• Әхбаратлар еқими
  • 24 Ақпан, 2022

Саһалиқ пән сүпитидә киргүзүлди

Миллий тестлаш мәркизи мәтбуат хизмитиниң хәвәр қилишичә, «Информатика» пәни Миллий биртуташ тестниң саһалиқ пәнлири тизимиға киргүзүлди. 
 Тәләпкарлар 35 тест тапшурмисини орунлайду, уларниң ичидә 20 тапшурмида бир тоғра җавап, бәш әмәлий тапшурмида бир тоғра җавап, 10 тапшурмида бир яки бирнәччә тоғра җавап таллавелиниду. Толуқ балл сани –45. 
МБТта «Информатика» саһалиқ пәнини алий оқуш орунлириға ВО11 –  «Информатика муәллимлирини тәйярлаш, ВО57 – «Әхбарат технологиялири» вә ВО58 – «Әхбарат бехәтәрлиги» мутәхәссисликлири бойичә чүшмәкчи болған тәләпкарлар тапшуриду.
 Миллий тестлаш мәркизи рәһбәрлигиниң тәкитлишичә, «Информатика» пәни бойичә тест тапшурмилири умумий оттура билим беришниң дөләт умумий-мәҗбурий стандартлириға, умумий оттура билим бериш дәриҗисиниң типлиқ оқуш программисиға мувапиқ тәйярланди.
 

643 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы