• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қараша, 2021

Дөләт рәһбири һозурида болди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев мәмликитимиздә сәпәр билән болған БДТниң Венадики бөлүминиң баш мудири, БДТниң наркотиклар вә җинайәтчилик бойичә башқармисиниң иҗраий мудири Гаду Валини қобул қилди.
Учришиш давамида наркотикларниң қанунсиз оборотиға, уюшқан җинайәтчиликкә, коррупциягә, терроризмға, шундақла киберҗинайәтләргә қарши күришиш бойичә һәмкарлиқ мәсилилири муһакимә қилинди.
Қасым-Жомарт Тоқаев өз сөзидә БДТниң хәлиқара ишлардики мәркизий ролини алаһидә тәкитләп, Қазақстан турақлиқ тәрәққиятни, бехәтәрликни вә турақлиқни тәминләш саһасида тәшкилат билән қоюқ һәмкарлишиш нийитидә екәнлигини тәстиқлиди. Дөләт рәһбири БДТниң наркотикларға вә җинайәтчиликкә қарши күришиш бойичә башқармисиниң региондики изчил паалийитини, болупму Авғанстандики һазирқи вәзийәт шараитидики паалийитини қоллап-қувәтлиди.
Президент БДТниң Мәркизий Азия үчүн 2022 – 2025-жилларға қобул қилған йеңи программисини мақуллиди.
Өз новитидә, Гада Вали мәмликитимиздә жүргүзүлүватқан ислаһатларға, болупму һоқуқ қоғдаш системисини заманивийлаштурушқа қаритилған ислаһатлириға жуқури баһа бәрди. Меһман БДТ хадимлирини Авғанстандин көчириштә вә уларни Алмутиға орунлаштурушта көрситилгән ярдәм үчүн Президент Қасым-Жомарт Тоқаевқа миннәтдарлиқ изһар қилди.

394 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы