- Әхбаратлар еқими
- 12 Сәуір, 2024
Мәхсәт – җәмийәтни бирләштүрүш
«Биз мошу қәдрийәтләрни яш әвлат сәвийәсигә сиңдүрүшимиз керәк. Адил граждан дегинимиз – яхши хусусийәтләргә егә болуп, адил әмгәк қилидиған вә утуққа адил йол билән йетидиған адәм. Йәни адиллиқ билән адаләтликни һәммидин жуқури қойиду. Илғар пикирлик әл болуш үчүн пүткүл җәмийәт аң-сәвийәсини өзгәртип, йеңи қәдрийәтләрни сиңдүрүши лазим. Һәрбир граждан «адил граждан» дегән атқа лайиқ болса, елимиздә адил җәмийәт орнайду. «Адил адәм – Адил әмгәк – Адил тапавәт» — бир-биридин аҗримайдиған чүшәнчиләр. Мошу үч чүшәнчә илғар һәм тәрәққийпәрвәр әлгә айлинишниң ачқучи дейишкә болиду»
Қасым-Жомарт Тоқаевниң қурултайда сөзлигән сөзидин.
2024-жили 15-норузда Дөләт рәһбири Атырав шәһиридә өткән Миллий қурултайниң үчинчи жиғинида сөзлигән нутқи алаһидә әһмийәткә егә болди. Умумән, Миллий қурултай дегинимиз немә? Рәсмий һөҗҗәтләргә мувапиқ, «Қазақстан Җумһурийити Президентиниң йенидики Миллий қурултай Президент йенидики консультативлиқ-мәслиһәт орган болуп һесаплиниду. Миллий қурултайниң асасий паалийитиниң мәхсити җәмийәтни бирләштүрүшни буниңдин кейинму тәрәққий әткүзүш бойичә идеяләр вә қәдәмләрни тәйярлаштин ибарәт. Миллий қурултай тәркиви тонулған дөләт вә җәмийәт әрбаплири, сәясий партияләрниң, һөкүмәтлик әмәс секторниң, бизнес җамаәтчилигиниң, экспертларниң, вилайәтлик, җумһурийәтик әһмийити бар шәһәрләр кеңәшлириниң вәкиллиридин шәкиллиниду. Миллий қурултайниң тәркиви, униң әзалири ротацияләш арқилиқ йеңилинип туриду» (Қазақстан Җумһурийити Президенти йенидики Миллий қурултай тоғрилиқ қаидә).
Миллий қурултайдики Дөләт рәһбириниң нутқи әнъәнә бойичә программилиқ сүпәткә егә болиду. Қасым-Жомарт Тоқаев өз нутқиниң бешида идеологиялик соал қойди. Президент нутқиниң лейтмотиви хәлқимизниң бирлигини күчәйтишниң әһмийити болди. Иттипақсизлиқ, көрәлмәслик вә башқиму яман илләтләр җәмийитимизгә сәлбий тәсир қиливатқанлиғини алға сүрди. Умуммиллий қәдрийәтләрни улуқлаш һәм уларни башқилардин жуқури қоюш лазим. Президент ейтқинидәк «Мустәқиллик, җумһурийәт, бирлик охшаш дөләтчилигимизниң арманлирини тәсвирләйдиған асасий чүшәнчиләрни» тәшвиқат қилидиғанлар җәмийәтниң нәзәридә болуши лазим. Бу җәһәттин қариғанда, Президент мошу мәхсәткә йетиштә асасий вәзипини зиялиларға жүклиди. Дөләт рәһбири тарихий шәхсләрни, өтмүшни вә һазирқи заманни бир-биригә қарши қоюшниң алдини елишни алаһидә қәйт қилди. «Бизниң тарихимиз милләтни җипсилаштуруш амили болуши керәк. Чоң әвлат талантлиқ, паалийәтчан яшларға үлгә болуши шәрт. Бизниң вәзипимиз – уларға әң есил вә прогрессив хусусийәтләрни сиңдүрүш», деди Президент.
Президент әнъәнә бойичә қазақ тилиниң ролини ашурушниң әһмийитигә тохталди. «Дөләт сәяситиниң мәзмуни һечкимни мәҗбурлимай, қазақ тилиниң күндилик һаяттики ролини изчиллиқ билән ашуруш», дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. Мошу мәхсәткә йетиш үчүн заманивий әхбаратлиқ технологияләр услублирини орунлуқ пайдилиниш лазим. Президент, шундақла пәқәт көп китап оқуйдиған милләт сағлам җәмийәт қуралайдиғанлиғини қәйт қилди.
Өткән жили ЮНЕСКОниң дуниявий мираслар комитетиниң әзаси болуп, Қазақстан өзиниң тәбиий вә тарихий ядикарлиқлирини Дуниявий мираслар тизимиға киргүзүш имканийитигә егә болди. Президент Қазақстан һәқиқәтәнму пәхирлинидиған һәм уларниң йоқап кетишигә йол бәрмәйдиған объектлар һәққидә тәпсилий тохтилип өтти. Әпсуслинарлиқ йери, мошундақ ховуп бар. «Бизниң бай тарихий-мәдәний мираслирмизни сақлаш үчүн археология саһасида тәртип орнитиш керәк», деди Қ.Тоқаев.
Дөләт рәһбири хәлқимизниң ят диний фанатизм тоғрилиқ кесип ейтти. Радикал неофитлар тоғрилиқ ейтиш вә җәмийәткә, болупму балиларға ят диний чүшәнчиләрни сиңдүрүшкә йол қоюлмайду. «Биз миңжиллиқ диний билимгә вә әҗдатлиримизниң мәнивий чүшәнчилиригә тайинишимиз керәк», деди Президент.
Президент аилә қәдрийәтләрниң әһмийитигә диққәт бөлүп, бу йәрдә қандақту-бир коньюктуриға яки дуниядики тенденцияләрдин жирақ болушни қәйт қилди. Аилидә аялларни камситиш, «қизларни елип қечиш», полигамия охшаш фактлар қанун турғусидин баһалинип, җәмийәт тәрипидин қаттиқ рәддийә берилиши лазим. Яшлар билән балиларни тәрбийиләш прогрессив қәдрийәтләр роһида жүргүзүлүп, дайим назарәттә болуши шәрт.
Өз нутқиниң ахирида Қасым-Жомарт Тоқаев асасий идеологиялик йөнилишләрни ениқ көрситип бәрди. Улар: мустәқиллик билән вәтәнпәрвәрлик, бирлик билән өмлүк, адиллиқ билән җавапкәрлик, қанун билән тәртип, әмгәксөйгүчлүк вә кәспийлик, бәрпакарлиқ билән йеңилиққа интилиш. Әлвәттә, Президентниң Миллий қурултайда алға сүргән тәшәббуслири муһим һәм уларни дәрһал әмәлгә ашуруш лазим.
Айжан АХМЕДОВА,
әл-Фараби намидики ҚазМУниң алий оқуш орниғичә билим бериш факультетиниң чәтәлликләргә тил вә умумий билим бериш тәйярлиғи кафедрсиниң чоң оқутқучиси
677 рет
көрсетілді0
пікір