• Әхбаратлар еқими
  • 23 Қыркүйек, 2021

Яшлар мәсилисигә беғишланди

Ташкәнттә Түрк кеңишиниң яшлар вә спорт ишлири бойичә министрлириниң V мәҗлиси болуп өтти. 
Униңда министрлар яшлар билән ишләшниң йеңи васитилирини муһакимә қилди.Бу чарә-тәдбиргә қатнашқан  Қазақстан делегациясигә Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Аида Балаева рәһбәрлик қилди.
 Мәҗлистә сөз алған министр А.Балаева Түрк кеңишиниң қатнашқучилирини утуқлуқ тәрәққий етиш үчүн вә дуниявий пандемия ақивитидә пәйда болған ховуп-хәтәрләргә тақабил туруш үчүн  яшлар билән ишләшниң йеңи васитилирини издәшкә чақирди.Шундақла яшлар сәясити бойичә йәттә йөнилишни тәклип қилди.
     Министр Ташкәнттә өткән чарә-тәдбир даирисидә Түркияниң яшлар вә спорт министри Мехмет Касапоглу вә Өзбәкстан яшлар ишлири бойичә агентлиғиниң мудири Алишер Садуллаев билән учрашти.    

441 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы