• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қараша, 2021

«Туран дунияси» түркий дунияға тонулди

«Һазирқи медиамәдәнийәтни ағзи бесилмай сөзләйдиған «чечәнләр» әмәс, һаятниң өзидин елинған һәқиқий вақиәләр қелиплаштуриду. Әнди әқли, қоли, таланти билән заманивий Қазақстанни бәрпа қиливатқанларни җәмийәткә тонуштуруш – бизниң асасий вәзипимиз болуши керәк».

(Елимизниң Тунҗа Президенти — Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисидин).
 

Шәмшидин АЮПОВ, 
«Уйғур авази»

Һели ядимда, буниңдин бәш жил муқәддәм Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ-комедия театрида Қазақстан Җумһурийити мустәқиллигиниң 25 жиллиғи вә «Туран дунияси» түркий хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң бәш жиллиғиға беғишланған «Бирлиги ярашқан мустәқил елим бар!» мавзусида тәнтәнилик мәрасим болуп өткән еди. Шу күни түркий хәлиқләр Ассамблеясиниң әзаси Карлин Мәхпировниң рәһбәрлигидики мәзкүр фондниң уюштуруши вә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән өткән ушбу тәнтәнигә түркий хәлиқләрниң мәдәнийәт мәркәзлири вә һәрхил җәмийәтлик бирләшмиләр вәкиллириниң, зиялиларниң, жут-җамаәтчиликниң, яшларниң, шундақла бирқатар дөләтләр әлчиханилири вә консулханилириниң Қазақстандики вәкиллириниң қатнишиши һәқиқәтәнму түркий хәлиқләрниң бирлигини вә иттипақлиғини намайиш қилди һәм биз, уйғурларниңму, аброй-инавитини көтиривәткән еди. Мана шуниңдин етиварән «Туран дунияси» фондиниң паалийитидин йеқиндин хәвәрдар болуп келиватимиз. Әнди мәзкүр фонд бу жили өзиниң 10 жиллиғини қарши алмақта. Шуни алаһидә тәкитләш лазимки, ушбу җәмийәтлик тәшкилатниң тәвәллуди икки чоң шанлиқ сәнә – Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 30 жиллиғи вә Түркий дөләтләр һәмкарлиғи кеңишиниң VIII қетимлиқ учришиши билән аһаңдаш болған һаләттә нишанланмақта.
2010-жили болуп өткән түркийтиллиқ хәлиқләрниң әнҗуманида алға сүрүлгән асасий ғайә — түркчилик идеяси Карлинға алаһидә тәсир қилип, униңға илһам беғишлиди. Униң түркчилик идеягә болған тәлпүнүш- интилишини байқиған көрнәклик философ алим, һели мәрһум Нурмәһәмәт Аюпов йол-йоруқ көрситип, нәзәр даирисиниң кәңийишигә йөнилиш бәрди. Уни умумйүзлүк ишларға тутуш қилишқа дәвәт қилди. Карлинниң арзу-армини улғуюп, әнди өзиму тил билән йәткүзүп болмайдиған бәләнт кәйпиятта бебаһа ишларға тутуш қилишқа бәл бағлиди. 2011-жили «Туран дунияси» түркийтиллиқ хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондини тәшкил қилди. Шуниңдин етиварән түркчиликкә йеқин адәмләр билән мунасивәт бағлап, түркийтиллиқ хәлиқләрниң тилини өзлүгидин үгәнди. Түркий хәлиқләр тоғрилиқ рус, қазақ вә латин йезиғида йезилған мәлуматларни топлап, тәһлил қилди. Түрк дуниясиниң намайәндилириниң тәвәллудлирини өткүзди. Түркийләр аилисидики барлиқ хәлиқләр тоғрилиқ мәлуматнамә характердики «Түрк дунияси» китавини уйғур тилида нәширдин чиқарди. Униңда пүткүл түркий тиллиқ хәлиқләрниң қедимий тарихи, бай этнографияси, миллий мәдәнийити вә қариму-қаршилиқларға толуп-ташқан этносәясий шәкиллиниш җәриянлири тезислиқ баян қилинған. Шундақла мәзкүр топламда, башқа көпсанлиқ түркий хәлиқләргә охшашла, уйғурларниң келип чиқиш тарихи, этносәясий сәргүзәштилири, миллий дөләтлири, иҗтимаий-мәдәний тәрәққият басқучлири, урпи-адәт вә әнъәнилири қатарлиқ көпмәнбәлик алаһидиликлири ениқ тарихий фактлар асасида тәһлил қилинған. Карлин Нурдуноғлиниң қәйт қилишичә, ана мәктәпни сақлап қалсақ, Йәттисуда истиқамәт қиливатқан уйғурлар милләт сүпитидә сақлинип қалиду. Әйнә шу мәхсәттә, «Туран дунияси» фонди «Ака-ука Мусабаевлар вә уйғур маарипи» намлиқ чоң һәҗимлик китапни йоруққа чиқарди. Мәхсәт — Мусабаевларниң роһини сақлиған һалда, уларниң миллий маарип идеясини бүгүнки тиҗарәтчилиримизниң сәвийәсигә сиңдүрүштин ибарәт. Қисқиси, «Туран дунияси» фонди өз мәхсәт-мудиасини бәлгүләп, ениқ чарә-тәдбирләрни уюштуруш арқилиқ аз вақитниң ичидила түркий хәлиқләрниң мәдәний һаятидин өз орнини елип үлгәрди.
Фонд мудири Карлин Мәхпиров үчүн уйғур, қазақ, түрк, өзбәк, татар вә башқа түркийтиллиқ хәлиқләр бир-биригә қандаш-қериндашлар, тәғдири бир туққанлар сүпитидә қиммәтлик. У өз паалийитидә түркий хәлиқләрниң бирлигини сақлашқа пүтүн күч-қудритини сәрип қилип келиватиду. Мән мошу мавзу хусусида униң билән хелә узақ сөһбәтләштим. Растимни ейтсам, мени «Карлин шунчә әхбаратни нәдин алидекин?» дегән ой хелидин бери беарам қилип жүрәтти. Гәпара униңға шу соални қойдум. У түркийтиллиқ хәлиқләрниң тилини өзлүгидин үгинип, һазир шу тилларда һәм рус вә латин йезиғида йезилған материалларни үзмәй оқуйдиғанлиғини ейтти. Сөһбәт җәриянида мән Карлинниң қайсила мәсилидә пикир қилмисун, нәзәр даирисиниң кәңлигини, пикир қилишиниң чоңқурлуғини, зеһниниң өткүрлүгини йәнә бир қетим байқидим. 
— 2009-жили хәлқимизниң бешиға еғир күнләр чүшкәндә, Түркиядики 100 миң түрк қериндишимизниң вә Қиримдики қирим-татарлириниң бизгә һисдашлиқ билдүрүп, намайишқа чиқиши мени қаттиқ тәврәндүрди, — дәйду у сөһбәтара. – Әшу намайишни уюштурған қирим татарлири билән дәрһал алақә бағлап, уларниң мундақ һәрикәткә беришиға немә сәвәп болғанлиғини соридим. Улар өзлириниң Миллий мәҗлиси низамнамисиниң 4-пунктида «Түркий хәлиқләрниң һәмкарлиғи һәм уларни қоллап-қувәтләш», дәп ениқ көрситилгәнлигини һәм шуниңға әмәл қилған һалда бу һәрикәткә барғанлиғини ейтти. Түркиядики «Түрк очақлири» вә «Саадәт» партиясиниң рәһбәрлириму заманисида түрк дуниясиниң карван беши болған уйғур қериндашлириниң бешиға күн чүшкән пәйттә, қарап туралмиғанлиғини һәм бу хилдики паалийәтлирини һәргиз тохтатмайдиғанлиғини қәйт қилишти. Бу гәпләрни аңлап, бәк һаяҗанландим вә шуниңдин кейин «Туран дунияси» түркий хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондини тәшкил қилишқа қәттий бәл бағлидим. Түркий тиллиқ хәлиқләрниң келип чиқиш тарихини, тилини, мәдәнийитини чоңқур үгинишкә тириштим. Мениң үчүн йеңи бир дуния ечилғандәк болди. 
«Милләтпәрвәр», «вәтәнпәрвәр», «хәлиқпәрвәр», дегән ибариләр моҗут. Бу ибариләр Карлин Мәхпировқа толуқ тәәллуқ, униңға шундақла һәммидин жуқури туридиған инсанпәрвәрлик йеқиндур. У пат-патла хәлқимизниң муңлуқ өтмүши, ғәмкин бүгүни һәм ғува әтиси һәққидә түви йоқ шерин ой-хиялларға чөкиду. Шунда «Туран дунияси» җәмийәтлик фонди мудириниң пәқәт түрк дуниясиғила әмәс, уйғур дунияси үчүнму сәкпарә болуп жүргәнлигини сезисән. Бирла мисал. 2019-жили җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезити йенида беваситә Карлин Мәхпировниң тәшәббуси билән гезитимизға муштири топлаш Штаби қурулуп, униң тоғра вә изчил башқуруши нәтиҗисидә интайин жуқури көрсәткүчләр йүз бәрди. Җамаәтчилик арисида жүргүзүлгән тәрғибат-тәшвиқат ишлири муштирилар саниниң көпийишигә елип келип, «Уйғур авази» гезити җумһурийәттики 700гә йеқин гезит арисида әң көп тарилидиған бәш гезитниң қатаридин орун алди. Фонд шундақла бүгүнки күнгә қәдәр миллий маарип мәсилилиригиму, оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрниң бүгүнки әһвалиғиму алаһидә көңүл бөлүп келиватиду. Фонд мудири Карлин Нурдуноғлиниң мошу жилниң май ейида җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенида қурулған Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиға рәһбәрлик қилиш ишлириму нәтиҗилик болуп, оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдики балилар саниниң кемиш җәрияни тохтап, өсүшкә қарап йүзләнди. Буниңдин ташқири, әйнә шу мәктәплиримизгә мунасивәтлик башқиму мәсилиләр ениқлинип, уларни һәл қилиш бойичә әмәлий ишлар елип бериливатиду... 
— Билишимчә, һазир Түркиядә 25 миңға йеқин уйғур яшайду, — дәйду у ана тил, ана мәктәп вә миллий тәрәққият һәққидә ой бөлүшүп. – Әпсус, уларниң тәңдин-толиси ана тилини йетүк билмәйду. Сәвәви, ана тилида мәктәп йоқ. Өзбәкстанда әһвал техиму паҗиәлик. У тәвәдә яшаватқан уйғурлиримиз заваллиққа қарап йүзләнди. Рәсмий мәлуматлар бойичә, Қирғизстанда мошу күндә 50 миң уйғур яшайду. Бәзидә маңа уларниң келәчиги һәққидә ой-хияллар өз илкигә елип, арам бәрмәйду. Чүнки уйғур яшлириниң һәммисила дегидәк бир-бири билән рус тилида муамилә қилишиду. У йәрдиму ана тилини сақлап қалғидәк мәктәп йоқ. Әнди биз һәвәс билән қарайдиған Европида 13 миң уйғур туриду. Уларниңму икки әвлаттин кейин йилтизи қуруп кетиш еһтимали бар. Әнди Қазақстан диярида өзимизниң миллий алаһидиликлиримизни, җүмлидин ана тилимизни, миллий маарип, әдәбият вә сәнъитимизни сақлап, риваҗландурушниң асаслиқ шәрт-шараитлири яритилған. Амма биз моҗут имканийәт-мүмкинчиликләрдин толуқ пайдилинишни билмәйватимиз. Мәлумки, өткән әсирниң 90-жиллири Уйғур театриниң реконструкцияси қолға елинғанда, тиҗарәтчилиримиз, зиялилиримиз, сәнъәткарлиримиз, уйғур җамаәтчилиги сәпәрвәрликкә келип, «Уйғур театрини башқилар һәвәс қилғидәк дәриҗидә селишимиз керәк», дегән идея астида бирләшти. Очуғини ейтсақ, у чағда «бирлишәйли» дегән идеяму болмиған. Бу пүтүнсүрүк хәлиқ һәрикитигә айлинип кәтти һәм аримиздики талаш-тартишларму түгиди. «Әнди немә қилишимиз керәк?», дегән соал һәммимизни беарам қилидиғини тәбиий. Мениңчә, тиҗарәтчилиримиз, зиялилар, хәлиқ бирләшкән һалда, «Уйғур өйини» селишни қолға елиши керәк. У өйниң биринчи қәвитидә сәнъәт галереяси, ашхана, кафе, иккинчи қәвитидә 200 адәмгә молҗаланған зал вә сәһнә болуши лазим. Әнди үчинчи қәвити меһманхана үчүн аҗритилса. Шуниң билән биллә, бу өйниң йенида китапхана, ана тилини үгәнгүчиләр үчүн йәкшәнбилик мәктәп вә һәрхил сәнъәт өмәклирини ечишқиму болатти. Мана ушбу идея бирлигимизни техиму мустәһкәмләшкә түрткә болатти. Көрнәклик һоқуқшунас алим, мәрһум Әнвәр Һаҗиевниң тәъбири билән ейтқанда, «Шәхсийәтчиликтин умумий мәнпийәтләр пайдисиға қәдәм ташлишимиз керәк». 
Раст, һәрқандақ адәмниң өз аилиси, миллити һәм җәмийәт алдида атқуридиған хизмәт-борчи барлиғи талашсиз. Буни һәрким һәрхил чүшинишиму мүмкин. Амма мошу биз яшаватқан заманда шундақ инсанлар барки, улар өзлиригә дайим бүйүк ой-мәхсәтләрни закилиған. Ялғуз өзиниң әмәс, көпчиликниң, һәтта миллитиниң қайғуси, дәрди, ғеми билән яшашни қәрзи-пәрзи дәп чүшиниду. Мән Карлинни ишәшлик һалда әйнә шундақ улуқ пикирләр, ойлар, бүйүк мәхсәтләр илкидә яшайдиған әзимәтләр қатарида дәп чүшинимән. Ундақ дейишимниң сәвәви, у һәрқачанла келәчәккә ишинидиғанлиғини, бир күни болмиса бир күни асминимизда булутлар тарқап, қуяш пақирап чиқидиғанлиғини чоңқур ишәнчә-етиқат илкидә тәкрарлайду. 
— Карлин Мәхпировниң түркий хәлиқләр арисидики бирликни, иттипақлиқни тәрғип қилишқа, елимиз Қазақстанда милләтләрара достлуқни, разимәнликни мустәһкәмләшкә, хәлқимизниң тарихида, мәдәнийитидә муһим роль ойниған әрбаплиримизниң исимлирини әбәдийләштүрүшкә қошқан төһписи бебаһа, — дәйду Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизиниң йетәкчи илмий хадими, «Туран» университетиниң илмий тәтқиқатчиси, филология пәнлириниң намзити Рәхмәтҗан Йүсүпов. — Буниңға Карлин Мәхпировниң мәмликитимиздә вә униң сиртида давамлиқ өтүп туридиған түркий хәлиқләрниң һәрхил чарә-тәдбирлиригә хәлқимиз вәкили сүпитидә қатнишип, уларда қилған дадил вә асаслиқ пикир-тәклиплири, фонд тәрипидин йоруқ көргән «Абдуқадир Дамоллам», «Әхмәт Йүгнәки. Әтәбәтул Һәқайиқ», «Түрк дунияси», «Мусабаевлар вә миллий маарип», «Уйғур шаирлириниң түркий хәлиқләр әдәбиятидики төһписи» намлиқ китаплар дәлил болалайду. 
 «Туран дунияси» түркий хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң 10 жиллиғиниң достлуғимиз, бирлигимиз ярашқан вәтинимиз Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға тоғра келиватқини бизни хошал қилиду, әлвәттә. Биз, қазақстанлиқ уйғурлар, дайим қериндаш қазақ хәлқиниң қайғуси билән хошаллиғини тәң бөлүшүп кәлгән хәлиқ болғанлиғимиз билән пәхирлинимиз. Қазақстанниң әркинлиги, мустәқиллиги – башқа милләтләр билән бирқатарда биз, уйғурларғиму, берилгән чоң бәхит вә амәттур. «Туран дунияси» җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпировму өз ишида һәрқачан мана шу принципқа тайинип, елимизниң мунасип граждини сүпитидә өз алдиға қойған вәзипилирини шәрәп билән ада қилип кәлмәктә.
 «Туран дунияси» фондиниң өз алдиға қойған асасий мәхсәтлириниң бири — түркий хәлиқләр вәкиллирини биз, уйғурлар, билән тонуштуруш, уларни бай тарихимиздин, мәдәнийитимиздин хәвәрдар қилиштин ибарәт. Түркий дунияға тонулған мәзкүр фонд мошу йөнилиштә җумһурийитимиздә вә хәлиқарида көплигән тилға аларлиқ изгү паалийәтләрни елип барди. Келәчәктә ушбу җәмийәтлик тәшкилатниң хәлқимиз мәнпийити үчүн техиму көп ишларни бәҗиридиғанлиғиға ишәнчимиз камил. 
 

387 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы