- Әхбаратлар еқими
- 12 Сәуір, 2024
Президент тәбриги
Қәдирлик вәтәндашлар!
Һәммиңларни Роза һейти мәйрими билән тәбрикләймән!
Бу – мусулман әһлиниң алаһидә нийәт билән қарши алидиған улуқ мәйрими.
Хасийәтлик Рамзан ейида хәлиқ адәмгәрчилик қәдрийәтлиригә алаһидә әһмийәт бериду, роһий тазилинишқа интилиниду. Муһтаҗларға қолини созуп, әтрапидикиләргә хәйрихаһлиқ ярдәм көрситиду. Оттуз күн розидики сәвирчанлиқ вә қанаәткә асасланған яхши ишларниң һәммиси Һейт мәйриминиң һәқиқий мәзмунини намайиш қилиду.
Динимиз инсанларни өмлүк билән течлиққа, ғәмхорлуқ билән меһриванлиққа, хәйрихаһлиқ билән бәрпакарлиққа чақириду. Адил әмгәк қилип, адил тапавәт тепишқа үндәйду. Мошуниң һәммиси, җәмләп кәлгәндә, пүткүл елимизниң иттипақини ашурушқа тәсир қилиду.
Хәлқимизниң әнъәниси ислам дининиң, Рамзан ейиниң вә Һейт мәйрими билән уйғунлишиватиду. Бу уйғунлуқ бәрикәтлик бирлигимизни күчәйтип, адаләтлик җәмийәт қуруш йолида муһим роль атқуриду.
Елимиз теч, хәлқимиз аман болсун!
Һәрбир өйгә бәрикәт вә амәт тиләймән!
Һейт қобул болсун, қериндашлар!
1707 рет
көрсетілді0
пікір