• Әхбаратлар еқими
  • 23 Қыркүйек, 2021

Базардики баһалар турақлиниду

Дөләт рәһбири Риқабәтни һимайә қилиш вә тәрәққий әткүзүш агентлиғиниң рәиси Серик Жуманғаринни қобул қилди. Бу һәққидә Президент мәтбуат хизмити хәвәрлиди.
Президентқа турушлуқ өй, қурулуш материаллири, иҗтимаий әһмийити бар озуқ-түлүк мәһсулатлири вә янар май базарлиридики баһаларни турақландуруш бойичә әмәлгә ашурулған ишлар тоғрилиқ һесават берилди. 
Агентлиқ рәисиниң ейтишичә, мәзкүр саһалар бойичә монополиягә қарши қобул қилинған чариләр нәтиҗисидә бирқатар чоң қурулуш ширкәтлири дәсләпки турушлуқ өй баһалирини июнь-август айлирида оттура һесап билән 7-20 пайизға төвәнләткән, қурулуш материаллири баһасиниң өсүши апрель ейидики 10,9 пайиздин, август ейида 3,2 пайизғичә, бензин баһаси апрель ейидики 8,4 пайиздин, май ейида 0,2 пайизғичә әрзәнлигән. Һазир мошу баһалар сақлиниватиду. 
Иҗтимаий әһмийити бар озуқ-түлүк мәһсулатлири баһасиниң һәр һәптидики қиммәтләш көрсәткүчи апрель ейидики 0,6 пайиздин 14 сентябрьдики мәлумат бойичә 0,1 пайизға чүшкән. 
Дөләт рәһбиригә товар биржилиридики коммуналлиқ-турмуш көмүр содиси тоғрилиқ әхбарат берилди. Әнди йәрлик операторлар көмүрни кичик партияләр билән сетивелиш имканийитигә егә  болиду. 
Президентқа агентлиқниң дора-дәрмәк баһасини қайта рәтләш, радиодолқунларни аукционға чиқириш арқилиқ мобильлиқ алақә базиридики риқабәтни қелиплаштурушқа имканийәт яритиш, йолувчи тошуши 2 миллион адәмдин ошуқ аэропортлардики хизмәт көрситиш түрлиригә  мустәқил йолувчи тошуғучиларниң пәйда болушини тәминләш, шундақла, фармацевтика, йол қурулуши, медицина саһалирида болуватқан монополиягә қарши назарәт чарилири тоғрилиқ әхбарат берилди. 
Учришиш ахирида Дөләт рәһбири рәискә иҗтимаий әһмийити бар озуқ-түлүк мәһсулатлири вә товарларниң баһасини назарәттә тутушни тапшурди. 

439 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы