• Әхбаратлар еқими
  • 01 Қыркүйек, 2022

Президентниң Бакуға рәсмий сәпири

24-августта Қазақстан Президенти Бакуда дәсләпки рәсмий сәпәрдә болди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев Әзәрбәйҗан пайтәхтидә тар даиридә вә кәңәйтилгән тәркиптә музакириләрни өткүзди. Һәм аэропортта, һәм Илхам Әлиев қараргаһида алаһидә һөрмәт бәлгүси сүпитидә пәхрий қаравул сәп түзәп турди. 
Қазақстан Президенти униңға җававән саһипханларға сәмимий қобул қилғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрди. 
– Һәммидин авал Сизгә көрситилгән меһмандостлуғуңлар үчүн миннәтдарлиқ билдүргүм келиватиду. Силәрниң мәмликитиңларни Қазақстан Президенти сүпитидә рәсмий сәпәр билән тунҗа қетим зиярәт қиливатқанлиғимдин хурсәнмән. Бүгүнки музакириләр йәкүни бойичә бирқатар һөҗҗәтләр имзалиниду. Уларниң иккитәрәплимә һәмкарлиқни, Қазақстан-Әзәрбәйҗан мунасивәтлирини йеңи дәриҗигә елип чиқидиғанлиғиға ишинимән, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Андин кейин Президентлар бәтму-бәт музакириләрни өткүзди. Сөһбәттин кейин Қасым-Жомарт Тоқаев кәсипдишиниң Қазақстан –  Әзәрбәйҗан мунасивәтлирини тәрәққий әткүзүштики хизмитини алаһидә нишанлаш қарариға кәлди вә униңға «Алтын Қыран» орденини тапшурди. Бу – Қазақстанниң жуқури пәриқ бәлгүси. Уни мисли көрүлмигән дөләт хизмәтлири үчүн тапшуриду. 
 – Сизниң мени Қазақстанниң, биз үчүн қериндаш әлниң алий ордени билән мукапатлашни мунасип дәп һесаплиғиниңиз үчүн наһайити пәхирлинимән. Өз тәрипимдин шуни билдүримәнки, буниңдин кейинму достлуқ вә қериндашлиқ мунасивәтлиримизни тәрәққий әткүзүшкә һәссә қошуш үчүн һәммә нәрсини қилимән. Бизниң хәлиқлиримизни тарих, умумий томур бағлаштуриду. Бүгүнки күндә Қазақстан вә Әзәрбәйҗан мустәқиллик йоли билән ишәшлик кетип барған икки мустәқил дөләт сүпитидә ихтисатни тәрәққий әткүзүшниң вә иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилишниң жуқури сүръитини намайиш қиливатиду. Мәмликәтлиримизниң хәлиқара мәйдандики абройи өсүватиду. Мән мәзкүр мукапатни пүткүл әзәрбәйҗан хәлқигә билдүрүлүватқан һөрмәт бәлгүси, дәп һесаплаймән. Бу мукапатни Сизниң қолуңиздин еливатқанлиғимдин пәхирлинимән, – дәп тәкитлиди Илхам Әлиев. 
Тар даиридики учришиштин кейин Президентлар Физули шәһиридики Балилар иҗадий тәрәққият мәркизиниң лайиһиси стендиға кәлди. Мәркәз қазақ хәлқидин әзәрбәйҗан хәлқигә соға болиду вә достлуқ, қериндашлиқ һәм өзара ярдәмниң яққал ипадиси болуши керәк. Лайиһини қазақстанлиқ қурулуш магнати Айдын Рахимбаев тонуштурди. У ишни сүпәтлик вә өз вақтида аяқлаштуридиғанлиғини вәдә қилди. Мәркәз қазақ композитори Қурманғазиниң исми билән атилиду. Мәйдани 3 100 квадрат метр болған бена 600 оқуғучиға молҗаланған. Қурулуш ишлири сентябрьда башлиниду вә уни 2023-жили декабрьда пайдилинишқа бериду. Балилар бу йәрдә музыкини, вокални, спорт түрлирини, әнъәнивий кәсипләрни, шундақла робототехникини, дизайн вә видеоға чүширишни үгинип чиқиду. 
Андин кейин кәң тәркиптики музакириләр болуп өтти. Қасым-Жомарт Тоқаев билән Илхам Әлиев Қазақстан – Әзәрбәйҗан стратегиялик шериклик мәсилилирини муһакимә қилди. Президентлар сәясий, сода-ихтисадий, транспорт вә мәдәний һәмкарлиқни күчәйтишкә алаһидә диққәт бөлди. 
Қазақстан лидери Бакуни зиярәт қилишқа тәклип қилғанлиғи һәм меһмандостлуқ көрсәткәнлиги үчүн йәнә бир қетим миннәтдарлиқ билдүрди. 
­– Мән тар тәркиптә өткүзүлгән учришиштин толуқ қанаәт һасил қилдим, униң давамида биз дөләтлиримизниң түрлүк саһалардики һәмкарлиғиниң барлиқ дегидәк мәсилилири бойичә әтраплиқ пикирләштуқ. Қазақстан вә Әзәрбәйҗан – йеқин дөләтләр, биз стратегиялик шерикләр вә иттипақдашлар. Бүгүн мәмликәтлиримиз оттурисида стратегиялик шерикликни вә иттипақдашлиқ өзара мунасивәтләрни чоңқурлитиш тоғрилиқ декларация имзалиниду, – деди Қазақстан рәһбири. 
Қасым-Жомарт Тоқаев Әзәрбәйҗанға алаһидә вәзипә – иккитәрәплимә һәмкарлиқни йеңи дәриҗигә елип чиқиш үчүн кәлгәнлигини билдүрди. Қазақстан Президенти иккитәрәплимә сода-ихтисадий алақиларни тәрәққий әткүзүшкә әтраплиқ тохталди. 
Қазақстан Президенти шундақла гуманитарлиқ һәмкарлиқниң тәрәққий етиш үчүн яхши истиқбалға егә екәнлигигә диққәтни җәлип қилди. 
– Келәр жили мәмликәтлиримиз һөкүмәтлири оттурисидики келишим бойичә Қазақстанда Әзәрбәйҗан мәдәнийитиниң декадисини өткүзүшкә болиду дәп ойлаймән. Силәрниң мәдәнийитиңларға чоң қизиқиш моҗут. Биз мәмликитимиздә әзәрбәйҗан мәдәнийитиниң көрнәклик вәкиллирини чоң мәмнунийәт билән қобул қилған болар едуқ, – дәп тәклип қилди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Әзәрбәйҗан Президенти Қазақстан Президентиға Әзәрбәйҗанни зиярәт қилиш тәкливини қобул қилғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрди.
Илхам Әлиев иккитәрәплимә мунасивәтләрниң кәң даириси вә хәлиқара проблемилар бойичә тәпсилий сөһбәт болғанлиғини тәкитлиди. 
Әзәрбәйҗан Президенти шундақла йеқинда Сумгаиттики мәркизий кочиларниң биригә қазақ хәлқиниң көрнәклик вәкили, мәрипәтчи, түркшунас Ахмет Байтурсынов исминиң берилгәнлигини әслитип өтти. У икки қериндаш мәмликәт оттурисидики алақиларниң утуқлуқ тәрәққий етидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. 
Президентлар Қасым-Жомарт Тоқаев билән Илхам Әлиев музакириләр йәкүни бойичә бирқатар иккитәрәплимә һөҗҗәтләрни имзалиди. Дөләт рәһбәрлири шундақла аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири үчүн брифинг өткүзди. 
  ***
Қасым-Жомарт Тоқаев Бакуға қилған рәсмий сәпири даирисидә Әзәрбәйҗанниң умуммиллий лидери Гейдар Әлиевниң хатирисигә тазим қилди вә қәбригә гүлчәмбәр қойди. 
Қазақстан рәһбири шундақла Гейдар Әлиевниң рәпиқиси Зарифа Әлиеваниң қәбригиму гүлдәстиләрни қойди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев андин кейин әркинлик, мәмликәтниң мустәқиллиги вә территориясиниң пүтүнлүги үчүн күрәштә һалак болған әзәрбәйҗан хәлқиниң җасур оғланлири хатирисигә селинған Шейитлар аллеясидики Мәңгүлүк отқа гүлчәмбәр қойди. Андин кейин Илхам Әлиев билән Баку кочилирини арилиди. Қазақстан вә Әзәрбәйҗан лидерлири Каспий деңизи бойини көздин кәчүрди. Деңиз бойиға қазақ кигиз өйи тикилип, Президентлар уни зиярәт қилди. 
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң Бакуға қилған рәсмий сәпири шуниң билән аяқлашти. 

489 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы