• Әхбаратлар еқими
  • 18 Сәуір, 2024

Кәлкүн билән кәскин күрәш

Елимиздики ахирқи вақиәләр һәммимизни һәләйкүмгә салди. Мәлумки, дөлитимизниң Ақтөбе, Атырав, Қостанай, Ақмола, Шималий Қазақстан вә Ғәрбий Қазақстан вилайәтлири су кәлкүни билән кәскин күрәшмәктә. Вәзийәт җиддий. Мошу кәмгә йүз миңға йеқин вәтәндишимиз өз өй-җайини ташлап, бехәтәрлик йәргә көчирилди. Нәччилигән йеза су астида қелип, көз йеши көл болған хәлиқ наилаҗ әһвалда қалди. Тәбиий апәткә бағлиқ елимизниң бирқатар регионлирида пәвқуладдә әһвал елан қилинип, зәрдап чәккән гражданларға тегишлик ярдәм көрситилмәктә. Һәтта, чәттин ғәмхорлуқ көрситиватқан дөләтләрму бар. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
«Uiğur avazi»

Шу җүмлидин бирлиги ярашқан қазақстанлиқларму қарап қалмай, һәрким қолидин кәлгиничә қол учини сунуватиду. Йүздин ошуқ милләтниң қетиқтәк уйиған бирлиги билән оттуз жилдин ошуқ вақитниң ичидә талай иссиқ-соғни баштин өткүздуқ. Бу қетимму шу бирлигимиз билән бәлни чиң бағлап, күтүлмигән күлкүн билән күришиватимиз. Маңлай тәри билән тапқан-тәргини көз алдида суға аққан вәтәндашлиримиз шу тапта бизниң қоллап-қувәтлишимизгә һавадәк муһтаҗ. Бир пәйттә баридин айрилған хәлиқниң қайғусиға ортақлишип, бир парчә нанни тәң бөлүп йейишкә тәйяр турғунларниң һамийлиғида, тәвә-тәвәләрдә жүк тошуш транспортлириға гуманитарлиқ ярдәм топланмақта. Хошниси ач болса, уйқиси кәлмәйдиған хәлиқ «бир яқидин баш, бир йәңдин қол» чиқирип, күчиниң йәткиничә ярдәм бәрмәктә. 
Мәсилән, Уйғур наһийәси бойичә ярдәм қобул қилиш пункти 4-үмүт күнидин башлап ишқа киришти. Бари-йоқи 4-5 күнниң ичидә, наһийә турғунлириниң һамийлиғида 14 тонна озуқ-түлүк вә 6 тонниға йеқин турмушқа һаҗәтлик буюмлар (генератор, кийим-кечәк, орун-көрпә, қача-қомуч, дора-дәрмәк, қурулуш материаллири, гигиенилиқ буюмлар) жиғилди. Шундақ қилип, 9-үмүт күни Уйғур наһийәсидин 20 тоннилиқ жүк машинисиға бесилған гуманитарлиқ ярдәм Орал шәһиригә атланди. Ариға көп вақит өтмәй, ениғирақ ейтсақ, 12-үмүт күни 20 тоннилиқ иккинчи транспорт Атырав шәһиригә қарап йолға чиқти. 
Гуманитарлиқ ярдәмни қобул қилиш, рәтләш ишлирида жуқури җавапкәрликни өз бойниға алған наһийәлик Яшлар ресурслуқ мәркизиниң мутәхәссислири пидаийлар билән бирликтә паалийәтчанлиқ көрсәтти. 
– Һәр қетимқидәк, гуманитарлиқ ярдәм топлашта наһийәниң бирму йезиси чәттә қалмиди. «Тама-тама, көл болар» дегәндәк, йеза-йезилардин кәлгән озуқ-түлүк, керәк-ярақни авал пунктқа топлап, кейин рәткә кәлтүрүп, машиниға бастуқ. Баштин ахириғичә яшлиримиз ушбу изгү ишниң бешида жүрди. Жүкләрни чүшириш, қачилаш, бесиш дегәндәк чоң-кичик ишларда пидаий яшларниң чоң ярдими тәгди. Барлиқ һамийларни бир пәстә ейтип түгитиш мүмкин әмәс. Бир сөз билән ейтқанда, аддий турғунлардин тартип, һаллиқ тиҗарәтчиләргичә, һәммиси қолдин кәлгән ярдимини айимиди. Һәрхил мәһкимә, идариләрниң хадимлири, депутатлар, җәмийәтлик бирләшмиләрниң вәкиллири, яшлар болуп, көпниң күчидә топланған озуқ-түлүк вә турмушқа һаҗәтлик буюмлар жиғилди. Нәтиҗидә наһийәмиздин 20 тоннилиқ икки жүк машиниси икки шәһәргә қарап бәт алди, – деди хәлиқниң аманитини хәлиққә йәткүзүш билән бәнт болуватқан наһийәлик Яшлар ресурслуқ мәркизиниң мутәхәссиси Гүлшад Муртузаева. 
Һәқиқәтән, гуманитарлиқ ярдәмгә ат селишқанларниң тизими интайин узун. У тизимға бизму сәп селип чиқтуқ. Һәркимниң чамисиниң йәткиничә барини бәргинини көрүп тәсирләндуқ. «Қайғуни бөлсәң, азийиду» дегән дана гәп бар. Шу тапта барчә қазақстанлиқлар апәттин азап чәккән вәтәндашларниң қайғусиға ортақлашмақта. Елимиздики барчә яманлиқ, қийинчилиқлар шу су билән жуюлуп кәтсун, илаһим. Үмүтлүк айда бирлигимиз бузулмай, кәлкүндин кейинки күнлиримиз пәқәт яхши йеңилиқларға толсун, дәп үмүт қилимиз.

Алмута вилайити,
Уйғур наһийәси

687 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы