- Әхбаратлар еқими
- 16 Наурыз, 2024
Рамзан ейиниң башлиниши билән тәбриклиди
Дөләт рәһбири Қазақстан хәлқини хасийәтлик Рамзан ейиниң башлиниши билән тәбриклиди.
Қиммәтлик вәтәндашлар!
Силәрни Рамзан ейиниң башлиниши билән тәбрикләймән!
Хәлқимиз үчүн хасийәтлик розиниң әһмийити алаһидә.
Бу – җәмийәттә иманлиқ, адиллиқ, сахавәтлик, хәйрихаһлиқ охшаш өзгәрмәс қәдрийәтләргә имканқәдәр әһмийәт берилидиған пәйт. Пүткүл мусулман әһлиниң өмлүги ешип, бир-биригә болған меһриванлиғи көрүнидиған вақит.
Роза ейи роһий тазилиниш, муһтаҗларға ярдәм қолини созуп, хәйрихаһлиқ қилишқа чақириду. Шу арқилиқ инсанларниң бәрикәт-бирлигиниң күчийишигә тәсир қилиду.
Дин вә әнъәнә уйғунлуғини мәккәм тутидиған дөләт өмлүгини, турақлиқлиғи билән течлиғини сақлап, һәрқандақ ховуп-хәтәрдин сүрүнмәй өтиду. Мән Қазақстан хәлқиниң дайим мәнивий уйғунлуқта һаят кәчүрүп, келәчәккә дадил қәдәм ташлайдиғанлиғиға ишинимән.
Роза қобул болсун! Һәммиңларға зор саламәтлик, аманчилиқ, утуқ тиләймән!
295 рет
көрсетілді0
пікір