• Әхбаратлар еқими
  • 11 Мамыр, 2022

Тәнтәнилик жиғинға қатнашти

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев 6-май күни Вәтән һимайичилири күнигә беғишланған тәнтәнилик жиғинға қатнашти. 
Дөләт рәһбири өз сөзидә офицерларни, солдатларни вә ветеранларни Вәтән һимайичилири күни билән тәбриклиди..
­– Буниңдин 30 жил муқәддәм Тунҗа Президент Нурсултан Назарбаевниң Пәрмани билән Қазақстан Қураллиқ күчлири қурулди, бу дөләтчилигимизни мустәһкәмләш йолидики муһим қәдәм болди, – деди Президент. 
 Дөләт рәһбириниң тәкитлишичә, суверенитетқа еришкәндин буян күчлүк җәңгивар иқтидарға егә армияни қурушқа алаһидә диққәт бөлүнди. Вәтәнпәрвәрлик роһтики вә кәспий мутәхәссисләр түпәйли бу мәхсәт утуқлуқ қолға кәлтүрүлди. 
 – Мудапиә саһасидики муһим мәсилиләр өз вақтида һәл қилинди. Бу ишқа Қазақстанниң биринчи мудапиә министри, «Халық Қаһарманы» Сағадат Нурмағамбетов бебаһа һәссә қошти. Униң бай тәҗрибиси бизниң Қураллиқ күчлиримизниң һулини селишқа ярдәм қилди. Һазир «Жас ұлан» һәрбий мәктиви вә Пиядә әскәрләр һәрбий институти Сағадат Нурмағамбетовниң исми билән атилиду, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
 Дөләт рәһбири Қазақстанниң шанлиқ-шавкәтлик армиясиниң мәмликәт мустәқиллигини қоғдап, Йеңи Қазақстанниң ишәшлик қорғини болуп һесаплинидиғанлиғини, әр жүрәк җәңчиләрниң болса, җумһурийәт бехәтәрлиги күзитидә туруватқанлиғини билдүрди. 
 – Улар батур әҗдатларниң шанлиқ йолини шәрәп билән давамлаштуруп келиватиду. Қазақлар үчүн Вәтән вә әрлик – охшаш чүшәнчиләр. Батурлуқ-җасарәт бизниң қенимизға сиңгән. Қазыбек би ейтқандәк, «дүшмәнгә йеримизни дәссәтмәслик үчүн қолумизға нәйзә алимиз». Улуқ дала җәңчилири өзиниң өткүр нәйзиси вә күчлүк қоли билән һәрқачан Вәтәнни һимайә қилишни билгән. Улар өз әвлатлириға Алтайдин Атыравғичә болған бепаян йәрни қалдурди. Биз әҗдатлиримизниң вәсийәтлиригә садиқ болуп қелиш вә елимизниң пүтүнлүги һәм хатирҗәмлигини сақлаш үчүн һәммә нәрсини қилимиз. Бу Қазақстанниң һәрбир граждининиң муқәддәс қәрзи, – дәп қошумчә қилди Президент. 
 Президент мәмликитимиз һәрбий доктринисиниң пәқәт мудапиә характериға егә екәнлигигә вә миллий мәнпийәтләрни һимайә қилиш мәсилилиридә дипломатиягә тайинидиғанлиғимизға диққәтни җәлип қилди. Дөләт рәһбириниң сөзичә, мәмликәтниң ташқи сәясити конструктив, тәңпуң характерға егә. У миллий мәнпийәтләрни қоғдашқа нишан қилинған, Қазақстан барлиқ дөләтләр билән достлуқ мунасивәтләрни вуҗутқа кәлтүриду.
 – Бирақ дуниядики мисли көрүлмигән геостратегиялик кәскинлик шараитида мәмликәтниң мудапиә қудритини ашуруш биз үчүн алаһидә әһмийәткә егә болуватиду. Шундақла һәрбий-техникилиқ саһада хәлиқара һәмкарлиқни күчәйтишму Қазақстан үчүн муһим әвзәлликтур. Қазақстан армияси өзиниң течлиқпәрвәрлик паалийити түпәйли хәлиқара дәриҗидә шөһрәткә егә болди. Өткән әсирниң 90-жиллирида биз дәсләпки қетим Таҗикстанға течлиқпәрвәр күчләрни әвәттуқ. Қазақстан һәрбийлири БДТ вә ЕБҺТ миссиялири даирисидә утуқлуқ хизмәт қилди. Һазир бизниң течлиқпәрвәр контингентимиз Ливанда вә Ғәрбий Сәһрада бар, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
 Президент мошуниң һәммисиниң течлиқ вә турақлиқлиқни сақлашқа чоң һәссә қошалайдиған ишәшлик хәлиқара шерик сүпитидә Қазақстанниң абройини күчәйтидиғанлиғини билдүрди. Шуниң билән бирқатарда Қазақстан Қураллиқ күчләрни жуқури технологиялик қурал вә техника билән тәминләшкиму чоң әһмийәт бериватиду. Биз реал уруш шараитида нәтиҗидарлиғини испатлиған қурал үлгилирини сетип еливатимиз вә елимиз карханилирида ишләп чиқириватимиз.
 Дөләт рәһбири һәрбий билимни мукәммәлләштүрүш мәсилилиригиму тохталди. Президентниң сөзичә, бизниң жигит-қизлиримиз җумһурийәтлик һәрбий мәктәпләрдә мәмликәтни қоғдаш ишини үгиниду, елимиздә болса, илғар һәрбий оқуш орунлири вуҗутқа кәлтүрүлди. 
 Қасым-Жомарт Токаевниң тәкитлишичә, Вәтән һимайичиси күнини Улуқ Ғалибийәт күни һарписида нишанлаш чоңқур рәмзлик әһмийәткә егә. Президент шундақла Иккинчи дуния урушиниң инсанийәт тарихида өчмәс из қалдурғанлиғини әслитип өтти. Уруш жилллирида хәлқимиз һәқиқий җасурлуқ, әрлик вә җүръәтлик көрсәтти.
 – Армияни қурал-ярақ билән тәминләштә вә Ғалибийәт күнини йеқинлаштурушта уруш жиллирида елимиздә селинған вә көчирип кәлтүрүлгән карханилар чоң роль ойниди. Қазақстандин чақиртилған 500дин ошуқ уруш қатнашқучиси фашист басқунчилириға қарши җәңләрдә көрсәткән җасарити үчүн Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани унваниға сазавәр болди. Уруш мәйданлирида бизниң қизлиримизму қәһриманларчә җәң қилди. Әлия Молдағулова вә Мәншүк Маметованиң исимлири мәңгү хәлқимиз хатирисидә қалиду. Бийил биз Хиуаз Доспанованиң 100 жиллиқ тәвәллудини нишанлаймиз. У 300дин ошуқ җәңгивар учушни әмәлгә ашурған. Мустәқилликкә еришкәндин кейин униңға «Халық Қаһарманы» унвани берилди. Ваһаләнки, бизниң көплигән вәтәндашлиримизниң җасарити мунасип баһаланмиди. Шуниңға бағлиқ тарихий адаләтликни әслигә кәлтүрүшни бизниң муқәддәс қәрзимиз, дәп һесаплаймән, – деди Президент. 
 Дөләт рәһбири җасарити өз вақтида мунасип баһасини алмиған даңлиқ мәргәнләр Төлеуғали Әбдыбеков билән Ибрайим Сүлейменовқа, шундақла атқучлар батальониниң командири Александр Несмияновқа «Халық Қаһарманы» унванини бериш тоғрилиқ Пәрман имзалиғанлиғини хәвәр қилди.
 Президент нутқиниң ахирида жиғилғанларни Вәтән һимайичиси күни вә Ғалибийәт күни билән тәбриклиди.
 Тәнтәнилик жиғин мәйрәмлик концерт билән аяқлашти.
 

595 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы