• Әхбаратлар еқими
  • 04 Сәуір, 2024

Штаб олтириши өтти

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев рәислиги билән су кәлкүнигә қарши чариләрни уйғунлаштуруш вә кәлкүн су басқучиниң ақивәтлирини һәл қилиш бойичә жумһурийәтлик штабниң олтириши өтти.
 — Бийил кәлкүн су көләми җәһәттин ахирқи 300 жилдики әң чоң су кәлкүн һесапланған 2012- вә 2017-жиллардики көләмдин ешип чүшти. Бу немини билдүриду? Тәхмин қилиш ишлири тамамән әмәлгә ашурулмиған. Әһвал саһалиқ мутәхәссисләрниң тапчиллиғидин пәйда болуватиду. Әгәр һакимийәтләр һәр жили су кәлкүнигә қарши планланған барлиқ чарә-тәдбирләрни һаҗәт дәриҗидә әмәлгә ашурғанда, һава райи әһвалини нәзәрдә тутқанда, апәтниң ақивәтлири билән даириси мошундақ болмас еди. Шуниңға қариғанда һакимийәтләр бу иш билән шуғулланмиған. Һазир кәлкүнниң ховупи техи бар. Шуңлашқа Ички ишлар министрлигиниң, Миллий гвардияниң, Һәрбий күчләрниң, Миллий бехәтәрлик комитетиниң барлиқ күчи билән қураллирини, шуниң ичидә кадрлиқ вә техникилиқ ресурсларни сәпәрвәрликкә кәлтүрүш лазим. Шуниң билән биллә пидаийларни, ярдәм бәргүси келидиған адәмләрни җәлип қилиш керәк. Амма әң муһими – дөләт органлири. Әһвал тез җиддийлишип кетиши еһтимал. Һазир асасий вәзипә – адәмниң чиқимиға йол бәрмәслик. Бу җәһәттин қариғанда әвәтилгән хаталиқларни нәзәрдә тутушимиз һаҗәт – деди Президент. 
 Дөләт рәһбири Һөкүмәткә, вакаләтлик органларға вә вилайәт һакимлириға бирқатар тапшурмилар бәрди. 
— Су кәлкүнидин зәрдап чәккән адәмләргә һаҗәт барлиқ ярдәм көрситилсун. Бу мәхсәткә Һөкүмәт вә һакимийәтләрниң резервлиринила әмәс, «Қазақстан Халқына» фондиниң мәблиғиниму пайдилиниш лазим. Мошундақ җавапкәр пәйттә елимиздики бизнес вәкиллирини хәлиққә ярдәм беришкә чақиримән. Апәттин зәрдап чәккән гражданларға вә регионларни мүмкинчилик яр бәргичә қоллаш керәк. Бу – һазирқи пәйттики умумий вәзипә. Кәлкүндин қаттиқ чиқим көргән ғәриптики регионларда чоң карханилар көп. «Самұрық-Қазына» фондиға тәәллуқ ширкәтләр, йәрасти байлиқлирин пайдилиниватқанлар бар. Улар хәлиққә ярдәм берип, вәйран болған инфрақурулумларни әслигә кәлтүрүшкә паал қатинишиду дәп ойлаймән, — деди Дөләт рәһбири. 
 Президент су бесивалған регионларда иҗтимаий әһмийити бар хизмәтләр билән озуқ-түлүк баһасиниң өсүшигә йол бәрмәслик мәсилисигә Һөкүмәт диқққитини бөлди. 
— Су кәлкүни вә өрт кетишкә мунасивәтлик әһвал һәр жили тәкрарлиниду. Җавапкәр органлар билән саһалиқ хизмәтләрниң (Қазсушар, Қазгидромет) лайиһиләш, тәһлил қилиш паалийити начар уюштурулған. Һаҗәт чариләр, асасән, әһвал йүз бәргәндин кейин яки чоңқур тәхмин қилинмай қобул қилиниду. Шуңлашқа бизгә пәвқуладдә әһвалларни тәхмин қилишниң ениқ механизми һаҗәт. Рәқәмлик тәрәққият министрлиги, Экология, Су реесурлири вә Пәвқуладдә вәзийәтләр министрликлири билән бирлишип, жилниң ахириғичә барлиқ еһтимал пәвқуладдә әһвалларни (су кәлкүни, өрт в.б.) модельлашқа, һаҗәт тәхминләр, тәклипләр вә иш-һәрикәт планини қурушқа имканийәт беридиған әхбаратлиқ система тәйярлиши лазим. Һөкүмәт билән йәрлик иҗраий органлар, әң алди билән, вилайәтләр һакимлири язлиқ мәвсүмгә тәйяр болуши керәк. Өрт яки башқиму тәбиий апәт йүз бериши еһтимал. Су кәлкүнини көргәндә асмандин чүшкәндәк гаңгирап қалдиңлар. Мошундақ пәйттә елимизниң шәрқий регионлиридики су кәлкүнини модельлаш бойичә Пәвқуладдә вәзийәтләр министрлиги билән «Қазақстан Ғарыш Сапар» миллий компаниясиниң бирләшкән иш тәҗрибисини қоллинишқа болиду, — деди Қ.Тоқаев.
 Президент кәлкүн сүйини йеза егилигидә пайдилиниш үчүн план тәйярлаш вә нәтиҗидар чариләрни қобул қилишни тапшурди. Униң ейтишичә, һакимийәтләр ериған қар сүйини йезилардики дәрияларға яки өстәңләргә бураветиш ишлирини жүргүзүши керәк. 
 Дөләт рәһбири Һөкүмәт бәкиткән Су ресурслири башқуруш системисини тәрәққий әткүзүшниң 2030-жилғичә болған концепциясини тәңқит қилди. Униң пикричә, концепцияни әмәлгә ашуруш бойичә һәрикәт плани декларативлиқ характерға егә. Һөҗҗәт су кәлкүни ақивитидин болидиған чиқимниң алдини елиш вә азайтиш мәсилисини комплекслиқ һәл қилишқа имканийәт бәрмәйду. Шуңлашқа концепцияни қайта қараш бойичә вәзипә жүкләнди.
— Вакаләтлик мәһкимиләр, йәни һакимийәтләр, Пәвқуладдә вәзийәтләр министрлиги, Су ресурслири министрлиги бирлишип ишлимәйду. Җавапкәрликни елиштин қачиду. Ишни бир-биригә дөңгәп олтириду. Әһвал мошундақ давамлашса, һаҗәт хадимларни лавазимидин бошитиш керәк. Әң асасий критерий – дөләт хадимлириниң паалийитини нәтиҗидарлиғи. Дөләт органлири вә һакимийәтләр арисида ениқ вә турақлиқ алақә алгоритми йоқ. Һаҗәт министрлик елимизниң тәбиий апәтләргә тәйярлиғини назарәттә тутуши керәк. Бу – министрликниң асасий мәхсити. Мошу мәсилигә алаһидә диққәт бөлгинимиз тоғра. Министрлик гидротехникилиқ вә башқиму муһим объектларниң әһвалини тәкшүрәп, һәқиқий мәлумат берип туруши һаҗәт, — деди Президент. 
 Дөләт рәһбири су кәлкүни мәсилиси бойичә хәлиқара тәҗрибини, өзгә әлләрниң кәлкүнни қандақ тохтидиғинини чоңқур тәтқиқ қилиш һаҗәт екәнлигини қәйт қилди.
 Жиғин давамида Қасым-Жомарт Тоқаев елимиздә су ресурслири, ирригация саһалири бойичә техникилиқ мутәхәссисләрниң тапчиллиғиға диққәт бөлди. Мошуниңға мунасивәтлик һөкүмәткә дәрһал чарә қобул қилишни тапшурди. 
— Йәнә бир қетим тәкрарлаймән. Кәлкүнниң алдини елиш ишиға һәрбир лавазим егиси җавап бериши лазим. Силәрниң ишиңларни бепәрвалиқ һәм кәспий вәзипигә лайиқ әмәс дәп баһалидим. Шуниң ақивитидин гражданлиримиз чоң маддий чиқимға учриди. Улар саламәтлиги вә паравәнлигигә зиян кәлтүридиған турмуштики нақолай әһвалға дуч кәлди. Әлвәттә, дөләт чиқимларни төләш үчүн чариләр қобул қилиду. Гражданларға ейтарим, әндишә қилмаңлар. Дөләт, шундақла тиҗарәтчиләр чиқимни төләп бериду. Бирақ, мәбләғ җәһәттин вә сәясий чиқимлар көп. Уни ядимизда тутушимиз керәк. Шуңлашқа Һөкүмәткә жүклинидиған иш нурғун. Қисқиси, тәләп қаттиқ болиду, — деди Президент. 
 Олтириш давамида Премьер-министр Олжас Бектенов, Пәвқуладдә вәзийәтләр министри Шыңғыс Әринов, Ақтөбә вилайитиниң һакими Асхат Шахаров, Ғәрбий Қазақстан вилайитиниң һакими Нариман Төреғалиев, Қостанай вилайитиниң һакими Қумар Ақсақалов, Шәрқий Қазақстан вилайитиниң һакими Ермек Көшербаев, Қариғанда вилайитиниң һакими Ермағанбет Бөлекбаев, Ақмола вилайитиниң һакими Марат Ахметжанов, Шималий Қазақстан вилайитиниң һакими Ғауез Нурмуханбетов, Улытав вилайитиниң һакими Берик Әбдиғалиулы вә Абай вилайитиниң һакими Нурлан Уранхаев доклад билән сөзгә чиқти. 

2335 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы