• Әхбаратлар еқими
  • 24 Ақпан, 2022

Һәммә шундақ ойлиса...

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
«Уйғур авази»

Йеқинда жут чоңлири жиғилған бир баш қошушта  Чонҗа йезисида истиқамәт қилидиған Зәйнидин Шәмиевниң исми алаһидә тилға елинди. Гәптин гәп чиқип, һәммә униң қилған изгү ишлирини ейтип, яшларни униңдин үлгә елишқа чақирди.
– Пәқәт қараңғу чүшкәндила, адәмләр айниң йоруғини байқайду. Әтиси қайта күн чиққанда, уни унтуп қалиду. Бара-бара қараңғулишип кетиватқан бүгүнки җәмийитимиздики яхши адәмләрни мана шу айға охшитимән. Уларни бешимизға қайғу чүшкәндила әскә алимиз. Лекин улар Алланиң разилиғи үчүн кишиләргә яхшилиқ қилишни унтуған әмәс. Шундақ мәрт-мәрданә оғланлиримизни бири – Зәйнидин дәп ишәшлик ейталаймән, – деди шу баш қошушта Фатима исимлиқ һәдимиз Зәйнидин Ғенахуноғлиниң қилған хәйрихаһлиқ ишлирини мисалға кәлтүрүп.
 Һәқиқәтән, хошна хошнисини тонумайдиған, һәтта бир қосақтин чиққан қериндашларму бир-бири билән петишмайватқан мону замандин меһир-муһәббәтни тапмақ тәс. Әгәр қосиғи тоқ, кийими пүтүн болса, тоқни ачниң ғеми қизиқтурмайду. «Ким маңа яхшилиқ қиливетипту?» дегән яман ой талайларниң жүригини чирмап, сәвийәсини торлавалғачқа, бәзиләр әйнәктики қияпитидин башқа һечкимни байқимас болғини тоғрилиқ ейтиливатқан гәпләрму йоқ әмәс. Хәйрият, аримизда өзгиниң муңини өз муңидәк көридиған яхши адәмләрму бар! Бирақ улар көп әмәс. Зәйнидин ака тоғрилиқ ейтилған пикирләрдин кейин, униң әйнә шу санақлиқ тизимдики инсан екәнлигигә көзүмиз убдан йәтти. 
Зәйнидин акимизниң тәминати төвән, көпбалилиқ аилиләрни пат-пат озуқ-түлүк, қиш күнлири отун-көмүр билән тәминләп, өлүм-житим ишлирида ярдәмгә муһтаҗ аилиләргә қол-қанат болуп, егисиз қалғанларни ахирқи сәпәргә узитиш мәрасимлирини өз бойниға алидиған хислитиму баркән. Пәқәт Чонҗиғила әмәс, Довун, Ақтам қатарлиқ жутларғиму ярдимини айимайдиған Зәйнидин ака тупрақ бешиға қурал-сайман, тавутларни йәткүзүп берипту. Чонҗиниң қәбирстанлиғидики қурал-сайман сақлинидиған қоймиму өз вақтида мана шу сехи инсанниң күч чиқириши билән селинған екән. 
Ашуруп махтиғанлиғимиз әмәс, һәр жили Рамзан айлирида муһтаҗларни тамақландуруп, қурванлиқ қилип, мәйли тонисун, мәйли тонимисун, ихтисадий қийинчилиққа учриған жутдашлириға һәрқачан ярдәм қолини сунидиған Зәйнидин Ғенахуноғлиниң изгү ишлири һәқиқәтән нурғун. Атап ейтар болсақ, Зәйнидин ака Шәмиев пандемия пәйтидә наһийәлик мәркизий ағриқханиға дәсләпкиләрдин болуп сүнъий нәпәс елиш аппаратини ианә қилған. Шундақла өзи охшаш “КамАЗ” жүк машинисини һайдайдиған кәсипдашлири билән йәнә шундақ төрт аппарат сетивелип, саламәтлик сақчилириға тапшурди. Пандемия күчийип, бемарлар ағриқханиға патмай қалған пәйттә, у йәнә чәттә қарап турмиди. Ағриқханиниң ремонт ишлирини тәләп қилидиған бөлмилирини рәткә кәлтүрүш үчүн кәсипдашлири билән бирлишип, бәш йүз миң тәңгидәк ахча топлап, қурулуш материаллирини елип бәрди. Мошу йәрдә шуниму тәкитләп өтүш лазимки, жилда гезитимизға муштири топлаш башланғанда, Зәйнидин ака миллитимиз җанкөйәри сүпитидә һамийлиқ қилип, талай аилини гезитқа йезип бериду. Ейтивәрсәк, мундақ ишлири бир-биригә улишип кетивериду. 
У «Оң қолум бәргәнни, сол қолум билмисун» дегән ибаригә әмәл қилип яшиғачқа, қилған яхшилиқлирини көпкә җар селишни яқтурмайду. Шуңа ақ дәстихан үстидә ақ көңүл инсанниң аилиси вә хизмити һәққидә сөһбәт қурдуқ. 
 Зәйнидин Шәмиев довунлуқ Ғенахун Шәмиев билән Майминәм Тохтасуноваларниң аилисидә дунияға кәлди. У аилисидики бәш балиниң кәнҗиси болуп, Чонҗидики 1-оттура мәктәпни тамамлап, андин кәспий техникилиқ училищеда «Тракторист-машинист» мутәхәссислиги бойичә тәһсил көриду. 1994-жили өмүрлүк җүпти Гүлранум Садиқова билән аилә қуриду. Тирикчиликниң тиҗарәт йолини таллиған Зәйнидин ака елимизниң ихтисадий тәрәққиятиға биркишилик үлүшини қошқач, тапқан тапавитиниң бир бөлигини сахавәтлик ишларға сәрип қиливатқан тиҗарәтчи. 
– Хошнам ач олтарса, мениң гекитигимдин аш өтмәйду. Алланиң разилиғи, аиләмниң аманлиғи үчүн баримни башқилар билән бөлүшүшкә тәйярмән. Бу бәш күнлүк аләмдә қолумиздин кәлсә, бир-биримизгә ярдәм қилғанға немә йәтсун, – дәйду Зәйнидин ака. 
 Әгәр һәммә адәм шундақ ойлиседи, бу тәңшәлмигән аләм аллиқачан тәңшәлгән болар еди, бәлким...  

203 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы