- Әхбаратлар еқими
- 24 Ақпан, 2022
Қазақстанлиқларниң сани көпәйди
Миллий статистика бюросиниң мәлуматлири бойичә 2022-жилниң 1-январиға қәдәр мәмликәт аһалисиниң сани 248,5 миң адәмгә көпәйди.
Умумән, жил бешида қазақстанлиқларниң сани 19 125,6 миң адәмгә йәтти. Буниңда шәһәрликләрниң сани 11 355,8 миң (аһали саниниң 59,4 пайизи), йеза турғунлири 7 769,8 миң (аһали саниниң 40,6 пайизи) адәмни тәшкил қилди.
Статистика бюроси кәлтүргән мәлуматта көрситилишичә, 2021-жили җумһурийәт аһалисиниң тәбиий өсүши 1,6 пайиз көпийип, 267,3 миң адәмни тәшкил қилди. 2020-жили бу көрсәткүч 263,0 миң адәм болған еди. Тәбиий өсүшниң умумий коэффициенти, миң адәмгә чеқип һесаплиғанда, 13,88 адәмни тәшкил қилди.
Гражданлиқ һаләт актлирини тиркәш органлириниң мәлуматлириға қариғанда, 2021-жилда туғулғанларниң сани 450,7 миң адәмни тәшкил қилди, бу, 2020-жил (425,6 миң адәм) билән селиштурғанда, 5,9 пайиз көп. Буниңда өлгәнләрниң сани 183,4 миң адәмни тәшкил қилди, бу 2020-жил (162,6 миң адәм) селиштурғанда, 12,8 пайиз нурғун. Өлүм әһваллириниң умумий коэффициенти, миң адәмгә чеқип һесаплиғанда, 9,53 адәмни тәшкил қилди.
Өткән жилда җумһурийәттә бир яшқичә болған 3 763 балиниң чәтнигәнлиги тиркәлди. Бу, 2020-жил (3 315 гөдәк) билән селиштурғанда, 13,5 пайизға көпәйди. Гөдәк балилар өлүминиң умумий коэффициенти, туғулған миң балиға чеқип һесаплиғанда, 8,35 әһвални тәшкил қилди.
649 рет
көрсетілді0
пікір