хатирә вә башқа аммивий чарә-тәдбирләрни өткүзүш мәнъий қилиниду; дөләт органлири, идариләр, Миллий компанияләр вә башқа тәшкилатлар хадимлириниң (вакцина салдурған вә кейинки үч айда ағрип чиққанлардин башқа) 80 пайизи дистанциялик иш тәртивигә көчирилиду. 
Шундақла Ақмола, Алмута, Қариғанда вилайәтлириниң һакимлиқлириға Нур-Султан (Бурабай, Целиноград, Аршалин наһийәлири), Алмута (Қарасай, Талғир, Или, Әмгәкчиқазақ наһийәлири), Чимкәнт (Сайрам, Төлеби наһийәлири), Қариғанда (Темиртав, Шахтинск, Абай) шәһәрлиригә йеқин наһийәләрдә карантин чарилирини күчәйтиш тәвсийә қилинди.
Регионлар һакимлиқлириға чәклимиләрни җарий қилиш вә уларға риайә қилинишини назарәт қилиш бойичә барлиқ чариләрни көрүш тапшурулди. Вице-премьер таҗсиман вирус инфекциясиниң тарқилишиға қарши күришиш бойичә мониторинглиқ топлар ишиниң муһим екәнлигини атап көрсәтти вә барлиқ регионларда бу йөнилиштики активлиқниң төвән екәнлигини тәкитлиди.
Ералы Тоғжанов барлиқ регионларда мониторинглиқ топлар ишини җанландурушни тапшурди. Вице-премьер шундақла мәмликәтниң бирқатар регионлирида вакцинилаш сүръитиниң төвән болуватқанлиғини атап көрсәтти. Мәсилән, Маңғыстав вилайитидә вакцининиң биринчи компоненти аһалиниң бари-йоқи 25,6 пайизиғила селинған, бу болса, җумһурийәт бойичә оттура көрсәткүчтин (52,4 пайиз) икки һәссә төвән болуватиду.
Алтә регионниң (Ғәрбий Қазақстан, Ақтөбә, Қостанай, Қарағанда, Җамбул, Павлодар вилайәтлирниң) көрсәткүчи мәмликәт бойичә оттура көрсәткүчтин хелә арқида қеливатиду. Әнди баш дөләт санитарлиқ врачниң 2021-жил 14-июльдики 32-тохтамиға мувапиқ 10-августқичә хизмәт саһасиниң барлиқ хадимлири COVID-19 инфекциясигә қарши вакцининиң биринчи компонентини салдуруп болуши керәк. 
 

506 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы