• Әхбаратлар еқими
  • 11 Мамыр, 2022

Назарбаев Университетни зиярәт қилди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Назарбаев Университетни зиярәт қилди.
Президент алий оқуш орниниң билим бериш, илмий тәтқиқат паалийити вә тәрәққий әткүзүш стратегияси билән тонушти.
Дөләт рәһбиригә кампусни, илмий мәркәзләрни вә лабораторияләрни тәрәққий әткүзүш плани көрситилди. Униңдин ташқири илим-пән, саламәтликни сақлаш, рәқәмләштүрүш, йеза егилиги, экология вә спорт лайиһилири вә программилири тонуштурулди. Мәлумки, Университет уларниң ярдими билән Президент тапшурмилириниң әмәлгә ашурулушиға һәссә қошуватиду. 
Қасым-Жомарт Тоқаевқа Университетниң йетәкчи чәт әл илмий-билим бериш мәркәзлири билән йолға қоюлған һәмкарлиқ, медицинилиқ вә инновациялик кластерларниң паалийити, шундақла оқуш орни учумкарлириниң стартап-лайиһилири тоғрилиқ әхбарат берилди. 
Дөләт рәһбири Әқиллик системилар вә сүнъий интеллект институтиниң лайиһилири һәм Энергетикилиқ космос лабораториясиниң паалийити билән тонушти.
Президент студентлар билән сөһбәтләшти вә Университетниң Пәхрий меһманлири китавиға тиләклирини йезип қалдурди. 
 

738 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы