• Әхбаратлар еқими
  • 07 Желтоқсан, 2022

Йеңи партия қурулди

Қазақстанда «Байтақ» биринчи «йешил» партия қурулуп, ройхәттин өтти. 
Бу тоғрилиқ «Байтақ-Болашақ» экологиялик альянси» җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмисиниң президенти Азаматхан Әмиртай өзиниң Facebookтики сәһиписидә хәвәр қилди. 
– Қазақстан тарихида дәсләпки қетим «йешил» партия қурулди вә 20 жилда дәсләпки қетим йеңи партия – «Байтақ» партияси ройхәткә елинди, –дәп язди Азаматхан Әмиртай. 
 Шундақла йеңи партияниң ройхәткә елинғанлиғи тоғрилиқ журналист Сергей Пономаревму Facebookта хәвәр қилди. 
– «Таза һава, Таза су, Таза йәр – Таза инсаний мунасивәтләр!» шиари астида бирлишишкә чақиримиз. Биз иҗтимаий дөләт үчүн – мәмликәт байлиғи хәлиққә тәәллуқ болуши керәк! Биз карханиларни җавапкәрлик бизнес-йеңилаш үчүн: бехәтәр әмгәк шараити; заманивий ишләпчиқириш технологиялири вә җабдуқлири; чиқиндиларни адәмләргә вә тәбиәткә зиян йәткүзмәй ишлитиш үчүн! Булар – «Байтақ» партиясиниң шиарлири. Пәқәт рәсмий һөҗҗәтла әмәс, изгү ишларниңму болидиғанлиғиға үмүт қилимән. Партия барлиқ шәкилдики экологларни бирләштүрүши мүмкин, түрүлгән  муштум ечилған алиқанға қариғанда, нәтиҗидарлиғирақ, – дәп тәкитлиди у. 
Журналист шундақла Европарламентта «йешилларниң» әнъәнивий түрдә сайлиғучларниң 7-8 пайиз авазиға егә болидиғанлиғини әслитип өтти. 

451 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы