- Әхбаратлар еқими
- 07 Желтоқсан, 2022
Йеңи медаль тәсис қилинди
Миллий ихтисат министрлиги Һөкүмәтниң «Қазақстан Җумһурийити Һөкүмитиниң қурулумиға киридиған бирқатар дөләт органлириниң идарилик мукапатлири тоғрилиқ» тохтамиға қошумчиларни тәйярлиди.
Җүмлидин тохтамниң «Идарилик мукапатлар билән мукапатлаш үчүн асаслар» баби «Медаль «Экономика саласын дамытуға қосқан үлесі үшін» (Ихтисатни тәрәққий әткүзүшкә қошқан һәссиси үчүн) мәзмундики пункт билән толуқтурулди.
«Экономика саласын дамытуға қосқан үлесі үшін» медали билән паалийитини нуқсансиз әмәлгә ашуруватқан вә җумһурийәтниң миллий ихтисадини тәрәққий әткүзүшкә һәм мустәһкәмләшкә, ихтисат саһасида йеңи программилар вә лайиһиләрни ишләп чиқип әмәлгә ашурушқа, ихтисатни тәрәққий әткүзүшкә қаритилған дөләт программилирини һәм миллий лайиһиләрни әмәлгә ашуруш усуллирини мукәммәлләштүрүшкә алаһидә һәссә қошқанлиғи, алаһидә муһим вә мурәккәп вәзипиләрни, шундақла хизмәт вәзипилирини үлгилик орунлиғанлиғи үчүн кәспий дәриҗиси жуқури хадимлар, чәт әл гражданлири вә башқа шәхсләр мукапатлиниду.
465 рет
көрсетілді0
пікір