• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қараша, 2021

Һәмкарлиқ кеңишиниң саммити

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Стамбулда икки күнлүк иш бабидики сәпәрдә болуп, Түркийтиллиқ дөләтләр һәмкарлиқ кеңишиниң VIII саммитиға қатнашти, бирқатар иккитәрәплимә учришишларни өткүзди.
Стамбул шәһириниң шәрқий-җәнубий тәрипигә орунлашқан Мәрмәр деңизидики Демократия вә әркинлик арилида Түркийтиллиқ дөләтләр һәмкарлиқ кеңишиниң (ТДҺК) VIII саммити болуп өтти. Саммит ишиға шундақла Әзәрбәйҗан, Қирғизстан, Өзбәкстан, Түркия Президентлири – Илхам Алиев, Сапар Жапаров, Шавкәт Мирзияев вә Реджеп Тайип Эрдоған қатнашти. Түркмәнстан Президенти Гурбангулы Бердымухамедов билән Венгрия Премьер-министри Виктор Орбан саммитқа байқиғучи мәмликәтләрниң рәһбәрлири сүпитидә тәклип қилинди.
Саммитта сөзгә чиққан Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Президент Реджеп Тайип Эрдоғанға түркийтиллиқ дөләтләр рәһбәрлириниң учришишини уюштурғанлиғи вә түрк диярида көрситилгән меһмандостлуғи үчүн миннәтдарлиқ изһар қилди.
Дөләт рәһбири бийил Қазақстан, Әзәрбәйҗан, Қирғизстан, Өзбәкстан вә Түркмәнстан хәлиқлириниң муһим тарихий сәнәни – Мустәқилликниң 30 жиллиғини нишанлайдиғанлиғини тәкитлиди. 
– Бу вақит ичидә биз мурәккәп шәкиллиниш дәвридин утуқлуқ өттуқ. Мәмликәтлиримиз оттурисида достлуқ мунасивәтләрниң асас-зәмини яритилди. Пәқәт мошу жилила биз икки қетим учраштуқ, саммит жуқури дәриҗидә өтти. Қазақларда «Төрт адәм бирләшсә, беқинмайдиған чоққа йоқ», дегән нәқил бар. Мошу йәргә жиғилған өз мәмликәтлириниң жуқури дәриҗилик вәкиллириниң нийити халис-сәмимий. Биз барлиқ дөләтләрни һәмкарлиққа чақиримиз. Бүгүнки учришиш, сөзсизки, умумий томур, умумий тарих бирләштүргән мәмликәтлиримизниң бирлигини күчәйтиду, – деди Қазақстан Президенти.
Дөләт рәһбири Әзәрбәйҗан рәһбәрлигигә ТДҺКқа икки жил мабайнида нәтиҗидарлиқ рәислик қилғанлиғи үчүн тәшәккүр изһар қилди. Униң тәкитлишичә, мошу вақит ичидә Әзәрбәйҗан тәрәп Кеңәш ишиниң җанлинишиға җиддий һәссә қошти. Давамлишиватқан пандемиягә қаримай, түркий дунияда иҗабий интилишлар давамлишиватиду. Түркийтиллиқ әлләр пандемиягә қарши күришиштә күч-қувитини бирләштүрүш мәхситидә биринчиләрдин болуп пәвқуладдә саммит өткүзди. Түркстан түркий дунияниң роһий пайтәхти дәп елан қилинди. БДТниң қарариға мувапиқ Тағлиқ Қарабахтики тоқунуш тәртипкә кәлтүрүлди.
– Рәислик қилиш өтидиған Түркия Җумһурийитиниң мошу вәзипини мунасип рәвиштә атқуруп, һәмкарлиғимизни техиму күчәйтидиғанлиғиға ишинимән. Барлиқ түркий хәлиқләр тарихий асас вә охшаш мәнпийәтләр билән бағланған. Бизниң аримизда разимәнлик вә өзара ярдәм һәрқачан сақланған. Бүгүнки учришиш – әйнә шуниң йәнә бир ярқин испати. Түркий кеңишиниң абройи вә тәсири жилдин-жилға өсүватиду. Хәлиқара бирләшмә бизниң Тәшкилатқа чоң қизиқиш билдүрүватиду. Түркий дунияниң геосәясий иқтидарини нәтиҗидарлиқ пайдилиниш һәммимиз үчүн муһим, – деди Қазақстан Президенти. 
Дөләт рәһбири саммит йәкүни бойичә Түркий кеңишиниң үчинчи әлләр билән өзара мунасивәтләрни тәртипкә кәлтүридиған һөҗҗәтләрниң қобул қилинишини өз вақтида әмәлгә ашурулидиған вә муһим чарә дәп атиди. У шундақла Тәшкилатниң дуниявий бирләшмидә мунасип орун егиләйдиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
– Бизниң күч-қувитимиз, биринчи новәттә, ихтисадий, гуманитарлиқ вә экологиялик һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүшкә қаритилиши керәк. Кәсипдашлирим шундақ пикиргә қошулиду, дәп ойлаймән. Бирлигимиз һәрдайим мустәһкәм болсун, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Қазақстан Президенти һазирқа мурәккәп шараитта синақ-ховупларни йеңип, күч-қувәтни турақлиқ тәрәққият, йеңи технологияләрни ишләп чиқишта һәмкарлишиш үчүн бирләштүрүшниң муһим вәзипә екәнлигини қәйт қилди. Қасым-Жомарт Тоқаев Түркий әлләр бирлишип ишләшкә болидиған бирқатар муһим йөнилишләрни атап көрсәтти.
– Биз тәбиий энергия мәнбәлирини пайдилинишни тәрәққий әткүзимиз. Бу тоғрилиқ бизниң «йешил ихтисатқа» көчүш бойичә концепциядә ейтилиду. Планланған чариләр бизгә 2060-жилға қәдәр углеродлуқ бетәрәпликни қолға кәлтүрүш имканийитини бериду. Алдики он жил мабайнида зиянлиқ газларниң чиқирилиши 15 пайиз төвәнләйду. Биз 2025-жилғичә 500 миң гектарға 2 миллиард дәрәқ көчитини тикишни нийәт қиливатимиз. Униңдин ташқири һазир мәмликәттә тәбиий энергия мәнбәсини пайдилиниш үлүшини 3 пайизғичә йәткүздуқ. 2030-жилға қәдәр бу көрсәткүч 15 пайизғичә йетиду. Бу мәхсәтләрни қолға кәлтүрүш үчүн Нур-Султанда Хәлиқара йешил технологияләр вә инвестициялик лайиһиләр мәркизи ечилди, – деди Қазақстан Президенти.
Қасым-Жомарт Тоқаев водород энергетикисини тәрәққий әткүзүшни иккинчи әвзәллик сүпитидә атап көрсәтти. Президент дунияда водород энергетикисини «таза» йеқилғуниң йеңи түри дәп һесаплайдиғанлиғиға диққәтни ағдурди. Президентниң сөзичә, Қазақстанда «йешил» водородниң санаәт кластерини вуҗутқа кәлтүрүш үчүн чоң имканийәтләр бар. Мәмликәт буниң үчүн зөрүр болған илмий иқтидар вә квалификациялик мутәхәссисләргә егә.
– Мәмликәтлиримизниң йетәкчи илмий мәһкимилириниң күч-қувитини җипсилаштуруш имканийитини беридиған Хәлиқара консорциум қурушни тәклип қилимән. Бу қурулум водород ишләпчиқириш, сақлаш вә тошушниң йеңи технологиялирини ишләп чиқишни әмәлгә ашуриду. Консорциум асасида бизниң алимлиримиз жиғилип, тәҗрибиси вә билими билән ортақлишалайду, – дәп һесаплайду Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла аләмшумул иссиш, су вә озуқ-түлүк бехәтәрлиги, чегариларара су ресурслирини нәтиҗидарлиқ һәм адаләтлик пайдилиниш охшаш муһим проблемиларниң бирләшкән йешимини издәп тепишқа чақирди. Президент бу проблемиларниң чегаридаш әлләр үчүн ортақ һесаплинидиғанлиғини көздә тутуп, Қазақстанниң су иншаәтлирини бирлишип селишқа тәйяр екәнлигини билдүрди.
Дөләт рәһбири «йешил» технологияләргә мунасивәтлик лайиһиләрни әмәлгә ашуруш үчүн «йешил» капитал базирини тәрәққий әткүзүшни төртинчи вәзипә сүпитидә атап көрсәтти.
– Он жил ичидә дунияда «йешил» облигацияләр миқдари 20 һәссә өсүп, 2 триллион долларға йәтти. Қазақстанму облигацияләр базирини тәрәққий әткүзүшни башлиди. Бийил униң миқдари 100 миллион доллардин ешип кәтти. Бу иш «Астана» Хәлиқара малийә мәркизидә вә Қазақстан фонд биржисида жүргүзүлүватиду. Мән силәрни мәзкүр тәшкилатларниң бай тәҗрибиси вә нәтиҗидарлиқ қураллирини кәң пайдилинишқа чақиримән. Биз «йешил» капиталниң регионлуқ базирини тәрәққий әткүзүшкә мәнпийәтдар. Биз бу мәйданларда түркий әлләрниң «йешил» облигациялирини орунлаштурушқа тәйяр,– дәп елан қилди Дөләт рәһбири.
Қазақстан Президентиниң пикричә, мәмликәтлиримиздә шәһәр аһалиси саниниң көпийиши диққәтни тәләп қилидиған йәнә бир муһим проблема болуп һесаплиниду. Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилатиниң тәхмини бойичә, 2050-жилға қәдәр дунияда шәһәр аһалисиниң үлүши 68 пайизға йетиду, бу болса, шәһәрләрдә көрситилидиған хизмәтләр сүпитини ашуруш тәливини пәйда қилиду.
– Аләмшумул пандемия нурғунлиған хизмәт түрлирини жирақтин туруп әмәлгә ашурушқа болидиғанлиғини көрсәтти. Қазақстанда «әқиллик шәһәр» системиси җарий қилинди вә бирқатар лайиһиләр утуқлуқ әмәлгә ашурулуватиду. Шу түпәйли йол-транспорт вақиәлири вә аварияләр ақивитидә йүз беридиған өлүм әһвали 60 пайиз төвәнлиди. Җәмийәтлик орунларда әмәлгә ашурулидиған җинайәтләр сани 70 пайиз төвәнлиди. Селиқ төләмлири бирнәччә һәссә өсти. Мәмликитимиздә «Рәқәмләштүрүш, илим-пән вә инновацияләр һесавиға технологиялик илгириләш» миллий лайиһиси қобул қилинди. Лайиһә шәһәр егилигини башқурушта илғар технологияләрни җарий қилишқа қаритилған. Биз «әқиллик шәһәрләр» лайиһилири даирисидә IT-компанияләр оттурисидики һәмкарлиқни мустәһкәмлишимиз лазим, – дәп тәкитлиди Қазақстан Президенти.
Дөләт рәһбири шундақла инновацияләр вә стартапларни тәрәққий әткүзүш үчүн яхши шараит яритишниң зөрүр екәнлигини билдүрди.
– Силәргә түркий тәшкилатниң Заманивий технопарклар мәркизини қуруш мәсилисини қарап чиқиш тәкливини беримән. Келәр жили IT-саһада ишләватқан яш мутәхәссисләрниң мәхсус форумини уюштурушни тәвсийә қилимән. Бу чарә-тәдбирни Хәлиқара Astana Hub IT-стартаплар технопаркида өткүзүшкә болиду. Һазир у йәрдә 560тин ошуқ компания, шу җүмлидин 55 чәт әл компанияси ишләватиду. Кейинки 2,5 жилда стартаплар 375 миллион доллардин ошуқ ахча ишләп тапти вә 132 миллион доллар инвестиция җәлип қилди. Astana Hub технопаркида аддийлаштурулған виза тәртиви күчкә егә, у йәрдә ишләватқан компанияләр болса, селиқлардин азат қилиниду, – дәп тәклип қилди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент шуниң билән бирқатарда Қазақстан вә Түркия хәлиқлириниң тәғдирини бағлаштуридиған вақиә тоғрилиқ тохтилип өтти. У өткән әсирдә вәтинини тәрк етип, Түркиягә көчүп кетишкә мәҗбур болған қазақларға түрк хәлқи вә шәхсән көрнәклик дөләт әрбаби Аднан Мендерес тәрипидин көрситилгән ярдәм тоғрилиқ сөзләп бәрди.
– Мән бүгүн йәнә бир тарихий муһим вақиәни әслитип өтмәкчимән. ХХ әсирниң оттурисида тәғдир тәқәзаси билән түрк йеригә келип қалған миңлиған қазақ аилисини Аднан Мендерес қериндашларчә, сәмимий вә меһриванлиқ билән қобул қилған еди. Мошу көрнәклик дөләт вә җәмийәт әрбаби өткән әсирниң 50 – 60-жиллирида он жил мабайнида Түркия Җумһурийитиниң премьер-министри лавазимини егилиди. У қазақларниң мошу йәрдә баш-панаға егә болуп, өз ишини башлиши үчүн һәммә нәрсини қилған еди. Аднан Мендересниң тәғдири бизниң саммит өтүватқан Демократия вә азатлиқ арили билән уттур бағлиқ. Мән Қазақстан Президенти сүпитидә пүткүл қазақ хәлқи намидин Аднан Мендересниң хатирисигә тазим қилип, көрситилгән ярдәм үчүн пүткүл түрк хәлқигә сәмимий миннәтдарлиқ билдүрмәкчимән, – деди Дөләт рәһбири.
Қазақстан Президенти сөзиниң ахирида саммитниң вә Тәшкилатқа әза мәмликәтләрниң өзара һәрикәтниң йеңи басқучиға чиқишиниң алаһидә муһим екәнлигини тәкитлиди. Дөләт рәһбири мошу йәрдә қобул қилинған тарихий қарарлар вә йеңи тәшәббусларниң түркий дунияниң бирлигини күчәйтидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
Саммит йәкүни бойичә Түркийтиллиқ дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши намини «Түркий дөләтләр тәшкилати» қилип өзгәртиш тоғрилиқ қарар; Түркий дөләтләр тәшкилати сәккизинчи саммитиниң декларацияси; Түркмәнстанға Түркий дөләтләр тәшкилати йенидики байқиғучи мәртивисини бериш тоғрилиқ қарар; «Түркий дуния тәсәввури – 2040» тоғрилиқ қарар; Түркий дөләтләр тәшкилатиниң Түркий дуния бирлигигә қошқан һәссиси үчүн Әлишер Наваий намидики Хәлиқара мукапити тоғрилиқ қарар; Түркий дөләтләр тәшкилати йенида шерик мәртивисини тәсис қилиш тоғрилиқ қарар; Түркий дөләтләр тәшкилатиниң Пәхрий Рәиси тоғрилиқ қаидә һәққидә қарар; Түркий дөләтләр тәшкилати Баш кативиниң вакаләтлик қәрәлини узартиш вә Баш катипниң орунбасарлирини тайинлаш тоғрилиқ қарар; Түркий дөләтләр тәшкилатиниң инвестициялик фондини тәсис қилишниң аяқлашқанлиғи тоғрилиқ қарар; Түркий дөләтләр тәшкилати йенидики байқиғучи мәртивиси тоғрилиқ қарар; Әзәрбәйҗан Җумһурийитиниң Президенти Илхам Әлиев җанаби алийлирини «Түркий дунияниң Алий ордени» билән мукапатлаш тоғрилиқ қарар қобул қилинди.

437 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы