• Әхбаратлар еқими
  • 01 Желтоқсан, 2021

Яшлар форуми өтти

Өткән чаршәнбә күни Нур-Султанда Мустәқилликниң 30 жиллиғи даирисидә Тунҗа Президент Күни шәрипигә «Тәуелсіздік ұрпақтары» җумһурийәтлик яшлар форуми болуп өтти.

Чарә-тәдбиргә Парламент Сенатиниң рәиси Мәулен Әшимбаев, әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Аида Балаева, Мәҗлис вә вилайәтлик мәслиһәтләрниң яш депутатлири, Nur Otan партияси йенидики яшларни қоллап-қувәтләш бойичә җумһурийәтлик җәмийәтлик кеңәшниң вәкиллири, Президент йенидики Яшлар сәясити кеңишиниң, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси яшлар қанитиниң, Сенат йенидики яш экспертлар клубиниң әзалири, «Болашақ» программисиниң учумкарлири, яш алимлар, оқутқучилар, түрлүк саһалар тәтқиқатчилири, яш тиҗарәтчиләр вә стартаперлар, җумһурийәтлик вә регионлуқ яшлар тәшкилатлириниң рәһбәрлири қатнашти. Шундақла мәмликәтниң барлиқ регионлиридин паалийәтчан яшлар онлайн-тәртиптә қошулди.
 Тунҗа Президент — Елбасы Нурсултан Назарбаев форум қатнашқучилириға мәхсус видеомураҗиәт йоллап, униңда мустәқилликниң биринчи күнлиридин тартипла нәқ яшларниң мәмликитимиздики дөләт сәяситиниң асасий әвзәлликлириниң бири екәнлигини тәкитләйду. Қазақстанниң яш вәтәнпәрвәрлири барлиқ саһаларда мустәқиллик утуқлирини мустәһкәмләватқанлиғини қәйт қилиду. 
Мәулен Әшимбаев форумда сөзгә чиқип, талантлиқ яшларниң йеңи әвладиниң күчлүк вә течлиқпәрвәр дөләт қуруш йолини давамлаштуридиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. Сенат рәиси өз сөзидә Қазақстан мустәқиллик жиллирида қолға кәлтүргән асасий утуқ-муваппәқийәтләргә тохтилип, Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң яшларни қоллап-қувәтләшкә қаритилған тәшәббуслири тоғрилиқ тәпсилий ейтип өтти. 
– Мустәқиллик жиллирида мәмликәттә «Болашақ» программиси әмәлгә ашурулди. Униң арқилиқ яшлиримиз дунияниң йетәкчи алий оқуш орунлирида билим елиш имканийитигә егә болди. Пүткүл мәмликәттә тәхминән 1 800 йеңи мәктәп, милләтниң саламәтлигини яхшилаш үчүн йеңи ағриқханилар вә илмий медицина мәркәзлири селинди. Мустәқилликниң қолға кәлтүрүлүши билән 1 800 саламәтликни сақлаш объекти пайдилинишқа берилди. Регионларда вә йезиларда инфрақурулумни вуҗутқа кәлтүрүш бойичә нурғунлиған лайиһиләр әмәлгә ашурулди. Мошуниң һәммиси яшлиримизниң билимлик, сағлам вә риқабәткә тақабил болуши үчүн қилинди, – деди Мәулен Әшимбаев.
Яшлар форумида сөзгә чиққан Аида Балаева мәмликәтниң мустәқилликтә өткән 30 жилида яшлар сәясити саһасида қолға кәлтүрүлгән асасий утуқларға тохталди.
– Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң вә Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Кемелоғли Тоқаевниң яшларни қоллап-қувәтләш сәясити түпәйли хәлиқара дәриҗидә мунасип баһаланған мәмликитимиздә яш қазақстанлиқларниң риваҗлиниши үчүн надир шараит яритилди. «Болашақ» яшлар стипендияси түпәйли 15 миңдин ошуқ яш қазақстанлиқ дунияниң әң яхши оқуш орунлирида билим елиш имканийитигә еришти. 1992-жилдин етиварән һәр жили яш талантларни қоллап-қувәтләш үчүн «Дарын» дөләт яшлар мукапити тапшурулуватиду, – дәп тәкитлиди министр.
Форумда тәкитлинишичә, 2000-жиллардин башлап яшлар сәяситини әмәлгә ашуруш бойичә сәясәт қошумчә күч-қувәткә егә болди. Мәсилән, «Қазақстан яшлири» дөләт программиси, Дөләт яшлар сәясити концепцияси қобул қилинди, «Жасыл ел», «Яшлар әмәлияти», «Диплом билән – йезиға», «Серпін» вә башқа бирқатар лайиһиләр ишқа қошулди.
Җүмлидин «Жасыл ел» лайиһиси бойичә яшларниң әмгәк отрядлири 2005 – 2021-жиллар арилиғида мәмликәт бойичә 44,3 миллион дәрәқ көчитини тикти, 180 миң гектар йәрни пәрвиш қилди. Лайиһә даирисидә мошу жилларда 300 миңдин ошуқ жигит вә қиз ишқа орунлаштурулди. Һазирқи вақитта 2021 – 2025-жилларда һәр жили 30 миң адәмни, шу җүмлидин йезиларда 10 миң адәмни ишқа орунлаштуруш вәзиписи қоюлди.
Әнди «Серпин» программиси бойичә 2014 – 2021-жилларда 7,7 миң студент оқушини тамамлап, уларниң 5,5 миңи, йәни 71,7 пайизи ишқа орунлаштурулди.
2010-жили қурулған миллий пидаийлар тармиғида һазирқи вақитта 3,5 миңға йеқин пидаийлар тәшкилати болуп, уларниң тәркивидә 50 миңдин ошуқ әза бар. Бүгүнки күнгә қәдәр пидаийлар миңдин ошуқ лайиһини утуқлуқ әмәлгә ашурди.
2019-жилниң «Яшлар жили» дәп елан қилиниши яшлар сәясити йөнилишидики муһим вақиә болди. У яшлар саһасини мисли көрүлмигән дәриҗидә қоллап-қувәтләш жилиға айланди. Ишқа орунлаштуруш, турушлуқ өй шараитини яхшилаш, тиҗарәтчиликкә үгитиш, илим-пән вә бизнес-тәшәббусларға грант бөлүш – дөләт тәрипидин яш қазақстанлиқларға қилинған ярдәмниң толуқ әмәс тизими әйнә шундақ.
Яшларни қоллап-қувәтләш бойичә 2020 – 2025-жилларға бәлгүләнгән комплекслиқ план тәстиқләнди. План 10 йөнилиштин ибарәт болуп, уларниң даирисидә яш қазақстанлиқларни қоллап-қувәтләш бойичә әмәлдики чариләрни мукәммәлләштүрүш, заманивий механизмларни җарий қилиш, җәмийәтлик муһитқа маслишиш вә башқиму йеңилиқлар көздә тутулмақта
2015-жилда «Дөләт яшлар сәясити тоғрилиқ» йеңи қанун қобул қилинип, у яшларниң ресурс мәркәзлириниң паалийитигә йол ачти. Һазирқи вақитта мәмликәт регионлирида 209 яшларниң ресурс мәркәзлири ишләватиду. Пәқәт бийилла яшларниң ресурс мәркәзлири арқилиқ 800дин ошуқ яш қазақстанлиқ адреслиқ ярдәм елишқа муйәссәр болди.
Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Елбасы йолиниң варислиғини сақлап, яшларни қоллап-қувәтләшни дөләт сәяситиниң стратегиялик йөнилишлириниң бири дәп бәлгүлиди. Дөләт рәһбири бирқатар миқияслиқ лайиһиләрни әмәлгә ашурушни тәклип қилди.
Мәсилән, Президентниң яш кадрлар резерви стратегтиялик чариләрниң бири болуп һесаплиниду. Мәзкүр лайиһә жуқури квалификациялик яш мутәхәссисләрни дөләт башқуруш системисиға җәлип қилиш имканийитини бәрди. Конкурсқа 13 212 намзат қатнашти, униң нәтиҗиси бойичә 300 адәм кадрлар резервиға кирди. Һазир Президент резервиға кадр таллавелишниң иккинчи басқучи кетип бариду, униң даирисидә қошумчә 150 яш кәспийни таллавелиш планланмақта.
Шундақла «Мустәқиллик әвлатлири» гранти тәсис қилинди. У яшларниң «Илим-пән», «Мәдәнийәт», «Әхбарат технологиялири», «Бизнес», «Медиа» йөнилишлири бойичә 30 лайиһә вә тәшәббусини қоллап-қувәтләш мәхситидә һәр жили тапшурулиду. Униң ахчилиқ миқдари үч миллион тәңгини тәшкил қилиду. Бийил конкурс комиссияси экспертлар муһакимисиниң нәтиҗисидә әң яхши 30 лайиһини таллавалди.
Форум давамида яш активистларниң тәшәббускар топи Қазақтан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаевқа «Алғыс кітабы» Миннәтдарлиқ китавини тапшуруш тәкливини оттуриға қойди. Мәзкүр китапқа Елбасыниң қоллап-қувәтлиши арқилиқ вә Қазақстан Җумһурийитиниң мустәқиллиги түпәйли өзлирини көрситәлигән мәмликәт яшлириниң миннәтдарлиқ сөзлири орун алған. 
Яшлар форуми даирисидә «Дарын» дөләт яшлар мукапитини тапшуруш мәрасими болуп өтти. 

174 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы