• Әхбаратлар еқими
  • 24 Ақпан, 2022

Студентлар ятақханиға муһтаҗ

Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлиги “Малийә мәркизи” акционерлиқ җәмийити башқармисиниң рәиси Асқар Ибраимов йеқинда болуп өткән брифингта студентлар ятақханилири тапчиллиғи проблемисини һәл қилиш йоллирини елан қилди.
“Биз дөләтниң малийәвий қоллап-қувәтлиши билән инвесторларни, шәхсий тиҗарәтчиләрни студентлар ятақлирини селишқа ярдәмлишишкә тәклип қилимиз”, – деди Асқар Ибраимов.
Спикер мәзкүр җәриянға новәттики иҗтимаий объектни селиштәк әмәс, бәлки киримлик, турақлиқ вә истиқбаллиқ бизнес-лайиһәдәк мунасивәт қилишни тәклип қилди. Униң сөзичә буниң үчүн барлиқ мүмкинчилик бар.
“Биринчи новәттә, жуқури тәләпниң моҗут екәнлигини тәкитләш зөрүр. Бүгүнки күнгә қәдәр 63 миң студент ятақтики орунларға муһтаҗ. Бу рәқәм жилдин-жилға өсүши еһтимал”, – дәп сөзини йәкүнлиди Асқар Ибраимов.

524 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы