• Көргәзмә
  • 10 Наурыз, 2022

Рәссамниң новәттики көргәзмиси ечилди

Йеқинда Алмута шәһиридики Ә.Қастеев намидики дөләт мирасгаһида Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, Қазақстан Җумһурийити Тәсвирий сәнъәт академиясиниң академиги, тонулған рәссам Әхмәт Әһәтниң шәхсий көргәзмиси ечилди.

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Көргәзминиң рәсмий ечилиш қисмида бирқатар шәхсләр, җүмлидин мирасгаһ мудири, философия пәнлириниң доктори Гулмира Шалабаева, сәнъәтшунаслиқ пәнлириниң намзити Амир Джадайбаев, сәнъәтшунаслар Ермек Жангелдин билән Баян Барманкулова вә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Әбәйдуллам Җаппаров рәссам иҗадийитиниң алаһидиликлиригә тәпсилий тохталди. Шундақла натиқлар көргәзминиң мавзусиниң «Тонуш мәвҗудаттин ташқири. Мәлум һәққидики намәлумлуқлар» дәп атилишиниң бекар әмәслигини тәкитләп, рәссам өз әсәрлиридә өткән заман билән һазирқи реаллиқниң зич бағлаштурушқа муйәссәр болғанлиғини қәйт қилди. Рәссамниң пәқәт бир жанрдила әмәс, һәр түрлүк йөнилишләрдә утуқ қазиниши, униң бу саһани чоңқур өзләштүргән талант егиси екәнлиги һәққидиму әтраплиқ сөз болди. 
Бу көргәзмигә рәссамниң асасән өткән әсирниң 70-жиллиридин етиварән, бүгүнгә қәдәр иҗат қилған әсәрлири қоюлған. Уларниң арисида «Тамака өстүргүчиләр», «Йәр вә Каинат», «Тәҗавуз» вә «Алимлар» мавзусидики әсәрлири алаһидә диққәткә сазавәр. Муәллип Кеңәш Иттипақи моҗут пәйтләрдә вуҗутқа кәлгән әйнә шу әсәрлири арқилиқ шу дәвирниң өзигә хас тәсвирий сәнъитини ипадиләшкә тиришқан вә утуққа йәткән. Буниңдин ташқири Әхмәт Әһәт қедимий Шәриқ тарихидин, болупму хәлқимизниң бай мәдәнийитидин, қәдрийәтлиримиздин учур беридиған әсәрлири билән тонулған рәссамларниң бири. Шу түпәйли униң нурғунлиған көргәзмилири дунияниң җай-җайлирида, йәни АҚШ, Хитай, Түркия, Англия вә Италия охшаш әлләрдә уюштурулуп, тәсвирий сәнъәт ишқивазлириниң алқишиға сазавәр болди.
Әнди рәссамниң литография, гравюра, офорт, монопринт охшаш жанрлирида иҗат қилиши, униң көпқирлиқ талант егиси екәнлигиниң испати болса керәк. Дайим иҗадий издиниш үстидә жүргән Әхмәт Әһәтниң бу көргәзмисигә 60тин ошуқ әсәри қоюлған. 
Көргәзмә 4-апрельғичә давамлишиду.

311 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы