• Әхбаратлар еқими
  • 16 Наурыз, 2024

Сиз китап оқамсиз?

Миллий менталитети йоқ хәлиқниң өсүш һалити натайин. Өсүш һалитиниң бирдин-бир мезани — китап. Китап болса — у мәлум бир хәлиқниң кимлигиниң әйниги. Шуңлашқа өз қәдир-қиммитини билгән, мәдәнийәтлик хәлиқ әң авал миллий әдәбияти, тәрәққияти, демәк, китап дәп аталған муқәддәслик алдида җанкөйәр, таки садиқ қул. Һәқиқитини ейтиш керәк, һазир көпчилигимиз китап оқуштин қалдуқ. Бизниң пикримизчә, адәмләрниң китап сетивелип оқушқа ахчиси әмәс, китап оқуғуси, ениғирағи, хаһиши йоқ. Әнди оқурмәнләрниң бу хусусида пикрини билиш үчүн соалнамә жүргүздуқ. «Бош вақтиңизни қандақ өткүзисиз?». «Асасән қайси тилдики китапларни оқуйсиз?», «Қандақ мәзмундики китапларни яқтурисиз?», «Қайси язғучи яки шаирни сөйүп оқуйсиз?», «Ахирқи оқуған китавиңиз?», «Бүгүнки шаир-язғучилардин кимләрни билисиз?», дегән соалларға җавап издидуқ. Бу соалларға җавапни асасән Уйғур, Әмгәкчиқазақ, Панфилов, Талғир наһийәлиридики вә Алмута шәһиридики оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрниң 11-синип оқуғучилиридин (җәми 29 оқуғучи қатнашти) елишқа тириштуқ. 

Шәмшидин АЮПОВ,
«Uiğur avazi» 
 

«Бош вақтиңизни қандақ өткүзисиз?» дегән соалимизға оқуғучиларниң бесим көпчилигиниң бош вақтини асасән Миллий биртуташ тест синиғиға тәйярлинишқа сәрип қилидиғанлиғини билдуқ. Улар «Бош вақитлиримизни көпирәк билим елишқа, МБТқа тәйярлинишқа, тест соаллириға көз жүгәртишкә сәрип қилғинимиз пайдилиғирақ», дегән ой-пикирлирини оттуриға ташлиди. 
Мәлумки, һәрбир милләтниң моҗутлуғи — униң тилида. «Һәрбир тил өзиниң хәлқи үчүн «Улуқ» дәп қирғиз хәлқиниң көрнәклик язғучиси Чиңғиз Айтматов ейтқинидәк, тил — милләтниң әнгүштәри, миллий ғәзниси. Раст, бүгүнки заман тәливи бойичә яшлиримиз үч тилни — дөләт тили һесаплинидиған қазақ тилини, рус вә инглиз тилини пухта билиши зөрүр. Амма, Қадир Мирзалиев ейтқандәк, «Өзгә тилниң һәммисини бил, өз тилиңни һөрмәтлә». Мошу йәрдә, «инглиз тиллирини өзләштүргән яшлиримиз өзиниң ана тилини бир чәткә қайрип қоймиғанду?», дегән соал өзлүгидин пәйда болиду. Шуңлашқа биз яшларниң китапни қайси тилда көп оқуйдиғанлиғини билиш үчүн уларға «Асасән қайси тилдики китапларни оқуйсиз?» дегән соални қойдуқ. Хошал қилғини, яшлиримиз инглиз, рус тиллирида йезилған китапларға қариғанда, ана тилидики китапларни көп оқуйдекән. 
 «Қайси язғучи яки шаирни сөйүп оқуйсиз?» дегән соалимизға оқуғуғучиларниң җаваплириға мувапиқ уларниң нәзәридә әң көп оқулидиған, йәни сөйүмлүк шаир-язғучилири Билал Назим, Илия Бәхтия, Абдумеҗит Дөләтов, Мәшүр Җәлилов, Турған Тохтәмов, Җәмшит Розахунов. «Ахирқи оқуған китавиңиз?» дегән соалимизниң нәтиҗилири бойичә, оқуғучилар бирәр уйғур язғучи-шаириниң китавини аталмиди. Билим ғәзниси —әвлаттин-әвлатқа еғизчә, язмичә яки әдәбият арқилиқ йәткәнлиги һәммимизгә мәлум. Әнди китап — әҗдаттин әвлатқа мирас сүпитидә қалдурулған мәнивий вәсийәт, аманәт әмәсму. «Китап маңа мәнсәптинму қиммәт», дәп ейтқан еди Шекспир. Демәк, китап адәмгә роһий озуқ һәм мәнивий байлиқ болған. Һазирму униң бизгә берәри көп. 11-синип оқуғучилириниң «Ахирқи қетим қайси язғучиниң китавини оқудиңиз вә бүгүнки күндики яш язғучи-шаирлардин кимләрни билисиз?», дегән соалимизға тиңирқап туруп қелиши көңлүмизни лал қилди. XXI әсирдә, әлвәттә, китап оқулиду. Бирақ бәрибир Интернет өзиниң бесимлиғини көрситиватиду. Яшларниң саатлап компьютерниң алдида қадилип олтирип, китапни дәрисигә керәк вақтидила оқушиму шуниңдин болса керәк. Бәс-муназирә давамида «Бүгүнки яшларниң китапни аз оқушиға немә сәвәп дәп ойлайсиз?» дегән соалимизға улар асасән яшларниң ойини иҗтимаий торларниң егиләвалғанлиғидин, шуниң билән биллә китап оқушқа дегән интаниң төвәнлигидин һәм яшларниң һорунлуғидин дәп җавап беришти. Бизниң оқуғучилиқ дәвирлиримиздә китапни мәйрәмләрдә, туғулған күнләрдә йеқин көргән адимиңгә соға сүпитидә тәғдим қилаттуқ. Һазир хошаллиқ күнләрдә китап соға қилидиғанлар йоқниң орнида десәкму болиду. Әгәр яшлиримиз «кам дегәндә һәптисигә бир китапни оқуймән» дегән мәхсәтни алдиға қойса, нур үстигә нур болар еди. Бу уларниң дәрисигә яки МБТқа тәйярлинишиға һеч тосалғу болмайду. 
Муназирә ахирида «Яшларниң китапқа дегән иштияқини ойғитиш үчүн немә қилиш керәк дәп ойлайсиз?» дегән соал қоюлди. Яшларниң бесим көпчилиги китап оқушқа дегән иштияқни ойғитидиған чарә-тәдбирләрниң пат-пат өткүзүлүп туруши керәклигини ейтса, бәзилири «мәктәпләрдә язғучи-шаирларға беғишланған мәрасимлар пат-пат өткүзүлүп туруши керәк!», дегән пикирни алға сүрди. 
Тоғра, җәмийәттә саватлиқ, билимлик, парасәтлик шәхс болуп шәкиллиниш үчүн китап әң есил байлиқ болғуси. У билим елиш тәшналиғиңни қандурупла қоймай, адәмниң һәртәрәплимә шәкиллинишигә иҗабий тәсирини йәткүзидиғини шүбһисиз. Бизниң оқуғучилар билән болған ушбу онлайн баш қошушимиздин байқиғинимиз — яшлиримизниң қисмән болсиму, китап оқушқа болған иштияқиниң барлиғи. Шуниң билән биллә уларниң ана тилиға болған муһәббитиниң өчмигәнлиги ениқ байқалди. Бу бизни, әлвәттә, хошал қилди. Оттузға йеқин оқуғучиға жуқурида қәйт қилинған соалларни қоюш арқилиқ китапниң упримас мәнивий байлиқ, ана тилиниң әҗдатлардин аманәт қалған есил мирас, аниниң ақ сүти билән қәлбимизгә сиңгән әңгүштәр екәнлигини чүшәндүрүп, дилиға сиңдүрүшкә тириштуқ. 
 

300 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы