• Әхбаратлар еқими
  • 27 Қаңтар, 2022

Олимпиадичиларни қобул қилди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев миллий Олимпиада вә Паралимпиада талланма командилириниң әзалири билән учрашти.
Дөләт рәһбири өз сөзидә мәмликитимизгә әң яхши спортчилар вакаләтлик қилидиған Беҗин қишлиқ Олимпиада вә Паралимпиада оюнлириниң барлиқ спорт ишқивазлири үчүн муһим вақиә болидиғанлиғини тәкитлиди.
– Бу мусабиқиләрдә мәмликитимиз шәнини қоғдаш – борч-қәриз вә чоң җавапкәрлик. Қазақстан спортчилири Олимпиада оюнлирида бирнәччә қетим мукапатлиқ орунларға көтирилди. Улар арқилиқ бизниң байриғимиз мәғрур йәлпүлдәп, гимнимиз иҗра қилинди. Сөзсизки, мундақ дәқиқиләрдә һәрбир қазақстанлиқниң қәлби өз мәмликити үчүн пәхирлиниш туйғулириға толуп-ташиду. Силәрниң пүткүл хәлиқ билдүргән ишәнчини ақлайдиғанлиғиңларға үмүт қилимән, – дәп тәкитлиди Президент. 
Қасым-Жомарт Тоқаев қазақстанлиқ атлетларниң қишлиқ Олимпиада вә Паралимпиада оюнлирида мунасип маһарәт көрситип, 2 алтун, 4 күмүч вә 4 бронза медалиға сазавәр болғанлиғини әслитип өтти. 
Дөләт рәһбири өз исмини елимизниң олимпиада сәһиписигә мәңгү йезип қалдурған Владимир Смирнов, Людмила Прокашева, Елена Хрусталева, Денис Тен, Юлия Галышева кәби спортчилар тәнтәнилик ғәлибилири билән гражданлиримиз қәлбидә өз мәмликити үчүн пәхирлиниш туйғулирини күчәйткәнлигини алаһидә тәкитлиди. 
 – Силәрниңму алдики Олимпиада оюнлирида маһаритиңларни көрситидиғанлиғиңларға ишинимән. Бизниң паралимпиадичилиримиз алдидиму җиддий мусабиқиләр туриду. Паралимпиада оюнлири мәмликитимиздә инклюзивлиқ җәмийәтни тәрәққий әткүзүштә чоң әһмийәткә егә. Қазақстанлиқ паралимпиадичилар ғалибийәтлириниң тарихи мәхсәтчанлиқ, тиришчанлиқ вә өз күчигә ишиниш үлгиси болуп хизмәт қилиду. Әпсуски, бизниң спортчиларниң тәйярлиқ көрүшиниң ахирқи күнлири паҗиәлик январь күнлири билән қайғулуқ болди. Бирақ, әң муһими, хәлқимиз җипсилиғи вә пикирдашлиғи түпәйли дөләтниң пүтүнлүгигә қәст қилған терроризмға қәтъий зәрбә берәлиди. Миллий талланма командилиримизни пүткүл мәмликәт болуп қоллап-қувәтләп, мусабиқиләр күнлиридиму умуммиллий бирлигимизни намайиш қилидиғанлиғимизни билимән, – дәп билдүрди Президент.
Дөләт рәһбири спортчиларниң Олимпиада йолланмисиға еришиш үчүн нурғун жиллар мабайнида җиддий ишлигәнлигигә, мәшиқләндүргүчиләрниң болса, барлиқ күчини уларниң кәспий җәһәттин өсүшигә сәрип қилғанлиғиға диққәтни җәлип қилди. 
 – Әнди силәр уруқ-туққан вә йеқинлириңларниңла әмәс, бәлки миллионлиған қазақстанлиқ ишқивазларниң үмүтини ақлишиңлар керәк. Силәрниң тиришчанлиғиңлар вә ғалибийәткә йетиш хаһиш-ирадәңлар илһамдурғуч үлгә болуп һесаплиниду, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент шундақла һәрқачан дөләтниң асасий әвзәлликлириниң бири болған аммивий вә балилар — өсмүрләр спортини қоллап-қувәтләш мәсилисигиму тохтилип өтти. Шундақла өзиниң тапшурмиси бойичә өткән жилдин етиварән дөләт спорт буйрумисини җан бешиға мәбләғ билән тәминләшниң күчкә егә екәнлигини қошумчә қилди. 
– Бу спорт секциялири билән һойла клублириниң тәрәққий етишигә күчлүк түрткә болди. Силәр билисиләрки, мән 2022-жилни «Балилар жили» дәп елан қилдим. Өсүватқан әвлатниң уйғун риваҗлиниши үчүн дөләт вә җәмийәтниң күч-қувитини бирләштүрүш зөрүр. Мошу барлиқ чариләрниң балилиримизниң саламәтлигини мустәһкәмләшкә вә уларни роһий-әхлақий тәрбийиләшкә өз һәссисини қошидиғанлиғиға ишәнчим камил, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири.
Учришиш ахирида Олимпиада талланма командисиниң байрақдари Абзал Ажғалиев билән Паралимпиада командисиниң капитани Александр Герлиц Президент қолидин Қазақстанниң Дөләт байриғини қобул қиливалди вә қәсәмяд қилди.
Қасым-Жомарт Тоқаев көк байриғимизниң Олимпиада чоққисида көтирилиши үчүн спортчиларға алдики оюнларда утуқлуқ нәтиҗә көрситишни тилиди. 
 

338 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы