• Әхбаратлар еқими
  • 29 Шілде, 2021

Мәктәпләр офлайн-оқушқа тәйярлиниватиду

Мәлумки, йеқинда Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев оқуғучилар билән студентларни әнъәнивий шәкилдә оқутушқа көчиришни тапшурған еди. Әйнә шуниңға мувапиқ Билим вә пән министрлиги йеңи оқуш жилиға тәйярлиқ көрүшкә мунасивәтлик мәхсус тәвсийә ишләп чиқти. Һазир регионларда тәйярлиқ ишлири жүргүзүлүватиду.
Йәрлик иҗраий органларниң билим башқармилири оқуш орунлирида санитарлиқ нормиларниң сақлинишиға алаһидә диққәт ағдуруп, назарәт қилиши шәрт. Барлиқ мәктәпләрдә оқутқучилар билән оқуғучиларниң һараритини тәкшүрүш, бехәтәрлик чарилирини сақлиған һалда, кабинетларниң һавасини тазилаш, дезинфекция ишлирини жүргүзүш керәк. Билим бериш тәшкилатлири дезинфекция васитилири билән тәминлиниши шәрт. Һәрбир оқуш орнида оқуғучиларниң саниға қарап иш тәртивини алдин-ала ениқлаш, иҗтимаий арилиқни сақлиған һалда оқуш җәриянини уюштуруш лазим.
Һакимлиқларниң билим башқармилири вә мәктәпләр мәмурийәтлири балиларниң дәлизләр һәм буфетларда топлинишиға йол қоймаслиқ үчүн тәнәпусларни һәрхил вақитларда өткүзүшни уюштуруши керәк. Барлиқ оқуғучилар билән педагоглар, башқиму хадимлар ниқап тақап жүрүши лазим. Бир синип бир кабинетта оқуши шәрт.
– Күндүзки оқуш җәриянини уюштуруш мәсилисигә чоң җавапкәрлик билән яндишиш керәк. Әң муһими – балиларниң саламәтлиги. Шуңлашқа һәрбир синип башқа кабинетқа йөткәлмәй, өз кабинетида оқуйду. Оқуғучиларму муәллимләргә охшашла ниқап тақайду. Тәнәпуслар һәрхил вақитта болиду, зөрүр болған әһвалда, қошумчә смена уюштурулиду. Мәктәпкә кирәр җайда һарарәт өлчәйдиған вә дезинфекциялик васитиләр болуши шәрт. Шундақла педагоглар оқуғучиларниң билим елиштики камчилиқлирини толуқтуруш бойичә чоң иш жүргүзүши муһим, – дәйду Билим вә пән министрлиги Мәктәпкичә вә оттура билим бериш комитети рәисиниң орунбасари Жомарт Қарамбаев.
Мәктәпләрдә аммивий, мәдәний вә спорт чарә-тәдбирлирини өткүзүш чәклиниду. Әнъәнивий оқутуш шәклидә мәктәп кийимини кийиш илгәркидәкла сақлиниду. Муәллимләр билән хадимлардин вакцинилаш тәләп қилиниду. Бирақ айрим мәктәпләр онлайн-тәртиптә оқушиму мүмкин: оқутуш шәкли тоғрилиқ қарарни идариләрара комиссия, шундақла мәмликәтниң баш санитарлиқ врачи вә регионларниң санитарлиқ врачлири қобул қилиду. 
Умумән, бийил 1-сентябрьдә елимиздә 3,5 миллион бала үчүн 7475 мәктәп өз ишигини ачиду.

580 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы