• Әхбаратлар еқими
  • 18 Сәуір, 2024

Хасийәтлик макан —әһмийити зор акция

Мәлумки, өткән һәптидин башлап елимиздә «Таза Қазақстан» җумһурийәтлик экологиялик акция башланди. Бир айға созулидиған акцияниң «Хасийәтлик макан» һәптилиги даирисидә һазир җай-җайларда шәнбиликләр уюштурулуватиду.
 Мана Талдиқорған шәһиридики Ғалибийәт паркида өткән шәнбиликкә «Шәмәй» антиядролуқ һәрикәтниң, «Чернобыльдики апәттә зәрдап чәккәнләр кеңиши» җәмийәтлик тәшкилатлириниң активистлири қатнашти. Қошумчә қилсақ, мошу паркта өткән жили Шәмәй вә Чернобыльда зәрдап чәккәнләргә ядикарлиқ орнитилған еди. «Жетису вилайитидә шәмәй полигонида вә Чернобыльдики апәттә зәрдап чәккәнләр көп. Шуларға вилайәтлик һакимийәтниң қоллап-қувәтлиши билән ядикарлиқ орнитилди. Бизниң тәшкилатларниң ветеранлири мәзкүр экологиялик акция паал қатнишип, яшларға үлгә болмақта. «Хасийәтлик макан» акциясиниң әһмийити зор. Елимиздә орнитилған һәрбир ядикарлиқ хасийәтлик җай болуп һесаплиниду. Шуңлашқа биз буни қоллап-қувәтләймиз» дәйду Жетису вилайәтлик накалар вә ветеранлар җәмийитиниң рәһбири Мустафа Қусаинов.
 Шундақла Талдиқорғандики И.Жансүгиров намидики Жетису университетиниң студентлири Ильяс Жансүгиров ядикарлиғиниң әтрапини тазилаш вә аватлаштуруш шәнбилигини уюштурди. Мәлумки, бийил атақлиқ язғучи, журналист, драматург Ильяс Жансүгировниң туғулғиниға 130 жил толуватиду. Униң ядикарлиғи шәһәрдики чоң скверларниң биригә орнитилған. 
 Мошундақ шәнбилик Жетису вилайити Үчарал шәһиридә Д.Қонаев намидики мәркизий паркта өтти. Шәнбиликкә шәһәр турғунлири паал қатнишип, узунлуғи 1,5 чақирим территория тазилиди. Шәнбиликтә 3 тонна әхләт чиқирилди. Шундақла мошу йәргә көчәтләр олтарғузулди. 

690 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы