- Әхбаратлар еқими
- 04 Мамыр, 2023
Гезитимизға онлайн шәкилдә йезилишқа болиду

Әнди қәрәллик нәширләргә онлайн-шәкилдә йезилиш имканийити пәйда болди. Бу һәққидә Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Дархан Қыдырәли Астанада өткән «Сүнъий әқил дәври: Қазақ медиасини қайта тәһлил қилиш» форумида елан қилди.
Йолдаш МОЛОТОВ,
«Уйғур авази»
Министрниң ейтишичә, әнди Kaspi қошумчиси арқилиқ гезит-журналларға асанла йезилишқа болиду. Шундақ қилип, Kaspi қошумчиси билән елимиздики 18 нәширгә, йәни уларниң қатарида «Егемен Қазақстан», «Казахстанская правда», «Ана тілі», «Уйғур авази», «Мысль» вә башқиму нәширләргә йезилиш имканийити бар.
Униңдин ташқири, гезит-журналларға Post.kz сайти вә мобильлиқ қошумчиси арқилиқму онлайн-шәкилдә йезилишқа болиду. Униң үчүн https:// post.kz/internet-subscription ссылкиси бойичә тиркилиш яки Post.kz қошумчисини орнитиш лазим. Нәширни фильтр ярдими билән яки тез издәш кнопкиси арқилиқ индексни вә нәшир намини териш арқилиқ таллашқа болиду. Гезит-журналларға йезилиш үчүн, херидар нәшир санини, йезилиш муддитини көрситип, һәрқандақ банк картиси билән нәширниң йезилиш баһасини төлиши керәк. Бу хизмәттин тәвлүк бойи пайдилинишқа болиду һәм херидар көрсәткән адресқа нәшир йәткүзүлиду.
Муштири болуш баһаси һәрбир нәшир бойичә әң қисқа муддәткә көрситилиду. Һазир гезитханлар 1 761 қәрәллик нәширгә, униң ичидә 460 җумһурийәтлик, 422 регионлуқ, 879 чәтәллик нәширләргә йезилалайду.
Қошумчә қилсақ, Post.kz қошумчисини Google Play/ арқилиқ AppStore Android/OC операциялик системисида телефонларға орнитишқа болиду.
Шундақ қилип, гезитханлар почтиға бериш, у йәрдә вақтини сәрип қилиш зөрүрийитидин қутулди.

1261 рет
көрсетілді0
пікір
ПІКІР ҚАЛДЫРУ
Сіздің электронды пошта жарияланбайды. Қатарды міндетті түрде толтырыңыз *