• Әхбаратлар еқими
  • 24 Қараша, 2022

Биз Йеңи Қазақстанни қуруш һарписида

Ахыска түрклири 1944-жилниң салқин күзини һечқачан ядидин чиқармиса керәк. Улар төрт саат ичидә жүк вагонлириға бесилип, яшаватқан җайлиридин мәҗбурий көчирилди. Йол үстидә соғдин вә ачарчилиқтин 17 миңдин ошуқ адәм қаза болди, уларниң җәсәтлири вагонлардин ташланди, һелиғичә қәбирстанлиқлири намәлум.
Үстимиздики жили мәзкүр йәр авдурушқа һәм геноцидқа, шундақла ахыска-түрклириниң Қазақстанда яшаватқиниға 78 жил толди. Бизни хәлиқ сүпитидә йәр йүзидин из-тизсиз йоқ қилмақчи болди, лекин бу һарам нийәт әмәлгә ашмиди, чүнки мениң хәлқимниң ирадиси күчлүк болди.
Мениң хәлқим 100 жил ичидә үч мәртә йәр авдурулди. Бүгүнки күндә биз дунияниң тоққуз дөлитидә яшаватимиз. 2010-жили ахыска-түрклирини бирләштүрүш мәхситидә, дуниявий ахыска түрклириниң DATUB иттипақи қурулуп, униң рәсмий вакаләтханиси Қазақстандиму тиркәлди. Мән Қазақстанни течлиқ макани дәп һесаплаймән. Бу йәрдә мән туғулдум, өстүм вә униң паравәнлиги үчүн хизмәт қиливатимән, униң тәрәққияти үчүн тегишлик ихтисадий үлүшүмни қошуп келиватимән.
30 жил давамида “Ахыска” түрк этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси сүпитидә вәтинимизниң гүллиниши үчүн Қазақстанға чәт әл инвестициялирини җәлип қилишқа тириштим. Әлвәттә, Вәтәнгә – Қазақстанға болған муһәббәт мени бу ишқа дәвәт қилди. Мән Қазақстан вә Түркия оттурисидики хәлиқара мунасивәтләрдин чәттә қалмасқа тиришимән, шундақла уларниң оттурисидики достлуқ мунасивәтләрни техиму мустәһкәмләшкә интилимән.
Қазақстанда яшаватқан ахыска түрклири вәкиллириниң бирликтә паалийәт елип бериши үчүн мәмликитимизниң 17 шәһиридә вә онлиған наһийә һәм йезилирида “Ахыска” түрк этномәдәнийәт мәркизиниң шөбилирини қурдум. Елимиздә Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң қурулуши барлиқ хәлиқләрниң һаятида муһим роль ойниди, мошуниңға бағлиқ бизниң җәмийәтлик паалийитимиз мәркәзләштүрүлгән шәкилдә жүргүзүлидиған болди.
 Мәлумки, өткән әсирниң 30-жиллири Қазақстан хәлқи ачарчилиқни баштин кәчүрди. Кейинирәк өзи еғир әһвалда болған қазақ қериндашлиримиз  Қазақстанға көчирилгән башқа хәлиқләргә, шу җүмлидин 1944-жили көчирилгән ахыска түрклиригә ишигини, әң муһими, қәлбини ечип, баш-пана берип, нени билән бөлүшти. Бу меһриванлиғи үчүн биз қазақ хәлқи алдида мәңгү қәриздар.
Мениң хәлқим наһайити әмгәксөйгүч. Биз мәйли йеза егилигидә болсун, мәйли башқа саһада болсун, қолда бар мүмкинчилигимиздин үнүмлүк пайдиландуқ. Елимизниң тәрәққиятиға биркишилик һәссимизни қошуш үчүн кечә вә күндүз һармай-талмай әмгәк қилдуқ. Биз һәрқандақ проблемиларни һәл қилишниң йолини издидуқ. Худаға миң қатлиқ шүкри, бирлишип әмгәк қилип, мошу күнләргә йәттуқ. Мениң аиләм тәрипидин Қазақстан бойичә алтә мечит, әнди ахыска түрклири тәрипидин 35тин ошуқ мечит селинди. Бизниң күч чиқиришимиз билән җумһурийәттә 18 спорт зали, мәшиқлиниш заллири бәрпа қилинди. Сөзсизки, буниң барлиғи – бизниң қериндашлиғимизни мустәһкәмләшниң асасидур.
Қазақстанниң өз мустәқиллигини алғиниға 30 жилдин ашти. Мошу вақит ичидә көп ишлар қилинди вә нурғун паалийәтләр техи алдимизда. Қасым-Жомарт Кемелоғлиниң Президент болуши билән көзгә көрүнәрлик өзгиришләр йүз бәрди. Дөләт рәһбириниң һәрхил дәриҗидики вәзипиләрни һәл қилишниң йеңи йоллирини издәп тепиши – сөзүмизниң испати болса керәк. Қазақстан рәһбириниң җумһурийәт хәлқигә йоллиған бийилқи Мәктүби, униң хәлиқара мәйдандики учришишлири вә сөзлигән нутуқлири Қазақстанниң һәрбир граждининиң қәлбидин чоңқур орун алмақта.
Үч жил илгири биз Қасым-Жомарт Тоқаевниң президентлиққа намзитини қоллап-қувәтләш мәхситидә “TURK BIRLIGI” журналиниң мәхсус санини тәйярлидуқ. Әгәр биз Қасым-Жомарт Кемелоғлиниң һаят йолиға нәзәр ташлайдиған болсақ, бу йол повесть, роман вә эпопеяни әслитиду. У ондин ошуқ китапниң муәллипи, уларни һәм сәясий, һәм иҗтимаий, һәм әдәбий жанрға ятқузушқа болиду. Шуниң үчүнму улар бәк әтивалиқ. Елимиз рәһбири һәқиқәтәнму булақниң сүйидәк таза, адил һаят кәчүргән инсан. Мән Президентим билән һәқлиқ түрдә пәхирлинимән. Униң сәясий паалийитиниң вә башқа дөләтләр рәһбәрлири билән учришишлиридин һәрбир қазақстанлиқ пәхирлинәләйду. Дөлитимиз рәһбириниң Түркиягә вә Әзәрбәйҗанға қилған рәсмий сәпәрлиридә сөзлигән сөзи – алқишларға һәм жуқури баһаға әрзийду. Әмәлиятта буниң барлиғи хәлиқләр оттурисидики достлуқни һәм қериндашлиқни тәрәққий әткүзүш түпәйли йүз бериватиду. Қасым-Жомарт Тоқаев Президент лавазимини егиләп турған жиллири давамида милләт алдида бирнәччә қетим сөзгә чиқти. У һәрбир сөзидә моҗут проблемиларни вә уларни һәл қилиш йоллирини очуқ ейтип келиватиду. Бу җәмийәттә, әлвәттә, иҗабий инкас пәйда қиливатиду.
Турақлиққа ховуп пәйда қилған январь вақиәлири – униң мустәһкәм мәвқәси. Пәқәт тәҗрибилик һәм дана сәясәтчи қисқа вақит ичидә течлиқ, разимәнлик вә җәмийәтлик тәртипни орниталайду.
Мени бүгүнки күнлүктә наһайити хошал қилидиған вақиәләрниң бири – Түркия вә Қазақстан оттурисидики қериндашлиқ мунасивәтләрниң чоңқурлишиши. Улар күндин-күнгә мустәһкәмләнмәктә. Түркия вә Қазақстан оттурисида транспорт, мудапиә санаити, һәрбий, чарлаш, әхбарат технологиялири, мәдәнийәт, йеза егилиги, сода, бажхана, әтрап муһитни қоғдаш, билим, алақә, яшлар сәясити саһалирида имзаланған 14 һөҗҗәт мәмликәтлиримиз оттурисидики һәртәрәплимә тәрәққиятниң ярқин испатидур.
Һөрмәтлик гезитхан, мошуниңға бағлиқ Қазақстан вә Түркия оттурисида өзара мунасивәтниң йеңи басқучи башланди дәп ишәшлик ейталаймән. Биз Қасым-Жомарт Тоқаев рәһбәрлигидә Йеңи адаләтлик Қазақстанни қуруш һарписида туруватимиз. Пурсәттин пайдилинип, Қасым-Жомарт Кемелоғлини йеқинда болуп өткән Президент сайлимида ишәшлик ғалибийәт қазиниши билән сәмимий тәбрикләп, шәрәплик һәм мурәккәп паалийитигә утуқлар тиләймән.

Зиятдин ҚАСАНОВ,
“Ахыска” түрк этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси 
Кеңишиниң әзаси. 

542 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы