• Әхбаратлар еқими
  • 24 Ақпан, 2022

“Силәрни дәп кәлдим”

Исми көпчиликкә яхши мәлум көрнәклик алим, медицина пәнлириниң доктори, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Турған Сопиевниң саламәтлик сақлаш саһасида йәткән утуқ-муваппәқийәтлиридин жутдашлири дайим пәхирлиниду. Йеқинда Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәһбәрлиги вә  «Бәхитҗан стом» шәхсий медицинилиқ клиникисиниң мудири Бәхитҗан Сасиқовниң тәшәббуси билән Турған Қурваноғли туғулуп өскән йезисида жутдашлири билән учрашти.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, 
«Уйғур авази»

 Учришиш Яркәнт шәһиридики Хелил Һәмраев (илгәрки С.Киров) намидики мәктәптин башланди. Устазлар, оқуғучилар вә жут-җамаәтчилик вәкиллири қатнашқан чарә-тәдбирдә сабиқ шагирт, пәхрий профессор Турған Сопиев билән рәпиқиси, пешқәдәм устаз Меһринисәм Исрайилқизини оқуғучилар гүлдәстиләр билән қарши елип, сәһнә төригә тәклип қилишти. Мәктәп муәллимлири Нариман Әзизов, Дилпәризат Тайирова Турған Қурваноғлиниң оқуғучилиқ, Алмута медицина институтидики студентлиқ чағлири вә илим-пән билән шуғулланған жиллири тоғрилиқ әтраплиқ ейтип бәрди. Мәзкүр мәктәп оқуғучилири қазақ вә уйғур тиллирида саламәтлик сақчисиға беғишланған шеирларни ипадилик оқуди. Андин Қазақстанниң Пәхрий қурулушчиси, жут мөтивәри Турсун Семәтов, пешқәдәм устаз, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини  Реһимҗан Тохтахунов, Панфилов наһийәлик һакимийити Ички сәясәт бөлүминиң башлиғи Марат Илипов, стоматолог Молутҗан Қурбанов, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Азат Гайитов, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Аюпова тәвә жут-җамаәтчилиги намидин изгү-тиләклирини изһар қилип, Турған Қурваноғли билән рәпиқиси Меһринисәм Исрайилқизиға чапан йепип, гүлдәстиләрни тутти. 
— Мән бүгүн бөләкчә һаяҗанлинип туримән. Әслидә дәл бүгүн Алмутидики медицина университетида мениң билән учришиш уюштурулуватиду. Мән болсам, Алмутида яшаватқачқа, улар билән учришишни онлайн-форматида өкүзүшкә келишип, мошу залда олтарған жутдашлиримни, мәктәп оқуғучилирини дәп йетип кәлдим. Келәчәк егилиригә бүгүнки күндә оқуш, издиниш керәк. Чүнки һазир илим-пәнниң дәври. Балилирим, издиниңлар, тиришиңлар билим елишқа интилиңлар, — деди һөрмәтлик меһман өз новитидә. 
Мәктәп мудири Зенәтбүви Баратова муәллимләр, оқуғучилар намидин алимға учришишқа вақит тепип кәлгәнлигигә миннәтдарлиғини билдүрүп, хатирә соғисини тәғдим қилди. 
Сөзара наһийәлик Мәдәнийәт өйиниң йенидики «Жаркент әуендері» ансамблиниң әзалири, Надәк йезилиқ Мәдәнийәт өйи хадими Саһинур Розиева, «Саһинур» уссулчилар топи, Молутҗан Тохтахунов, Муһәббәт Аюпова уйғур, қазақ миллий нахша-уссуллиридин чачқа чачти.
Тәвәллудлуқ мәрасим шәһәрдики «Асыл Ғасыр» ресторанида давамлашти. Бу йәрдә Яркәнт тәвәсиниң көрнәклик сәнъәткарлири заманивий нахшиларни бабиға йәткүзүп иҗра қилип, кәчниң көңүллүк өтүшигә күч салди.

Панфилов наһийәси. 

Зухридин МӘҢСҮРОВ чүшәргән сүрәтләр. 
 

309 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы