• Әхбаратлар еқими
  • 13 Қаңтар, 2022

Һәммимизниң паҗиәси

Биз, көпмилләтлик Қазақстан хәлқи, мустәқил елимизниң оттуз жиллиқ тарихида илгири-кейин болмиған дәһшәтлик вақиәниң гувачиси болдуқ. Қазақстан дөләтчилигиниң, ениғирақ ейтсам, Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт сүпитидә сақлинип қелишиға болған сүйиқәстликтин артуқ дәһшәт болмиса керәк. Бу дәһшәтни уюштурғанлар, уни әмәлгә ашурғанлар, сөзсиз, қанун алдида тегишлик җазасини алидиған болиду.
Һә, Маңғыстав вилайитиниң Жаңаөзен шәһиридә башланған течлиқ митингниң ахири пүткүл Қазақстан бойичә тәртипсизликләргила әмәс, террорлуқ һәрикәтләргә, һәтта Қазақстанға қарши хәлиқара террорлуқ һуҗумға елип кәлди. Елимиз бойичә Алмута вә Чимкәнт шәһәрлири билән тоққуз вилайәт мәркизидә йәрлик һакимийәт беналири бесивелинди, уларға от қоюлди, сода орунлири талан-таражға селинди, қисқиси, аммивий тәртипсизликләр нәтиҗисидә пәқәт кичик вә оттура тиҗарәт субъектлири мисли көрүлмигән чиқимға учриди вә һаказилар.
Террорлуқ һәрикәтләрниң толуқ хронологияси һәммимизгә аян, заманивий әхбарат технологияси биздин қандақту-бир нәрсини йошуруп қелишқа имканийәт бәрмәйду. Шуңлашқа елимизниң қайси шәһиридә яки қайси вилайитидә неминиң йүз бәргәнлигини қайтилап олтиришниң һаҗити йоқ дәп ойлаймән вә пәқәт елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң әқиланә пәм-парасити вә даналиғи түпәйли елимиз өз дөләтчилигини сақлап қалғанлиғини алаһидә мәмнунийәт билән тилға алмақчимән.
Һәммимиз билимизки, қалаймиқанчилиқлар башланған күнила Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Кемелоғли кечиктүрүшкә һеч болмайдиған муһим қарарларни қобул қилди, зөрүрийити пишип йетилгән чариләрни көрди, бирнәччә қетим Қазақстан хәлқигә мураҗиәт қилип, хәлиқни қелиплашқан әһвал билән шәхсән өзи хәвәрдар қилип турди.
Һазир бизгә шу нәрсә ениқ болдики, Қасым-Жомарт Тоқаев хәлиққә йоллиған әйнә шу мураҗиәтлирини, адәттикидәк, ярдәмчилири билән мәслиһәтчилириниң ярдимигә тайинмай, өзи йезип чиққан, кечиси кирпик қақмай, күндүзи тиним тапмай елимизниң мустәқиллигини сақлап қелиш йолида җанпидалиқ көрсәткән. Президентимизниң оператив вә қәтъий чариләрни дәрһал көрүши түпәйли әһвални тез-арида өз қелипиға чүшириш мүмкин болди. 
Өзиниң конституциялик һоқуқини пәқәт дөләтниң мустәқиллигини сақлап қелишқа, аһалиниң хатирҗәмлигини тәминләшкә сәрип қилишни һәммә нәрсидин үстүн қойған Президентимиз бүгүн йәнә бир қетим барлиқ течлиқпәрвәр амминиң әң дана рәһбиригә айланди, қазақстанлиқлар униң әтрапиға техиму йеқин җипсилишип, бир йәңдин – қол, бир яқидин баш чиқиришқа тәйяр екәнлигини билдүрмәктә. Шундақ екән, биз, қазақстанлиқ уйғурлар, қериндаш қазақ хәлқи билән тәң қайғуруп, тәң һәсрәт чекиватимиз. 
Ейтқанлирим қуруқ дәвраңвазлиқ әмәс, әмәлий һәқиқәт. Бирла мисал кәлтүрәй, Алмута вә униң әтрапидики уйғур жутлиридики җамаәтчилик ишлар активистлириниң тәшәббуси билән җәнубий пайтәхни террористлардин тазилаш һәрикәтлиригә қатнишиватқан вә аһалиниң бехәтәрлигини тәминләватқан һәрбийләрни иссиқ тамақ билән тәминләш қолға елинди. Өзиңиз ойлап көрүң, қишниң мошу қәһритан соғ күнлири кечә-күндүз әл хатирҗәмлиги йолида җенини қурван қилишқа тәйяр һалда постта турған солдатқа иссиқ тамақ күчигә күч қошуп, роһиға мәдәт бәрмәмду!
Әнди хәлқимиз вәкиллири зич истиқамәт қилидиған Уйғур, Панфилов, Әмгәкчиқазақ наһийәлиридә йәрлик аһали һәрбийләр билән полиция хадимлириға һәмкарлашқан һалда блок-постларда пидаийлар ролини атқуруватиду. Бу – хәлқимизниң бирлиги билән достлуғиниң ярқин бир көрүнүшидур. Чүнки йәрлик аһали, болупму қазақ билән уйғур әл бешиға күн чүшкәндә дайим биллә екәнлигини ениқ изһар қилди.
Йәнә бир қетим тәкрар ейтимәнкин, елимизгә чәт әлләрдики террорлуқ һәрикәтләргә қатнишип, шәһәр муһитида җәң қилиш тактикисини мукәммәл егилигән қарақчилар һуҗум қилди. Уларни бир мәркәздин башқурушму наһайити утуқлуқ уюштурулған. Шундиму елимизниң күч қурулумлири уларға зәрбә беришни билди, өзлириниң һәрбий тәйярлиғи тәләпләр дәриҗисидә екәнлигини әмәлиятта көрситишни билди. Бирақ, тәләйгә қарши, һәрбийләр билән полиция хадимлири арисида Вәтән үчүн, хәлиқ үчүн җенини қурван қилғанлар бар. Уларниң әрлигигә баш егип, тазим қилимиз, ата-анилири билән уруқ-туққанлириға чоңқур қайғуруп тәзийә билдүримиз.
Мошу йәрдә шуни қошумчә қилғум келидуки, бу паҗиә өзәмниң киндик қени төкүлгән, Кәтмән тағлириниң бағриға орунлашқан гөзәл Чоң Деханни, йәни Чоң Ачиноқиниму айлинип өтмиди. Мошу жутниң оғлани, қатардики җәңчи Шавкәт Әмирдинов қарақчилар билән болған җәңдә қәһриманларчә вапат болди. Мән мәрһумниң аилисигә вә барлиқ жутдашлиримға чоңқур қайғуруп тәзийә билдүримән.
Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев “Бу январь вақиәлири елимиз тарихида “Алмута паҗиәси” нами билән қалиду” дәп ейтти. Һәқиқәтәнму, Алмута паҗиәси – бизниң һәрбиримизниң паҗиәси. Гөзәл, күндин-күнгә сөләт еливатқан сөйүмлүк шәһиримиздики паҗиә бизни, Қазақстан хәлқини, Президентимиз әтрапиға техиму йеқин җипсилишишқа дәвәт қилиду һәм шундақ болиду.

Шаһимәрдан НУРУМОВ,
ҖУЭМ рәиси, ҚХА Кеңишиниң әзаси.

119 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы