- Әхбаратлар еқими
- 11 Мамыр, 2022
Хәлиқ Қәһримани унвани берилди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Улуқ Вәтән уруши қатнашқучилирини Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт мукапатлири билән мукапатлаш тоғрилиқ Пәрман имзалиди.
Пәрманға мувапиқ алаһидә пәриқ бәлгүси – Алтун Юлтуз вә «Отан» орденини тапшуруш билән «Халық қаһарманы» унвани вапатидин кейин:
Қизил Туғ орденлиқ 8-гвардиячи атқучлар дивизияси 302-гвардиячи атқучлар полки 2-атқучлар ротисиниң мәргини Төлеуғали Әбдибековқа;
Қизил Туғ орденлиқ 126-Горлов атқучлар дивизияси 690-гвардиячи атқучлар полки 1-атқучлар батальониниң командири Александр Несмияновқа;
100-айрим атқучлар бригадиси атқучлар батальони 2-бөлүмчисиниң мәргән-байқиғучиси Ибраим Сүлейменовқа берилди.

518 рет
көрсетілді0
пікір
ПІКІР ҚАЛДЫРУ
Сіздің электронды пошта жарияланбайды. Қатарды міндетті түрде толтырыңыз *