• Әхбаратлар еқими
  • 24 Ақпан, 2022

Мәдәнийәт вә сәнъәт әрбаплириға һөрмәт

Йеқинда Алмута шәһиридики Миллий китапханида Мәдәнийәт вә спорт министри Дәурен Абаев Дөләт рәһбириниң тапшурмиси бойичә мәмликәтниң көрнәклик мәдәнийәт һәм сәнъәт әрбаплириға Дөләт стипендиялирини тапшурди.
Тәнтәнилик мәрасимни киришмә сөз билән ачқан министр Президентниң зиялиларниң умуммиллий қәдрийәтләрни күчәйтишниң йетәкчи күчи сүпитидә муһим роль ойнаватқанлиғи тоғрилиқ сөзлиригә диққәт ағдурди. У мәдәнийәт әрбаплириниң идеялири билән тәпәккүриниң, әсәрлириниң, хәлиқниң роһий ғәзнисини, униң қедимий вә бай сәнъитини сақлап қелишқа вә көпәйтишкә қаритилиши керәклигини атап көрсәтти. Дөләт стипендиялириниң лауреатлириға мураҗиәт қилип, уларниң җәмийәтниң роһий һаятиға вә Қазақстан мәдәнийитиниң тәрәққиятиға бебаһа һәссә қошуватқанлиғини тәкитлиди.
Мәлумки, Дөләт һәм Президент стипендиялири Қазақстан Җумһурийитиниң пәхрий унванлириға вә дөләт мукапатлириға сазавәр болған иҗаткарларни һәм мәдәнийәт хадимлирини дөләт тәрипидин қоллап-қувәтләш мәхситидә, шундақла талантлиқ яш иҗаткарларға елимиз мәдәнийитини вуҗутқа кәлтүрүшкә, сақлап қелишқа һәм тәрәққий әткүзүшкә қошқан һәссиси үчүн берилиду. Бийил стипендияләр 74 мәдәнийәт вә сәнъәт әрбабиға тапшурулди. Уларниң арисида исимлири җумһурийәт аһалисиға кәң тонулған шәхсләр – Олжас Сүлейменов, Дулат Исабеков, Софы Сматаев, Асанәли Әшимов, Ақуштап Бақтыгереева, Мырзатай Жолдасбеков, Сәбит Досанов, Бибигүл Төлегенова, Юрий Померанцев, Досхан Жолжақсынов вә башқилар бар. Шундақла Рухия Байдүкенова, Бейбит Сарыбай, Саида Қалықова, Ержан Максим, Ернат Наурыз, Темирлан Олжабай қатарлиқ яшларму дөләт тәрипидин көрситилгән бу хилдики қоллап-қувәтләштин сирт қалмиди. 
 У иҗадий зиялиларға бийил Ахмет Байтурсыновниң 150 жиллиғини, Мухтар Әвезовниң 125-жиллиғини, Әзилхан Нуршайықов билән Роза Бағланованиң 100 жиллиғини атап өтидиғанлиғини йәткүзди. 
Дөләт стипендиясини алғанларниң қатарида миллитимиз вәкили язғучи-драматург, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Әхмәтҗан Һашириму бар. Әхмәтҗан Ақсопиоғлини барлиқ гезитханлиримиз намидин қизғин тәбрикләймиз.

672 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы