• Көргәзмә
  • 20 Наурыз, 2024

Аватлиқлар чәттә қалмиди

Норуздики мәйрәмлик чарә-тәдбирләрдин аватлиқларму чәттә қалмиди. 1-норуздин тартипла йеза округи һакимийитиниң уюштуруши вә йәрлик тиҗарәтчиләрниң қоллап-қувәтлиши билән «Наурыз мәзірі», «Аялы алақан», «Наурыз Sale» кәби ишлар башлинип кәтти. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Ушбу паалийәткә кафе-ресторанларниң, дукан вә навайханларниң ғоҗайинлири қатнишип, көпбалилиқ, турмуш шараити төвән вә мүмкинчилиги чәкләнгән әзаси бар аилиләргә озуқ-түлүк таритиш билән биллә Наурыз көже, баурсақ кәби мәйрәмлик тамақлар һазирлап, тарқитиливатиду. Җүмлидин, мошу күнгичә 11 аилә 275 000 тәңгилик озуқ-түлүк билән тәминләнди. 500 адәмгә наурыз көже йәткүзүлди. 15 адәм үчүн хәйрихаһлиқ иссиқ кәчки тамақ берилди. Дуканлар билән сода-сетиқ орунлирида озуқ-түлүккә болған баһалар бирнәччә һәссигә төвәнлитилип, Роза-Рамзан ейиниң ахириғичә әрзән баһада сетилидиған болди. Мәсилән, иптарда еғиз ачидиған хорминиң баһаси хелә чүшти.
– Бийил Норуз мәйриминиң йеңи форматта өтидиғанлиғи һәққидики әхбаратни аватлиқлар қизғин қоллап-қувәтләш билән қарши алди. Барлиқ он күнгә мәйрәмлик чарә-тәдбирләр реҗилинип, шуниңға мувапиқ әмәлгә ешиватиду. Һава райиму пәсилгә лайиқ иссиватиду. Шуниңға бағлиқ турғунлар жуқури кәйпиятта һойла-арамлирини тазилап, мәйрәмләр алаһидә өтмәктә. Болупму Өмәр Муһәммәдий намидики оттура мәктәптә өткән «Миллий кийим күни» челленджи балилиримизниң миллий қәдрийәтләргә болған көзқаришини өзгәртип, һәрбир милләткә дегән һөрмитини ашурди. Хәйрихаһлиқ ишларму әмәлгә ешиватиду. Бу йосундики акциягә 560 адәм қатнашти. Шуңлашқиму муһтаҗға қол учини сунуп келиватқан, йеза турғунлириниң инақлиғини мустәһкәмләш йолидики тәр төкүватқан җанкөйәрләргә округ рәһбири ретидә миннәтдарлиғим чәксиз, – дәйду Ават йеза округиниң һакими Мөмүнҗан Исламов.

Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси

77 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы