• Әхбаратлар еқими
  • 14 Қазан, 2021

Илим-пәнгә иштияқ ойғиниватиду

Шәмшидин АЮПОВ, 
«Уйғур авази»

Мустәқиллик алған жиллардин буян елимиздә яшларни қоллашқа әһмийәт берилип, мошу йөнилиштә көплигән чарә-тәдбирләр әмәлгә ашти. Кейинки вақитларда елимиз яшлириға һәртәрәплимә ярдәм көрситиш ишлири сүръәтлик бәҗириливатиду. Униң ичидә яшларниң билим елишиға толуқ шараит яритиливатқанлиғиму мәлум.  Нәтиҗидә яшлар арисида илим-пәнгә дегән иштияқ күндин-күнгә ойғиниватиду.
Бүгүнки күндә елимиздә илмий тәтқиқатлар билән 384 тәшкилат шуғуллиниду. Униңға 22 378 адәм җәлип қилинип, 17 454 мутәхәссис-тәтқиқатчи паалийәт елип бариду. Ахирқи жиллири илмий саһаларға яшларниң келиши көпәйгән. 35 яшқичә болған алимларниң сани 2011-жилқи 6,4 миң адәмдин 2020-жили 8,1 миң адәмгичә өскән.
 Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң алимларни қоллап-қувәтләш вә илим-пәнниң тәрәққий етишигә һәртәрәплимә ярдәмдә болушни дайим тәкитләп келиватқанлиғи мәлум. Президент бийилқи Мәктүбидиму илим-пәнни тәрәққий әткүзүшкә алаһидә көңүл бөлүнидиғанлиғини  ейтти.  Мәктүптә «Илим-пәнни тәрәққий әткүзүш – бизниң асасий әвзәллигимиз. Бу саһадики җиддий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн жилниң ахириғичә қанунларға өзгиришләр киргүзүш һаҗәт. Әң алди билән йетәкчи алимлиримизға турақлиқ вә өз әмгигигә лайиқ мааш төләш мәсилисини һәл қилиш керәк. Буни илим-пәнгә бөлүнидиған базилиқ мәбләғ һесавидин тәминлигән тоғра.
Мән Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишиниң мәҗлисидә илим-пән билән шуғуллинидиған илмий-тәтқиқат институтлирини беваситә мәбләғ билән тәминләш тәртивини киргүзүшни тапшурдум», дейилгән.
Рәсмий мәлуматларға нәзәр ағдуридиған болсақ, 2020 – 2022-жилларға беғишланған яш алимлар тәтқиқатлирини грантлиқ мәбләғ билән тәминләшниң умумий мөлчәри 9 млрд. тәңгини тәшкил қилиду.
Илмий тәтқиқатларни әмәлгә ашуруш ҚҖ Һөкүмити йенидики Алий илмий-техникилиқ комиссия ениқлайдиған илим-пәнни тәрәққий әткүзүшниң бесим йөнилишлиригә мувапиқ жүргүзүлиду. Таллаш көрсәткинидәк, қазақстанлиқ алимлар үчүн грантлардики үлүши 58,5 пайизни тәшкил қилиду.
Өткән жилларға көз жүгәртидиған болсақ, 2017-жили 1547 илмий лайиһә вә 2015 – 2017-жилларға программилиқ-нишанлиқ мәбләғ билән тәминләш бойичә 95 илмий лайиһә грант утувалған. Лайиһиләрни орунлиғучилар саниниң 35 пайизи (7413 адәм) – яш алимлар. Тәтқиқат топлириниң тәркивидики чәтәллик алимларниң сани—716 адәм.
Мошундақ тинимсиз әмгәк билән тоғра сәясәтниң нәтиҗисидә илим-пән билән шуғуллинидиған яшларниң ишсиз қалмаслиғиға капаләт берилиду. Шуниң нәтиҗисидә 2025-жилғичә елимиздики алимларниң үлүши 1,5 һәссә көпийип, 34 миң адәмгә йетиду дәп күтүлмәктә.
Бу тоғрилиқ Илим-пән комитетиниң рәиси Жанна Қурманғалиева илим-пән билән шуғуллинидиған яшларға дөләт тәрипидин алаһидә көңүл бөлүниватқанлиғини ейтип, яшларниң келәчәктә ишсиз қалмайдиғанлиғиға ишәнчисиниң камил екәнлигини йәткүзди.
– Президент өткән жилқи Мәктүбидә һәржили яш алимларға кам дегәндә миң грант бөлүшни тапшурған еди. Йеқин арида конкурс елан қилиниду. Һәржили постдокторантуриға PhD қоғдап чиққан яш алимларға 3 жиллиқ грант бөлүниду. Грантларниң миқдари 24 млн.тәңгини тәшкил қилиду. Яш алимға кам дегәндә миң доллардәк стипендия төлиниду, қалғини илим-пәнгә йетәкчилик қилидиған илмий тәшкилатқа тәәллуқ болиду. Бу йәрдә икки шәрт бар: яш алимниң шу институтта яки алий оқуш орнида рәһбири вә чәт әлдә күчлүк, тәҗрибилик илмий мәслиһәтчиси болуши керәк. Шундақла, илим саһасида қелишқа тәлпүнсә, плани, әмәлгә ашуридиған илмий идеяси болуши шәрт. Илим-пән билән шуғуллинидиған яшлар ишсиз қалмайду, – дәйду комитет рәиси.
Бүгүнки күндә әмәлгә ашурулуватқан 315 лайиһини мәбләғ билән тәминләшниң умумий мөлчәри 3жилға 17,8 млрд тәңгини тәшкил қилған. Конкурс һәржили өткүзүлиду. Яш алимлар келәчигигә, илмий салаһийитигә ишинидиған болса, кам дегәндә 500 алим һәржили илим-пән дуниясиниң әң күчлүк институтлирида илмий тәҗрибидин өтәләйдиған болиду. Конкурс 28-октябрьғичә давам қилиду.

608 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы