• Хәйрихаһлиқ
  • 05 Тамыз, 2021

Маңғыставға ярдәм...

Мәлумки, Маңғыставдики қурғақчилиқниң ақивитидин төрт түлүк мал қирилип, чарвичилар зор чиқимға учриди. Ениғирақ ейтсақ, Маңғыстав, Қизилорда вилайәтлириниң бирнәччә йезисида бийил тамамән ямғур яғмиғачқа, қурғақчилиқ болуп, маллар ачтин қирилмақта. Йәрдин чөп үнмигәчкә, малчилар язниң йезида маллирини қолда беқишқа мәҗбур. «Өлгәнниң үстигә тәпкәндәк», башқа тәвәләрдин тошулидиған мал озуғиниң баһаси бирдин өсүп, бир қап кепәкниң баһаси – 2000, бир рулон чөпниң баһаси 16 000 тәңгидин сетилмақта... 

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Мана мошундақ йеқимсиз хәвәрни аңлиғандин кейин Қазақстанниң тәвә-тәвәлиридики турғунлар қарап ятмиди. Һәрқандақ қийинчилиқни «бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип» һәл қилишқа адәтләнгән қазақстанлиқлар бу қетимму  бирлик-өмлүгини көрсәтти. Йәни  «Маңғыставға ярдәм!» шиари билән топланған камаз-камаз йәм-чөп қурғақчилиқта қалған йезиларға қарап атланди. Мошундақ изгү башланма Уйғур наһийәсидиму қолға елинди. «Көп түкәрсә, көл болар» демәкчи, турғунларниң тәшәббуси билән наһийәниң йеза-йезилиридин топланған машина-машина чөп пат-йеқинда Маңғыставға қарап йолға чиқмақчи. 
Бу хәйрихаһлиқ паалийәтниң бешида жүргән Чонҗа йезисиниң турғуни Мәулен Нурғанатовниң ейтишичә, бүгүнки күндә барлиғи болуп бәш вагон чөп топлинипту. Һәр вагонда 850 бағ чөп бар десәк, умумән, 4250 бағ чөп ярдәмгә әвәтилмәкчи. Қоли очуқ, көңли сехи турғунлар йәнә бир мәртә мәрт-мәрданилиқниң йеза хәлқиниң қениға сиңгән хисләт екәнлигини дәлиллиди. Болупму, бизни ушбу изгү ишқа асасән яшларниң ат селишиватқанлиғини хурсән қилди. «Әҗдаттин — әвлатқа, атидин балиға мирас болуп йәткән бирлигимиз – бизниң әң чоң байлиғимиз» дәйду ушбу яхши башланма билән беши қошулған яшлар. 

P/S: бийил Уйғур наһийәсидә планға мувапиқ 138,200 тонна чөп тәйярлиниши керәк болса, бүгүнки күндә униң 79,436 тонниси тәйярлинип пүтүпту. «Мал озуғи җәһәттин мәсилә йоқ. Биздә йәм-чөп йетәрлик» дәйду наһийәлик йеза егилиги бөлүминиң мутәхәссислири. Һазир Уйғур наһийәсидә бир бағ чөпниң баһаси 1000 — 1200 тәңгиниң әтрапида болмақта. 
 
 

7256 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы