- Әхбаратлар еқими
- 03 Наурыз, 2022
Аялларсиз иш пүтмәйду
Рашидәм МИРЗӘХМӘТОВА,
«Уйғур авази»
Ақбулақ – Алмута шәһиридики өмлүк-бирлиги ярашқан жутлардин. Уни узун жиллардин бери һаятниң иссиқ-соғини бешидин өткүзгән, көпни көргән инсан Турғанҗан һаҗим Ибрагимов башқуруп кәлди. Жутдашлири униңға һөрмәт билдүрүп, дәм елишқа узатқандин кейин орниға өзи тәрбийилигән шагиртлириниң бири Муңлуқҗан Летиповни сайлиди. Йеңи жигитбеши һазир устазиниң йолини ишәшлик давам қилип келиватиду. Һаҗәт болғанда жут ақсақаллири өзлириниң пайдилиқ мәслиһәтлирини берип туриду.
Ақбулақлиқлар йеңи жилни жутидики ярдәмгә муһтаҗ аилиләрниң һалидин хәвәр елип, азду-тола соғиларни тәғдим қилиштин башлиди. Униң алдида Әмгәкчиқазақ наһийәси Таштиқара йезисидики өрт зәрдавини чәккән аилигиму ярдәм қолини сунди. «Пул һесапни яхши көриду» демәкчи, көпчиликтин жиғилған бәдәлниң тоғра хираҗәт қилинишиму алаһидә әһмийәткә егә. Малийә ишлириға мәсъул Әдһәмҗан Ибрагимов бу вәзипиниң һөддисидин муваппәқийәтлик чиқип келиватиду. Мошу йәрдә ақбулақлиқ ханим-қизларниңму алаһидә паалийәтчанлиқ көрситип келиватқанлиғини алаһидә тәкитләп өткүмиз келиду. Дайимла жутдарчилиқ ишларниң вә һәрхил мәдәний чарә-тәдбирләрниң бешида жүридиған Пәйзиләм Һасанова, Гүлбәһрәм Абулғазиева, Зорәм Машамова, Гүлчимән Мөмүнова (сүрәттә) қатарлиқ жүригидә оти бар инсанлар шулар җүмлисидиндур.
120 рет
көрсетілді0
пікір