• Әхбаратлар еқими
  • 24 Ақпан, 2022

Президент һозурида болди

Дөләт рәһбири Миллий бехәтәрлик комитетиниң рәиси Ерлан Сағымбаевни қобул қилди вә МБК органлириниң ишини мукәммәлләштүрүшкә қаритилған бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.
Қасым-Жомарт Тоқаевқа МБК паалийитини ислаһат қилишниң кетип бериши, миллий бехәтәрлик органлири ишиниң асасий нәтиҗилири вә алдики вақитқа бәлгүләнгән вәзипиләр тоғрилиқ әхбарат берилди. 
Ермек Сағимбаев һазирқи вақитта МБК һоқуқ даирисидә һакимийәтни зорлуқ билән қолға елиш фактлири, террорлуқ һәрикәтләр, аммивий тәртипсизликләр вә башқа җинайәтләр бойичә 27 җинаий ишниң тәргәв қилиниватқанлиғи тоғрилиқ ейтип өтти. 
МБК рәисиниң тәкитлишичә, 24 шәхс қолға елинип, қамақта ятиду, уларниң 14и – деструктивлиқ диний еқимларниң тәрәпдарлири.
 Униңдин ташқири МБК хадимлири МДҺ әллиригә наркотик йәткүзүп бериватқан майнинг-фермиси бар чоң нарколабораторияни йоқ қилди. Баһаси 3,7 миллиард тәңгә болған 188 килограмм мефедрон вә 57 миллион тәңгә нәқ ахча қолға чүширилди.
МБК Чегара хизмити чегарини күчәйтилгән тәртиптә күзитишни давамлаштуруватиду. Январь-февральда 2 133 тәртип бузғучи вә 22 суда үзүш васитиси қолға чүширилди. 
Дөләт рәһбири учришиш йәкүни бойичә МБК органлириниң ишини мукәммәлләштүрүшкә қаритилған бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.
***
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев мудапиә министри Руслан Жақсылықовни қобул қилди.
 Президент – Қураллиқ күчләрниң Алий баш қомандани мудапиә идариси тәрипидин Қазақстан армиясини ислаһат қилиш бойичә жүргүзүлүватқан ишлар тоғрилиқ һесаватни тиңшиди. 
 Руслан Жақсылықов «Бехәтәр мәмликәт» миллий лайиһисини әмәлгә ашуруш, Дөләт рәһбириниң Қураллиқ күчләр қурулумини, тәркивини мукәммәлләштүрүш вә әскәрләрниң тәйярлиғини ашуруш, рәқәмләштүрүшни җарий қилиш, һәрбий инфрақурулумни тәрәққий әткүзүш, һәрбий хизмәтниң абройини ашуруш бойичә тапшурмилирини орунлашниң кетип бериши тоғрилиқ ейтип өтти.
 Мудапиә министри шундақла Қасым-Жомарт Тоқаевқа дөләтниң һәрбий бехәтәрлигини тәминләш бойичә, җүмлидин Мәхсус операцияләр күчлирини шәкилләндүрүш даирисидики вәзипиләрни һәл қилиш нәтиҗидарлиғини ашурушқа қаритилған чарә-тәдбирләр тоғрилиқ әхбарат бәрди. 
 Руслан Жақсылықов шәхсий тәркипни тәминләшкә мунасивәтлик һазирқи әһвал, қурал-ярақ вә һәрбий техникиниң әһвали, маддий-техникилиқ васитиләрниң қолда бар запаси тоғрилиқ доклад қилди. Министрниң тәкитлишичә, идарә Дөләт рәһбириниң тапшурмилирини әмәлгә ашуруш үчүн елимиз мудапиә-санаәт комплекси билән өзара һәрикәт қилип, әскәрләрни техникилиқ җәһәттин қайта қуралландуруш чарилирини көрүватиду.
 Президент учришиш ахирида Қураллиқ күчләрниң комплекслиқ һәм системилиқ тәрәққиятини тәминләшниң вә уларниң җәңгиварлиқ тәйярлиғини тәләпләр дәриҗисидә тутушниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти, шундақла мәмликәтниң мудапиә қабилийитини техиму ашурушқа қаритилған тапшурмиларни бәрди.
***
Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев ички ишлар министри Ерлан Турғумбаевни қобул қилди.
 Дөләт рәһбиригә мәмликәттә һоқуқ-тәртипни әслигә кәлтүрүш бойичә көрүлүватқан чариләр тоғрилиқ әхбарат берилди. Ички ишлар министрлиги һазир 2 739 җинаий ишни тәргәв қиливатиду. Уларниң асасий қисми – оғрилиқ, қанунсиз қурал-ярақ обороти, қәстән башқиларниң мүлкини уҗуқтуруш фактлири бойичә қозғалған ишлардур. 
 271 шәхс қамақта ятиду, қолға елинған 196 шәхс – илгири җинаий җавапкәрликкә тартилғанлар. Ерлан Турғумбаевниң тәкитлишичә, тәргәв чарә-тәдбирлири жүргүзүлгәндә гражданларниң һоқуқиға риайә қилиниватиду. 
Әмәлгә ашурған җинайитиниң еғирлиғи һесапқа елинип, җәмийәттин айрим тутушқа бағлиқ болмиған җаза чариси көрүлгән 103 граждан тәргәв изоляторлиридин бошитилди. Гуман астидики 200дин ошуғиға мунасивәтлик вақитлиқ тутуш изоляториға қамимастин, турушлуқ җайидин кетип қалмаслиқ тоғрилиқ тилхәт яки кепиллик бериш түридики җаза чарилири таллавелинди. 
 Министр Парламент Мәҗлиси депутатлириға, җәмийәтлик-байқиғучи комиссиялириниң, миллий еһтият механизми вә һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң вәкиллиригә тәргәв изоляторлириға киришниң тәминләнгәнлигини хәвәр қилди.
 Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла ички ишлар органлириниң пәвқуладдә әһвалларға инкас қилишқа җәңгиварлиқ тәйярлиғини ашуруш, һәрбий органларниң өзара һәрикәт қилиш усулини қайта қараш бойичә көрүлүватқан чариләр тоғрилиқ һесаватни тиңшиди. 
 Президент Ички ишлар министрлигигә мәмликәттә һоқуқ-тәртипни тәминләш, қолға елинған шәхсләрниң конституциялик һоқуқлирини һимайә қилиш вә январь паҗиәсиниң сәвәплирини ғәрәзсиз тәргәв қилиш ишини давамлаштурушни тапшурди.
***
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев саламәтликни сақлаш министри Ажар Ғиниятни қобул қилди.
 Президентқа мәмликәттики эпидемиологиялик әһвал тоғрилиқ доклад қилинди. Министрниң сөзичә, әгәр январь ейиниң оттурисида бир тәвлүктә 16 500 адәм таҗсиман вирус билән ағриған болса, һазир бу көрсәткүч кәскин төвәнлиди. Умумән, мәмликәттики эпидемиологиялик әһвал турақлиқ. 
 Ағриқханиларда давалиниватқан гражданларниң сани азайди, ағриққа муптила болғанлар стационарларниң 20 пайизидила давалиниватиду. Ажар Ғиният бирқатар чәклимиләрни елип ташлаш, студентларни әнъәнивий оқутуш системисиға, карханиларниң ишчи-хадимлирини офлайн-тәртиптә ишләшкә қайтуруш қарариниң қобул қилинғанлиғи тоғрилиқ хәвәр қилди. Идарә рәһбири һазирқи вақитта аһалиға қайта вакцина селишқа алаһидә диққәт бөлүнүватқанлиғини тәкитлиди. 
 Министр Президентни саламәтликни сақлаш системисини йеңилаш планлири билән тонуштурди. Униң сөзичә, министрликниң иш плани биринчи новәттә дәсләпки медицинилиқ-санитарлиқ ярдәмни мукәммәлләштүрүшкә вә йезиларда медицинилиқ ярдәм сүпитини ашурушқа қаритилған. Бийилқи жилниң Балилар жили дәп елан қилинишиға бағлиқ балилар саламәтлигигә чоң диққәт бөлүниду. Җүмлидин мәктәпләрдә медицинилиқ хизмәт көрситишниң йеңи қаидилири вә үлгилири қобул қилиниду. 
 Президент министрлик ишиниң асасий йөнилишлирини мақуллиди вә саламәтликни сақлаш саһасини техиму йеңилаш ишини давамлаштурушни тапшурди.

654 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы