• Әхбаратлар еқими
  • 11 Мамыр, 2022

Референдум 5-июньда өтиду

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев 5-июньда җумһурийәтлик референдум өткүзүш тоғрилиқ Пәрман имзалиди.
Җумһурийәтлик референдумға «Сиз 2022-жили 6-майда аммивий әхбарат васитилиридә елан қилинған «Қазақстан Җумһурийитиниң Конституциясигә өзгиришләр билән қошумчиларни киргүзүш тоғрилиқ» Қазақстан Җумһурийити Қануниниң лайиһисидә баян қилинған Қазақстан Җумһурийитиниң Конституциясигә киргүзүлидиған өзгиришләр билән қошумчиларни қобул қиламсиз?» дегән соал билән «Қазақстан Җумһурийитиниң Конституциясигә өзгиришләр билән қошумчиларни киргүзүш тоғрилиқ» қанун лайиһиси қойилиду. 
Җумһурийәтлик референдумни уюштуруш вә өткүзүш Мәркизий референдум комиссиясиниң вәзиписини орунлиғучи Мәркизий сайлам комиссиясигә, шундақла территориялик вә участкилиқ референдум комиссиялириниң вәзиписини орунлиғучи территориялик һәм участкилиқ сайлам комиссиялиригә жүклиниду. 
Һөкүмәткә Мәркизий сайлам комиссияси, Қазақстан җумһурийитиниң башқа мәркизий дөләт органлири вә йәрлик ижраий органлири билән бирликтә җумһурийәтлик референдумни уюштуруш һәм өткүзүш бойичә зөрүр чариләрни көрүш тапшурулди. 
 
 

568 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы