• Әхбаратлар еқими
  • 24 Ақпан, 2022

«Улуқ алим мәңгү яшайду»

Алмута шәһиридики М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивидә оқуғучиларға сүпәтлик билим вә аңлиқ тәрбийә берилипла қалмастин, яш әвлатниң өз келәчигини бәлгүләштә көплигән пайдилиқ вә тәрбийәвий әһмийәткә егә чарә-тәдбирләр пат-пат өткүзүлүп туриду. Йеқинда мәзкүр билим дәргаһида көрнәклик алим Мурат Һәмраевниң хатирисигә беғишланған «Улуқ алим мәңгү яшайду» мавзусида оқуғучиларниң илмий-әмәлий әнҗумани болуп өтти. 
Мәзкүр чарә-тәдбирни өткүзүштики мәхсәт — оқуғучиларға бүйүк алимниң илмий иҗадий паалийитини әтраплиқ тонуштуруш вә уларниң илим-пәнгә болған қизиқишини ашуруш, шундақла оқуғучиларниң нутуқ қабилийитини өстүрүш, тил, әдәбият вә тарих пәнлиригә болған иштияқини ойғитиштин ибарәт.
Әнҗуман мәктәп оқуғучилиридин тәркип тапқан «Шәбнәм» уссулчилар топиниң әвришим уссули билән башланди. Шуниңдин кейин сөз новитини алған мәктәп мудириниң вәзиписини атқурғучи Муһидин Имашев ушбу илмий-әмәлий әнҗуманниң әһмийитигә қисқичә тохтилип өтти вә униңға қатнишиватқан оқуғучиларға ақ йол тиләп, мәктәпкә қәдәм тәшрип қилған алимларға миннәтдарлиғини билдүрди. 
 Әнҗуман җәриянида уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими, филология пәнлириниң намзити Һакимҗан Һәмраев филология пәнлириниң доктори, профессор, СССР Педагогика Пәнләр академиясиниң мухбир әзаси Мурат Һәмраевниң һаяти вә илмий паалийити тоғрисида доклад қилди. Натиқ бүйүк алимниң қәлимидин пүтүлгән илмий әмгәклириниң мәзмун-маһийитигә әтраплиқ тохтилип өтти. Мәктәп мудириниң оқуш ишлири бойичә орунбасари Саида Қурбанова оқуғучилар тәрипидин йезилған илмий ишлириниң мавзулири билән тонуштуруп өткәндин кейин, сөз оқуғучиларға берилди. 10-синип оқуғучиси Илияр Әһмәтов «3D модельдеу» (илмий рәһбири С.Идрисов), 3-синип оқуғучилири Кәусәр Мусалимова, Самир Мәһәмәтов «Алма жемісі» (илмий рәһбири Д.Турдәлиева), 8-синип оқуғучиси Амилия Абдурахманова «Мұқағалидің түр мен түсті қолдану арқылы көркемдік әлем жасау моделі» (илмий рәһбири С.Қурбанова), 9-синип оқуғучиси Наргиза Мәсимова «Фаст-фуд өнімдерінің адам ағзасына зиянын анықтау» (илмий рәһбири З.Ясунова), 10-синип оқуғучиси Мадина Һәйрамова «Илия Бәхтия шеирлиридики бәдиий алаһидилик» (илмий рәһбири Х.Йәһияева), 8-синип оқуғучиси Илминур Абдулҗанова «Ұлы дала тұлғалары» (илмий рәһбири Г.Мәмәтова), 3-синип оқуғучиси Зариф Ташбулатов «Кава миң бир дава», (илмий рәһбири Ш.Гайитова), 4-синип оқуғучиси Рамина Сидиқова «Күнбағыс – пайдалы өсімдік» (илмий рәһбири З.Яқупова) мавзулирида йезилған илмий ишлирини һимайә қилди. Оқуғучиларниң әмгәклирини баһалиған биология пәнлириниң доктори, профессор, академик Мәсимҗан Веләмов, Абай намидики Қазақ миллий педагогика университети Шәриқ филологияси вә тәрҗимә кафедрисиниң доценти, филология пәнлириниң намзити Руслан Арзиев, Абылайхан намидики Хәлиқара мунасивәтләр вә дуния тиллири университетиниң доценти, Phd доктори Дилфуза Розиева уларға илим-пән йолидики әмгәклиридә утуқ тилиди вә мошу хилдики әнҗуманларниң әһмийити һәққидә өз пикирлирини изһар қилғач, илмий рәһбәрлиригә пайдилиқ тәклипләрни бәрди.
Әнҗуман давамида оқуғучилар тәрипидин алим хатирисигә беғишланған шеирлар ипадилик оқулуп, мәзкүр чарә-тәдбирниң көңүллүк һәм тәсирлик өтүшигә зәмин яритилди. 
Әнҗуман ахирида алимлар әң яхши йезилған илмий ишларниң муәллиплирини ениқлиди. Биринчи орун 10-синип оқуғучиси Илияр Әһмәтовқа буйриса, иккинчи орун 3-синип оқуғучилири Кәусәр Мусалимова билән Самир Мәһәмәтовниң әнчисигә тәгди. Үчинчи орунға 9-синип оқуғучиси Наргиза Масимова муйәссәр болди. Әнҗуманниң барлиқ  қатнашқучилири маддий вә мәнивий соғилар билән тәғдирләнди.      

Ялқун МӨМҮНОВ, 
мәктәп мудириниң тәрбийә 
ишлири бойичә орунбасари.
Алмута шәһири. 

 
 

813 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы