• Әхбаратлар еқими
  • 18 Сәуір, 2024

Ховупни бирликтә йеңимиз

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Uiğur avazi»

Елимизниң айрим регионлирида йүз бериватқан тәбиий апәт һечкимни бепәрва қалдурмиди. Һазир җай-җайларда шу регионларда зәрдап чәккәнләргә гуманитарлиқ ярдәм топлаш аммивий рәвиштә жүргүзүлүватиду. «Біз біргеміз» умуммиллий хәйрихаһлиқ акциягә барлиқ қазақстанлиқлар бир кишидәк қатнашмақта. Иҗтимаий торларда тарқаватқан әхбаратларға қарисақ, бу ишқа аддий адәмләрдин башлап тонулған сәнъәткарлар, блогерлар, спортчилар өз һәссисини қошмақта. Мәсилән, дунияға даңлиқ нахшичи Димаш Қудайберген өзи туғулған, һазир кәлкүнниң зәрдавини тартиватқан Ақтөбә вилайитигә кәлди. У бу йәрдә қутулдуруш ишлири билән шуғуллиниватқанлар билән учрашти һәм өзиниң намидин 15 миллион тәңгә ианә қилди. Тәкитләш лазимки, Димашниң талантиниң дуниядики мухлислириму қазақстанлиқларға һисдашлиғини изһар қилип, ярдәм беришкә киришти. 
 Шуниң билән биллә йеқин вә жирақ чәт әлләрдин гуманитарлиқ ярдәм келишкә башлиди. Қирғизстандин ярдәмниң иккинчи партияси йетип кәлди. Бүйүк Британия һөкүмити болса, қазақстанлиқларға һисдашлиғини изһар қилип, ярдәмгә тәйяр екәнлигини йәткүзди. 
 Жуқурида ейтқинимиздәк, елимиздики тонулған блогерларму бу ишқа паал қатнишиватиду. Шуларниң бири – даңлиқ блогер Назим Мисәнов.
— Блогерлар «Біз біргеміз» акциясини йәкдиллиқ билән қоллиди, — дәйду Назим. – Биз ианә топлашни елан қилип, икки-үч күн ичидә 40 миллионға йеқин мәбләғ жиғишқа муйәссәр болдуқ. Шу мәбләққә 300 генератор, 30 тонна һаҗәт нәрсиләрни, йәни тез бузулмайдиған озуқ-түлүк, кийим-кечәк, гигиена васитилири вә башқиму нәрсиләрни сетивалдуқ. Бу гуманитарлиқ ярдәмни самолетқа бесип, Атырав шәһиригә йәткүздуқ. Ярдимимизни өзимиз чүширип, гуманитарлиқ ярдәмни тәхсим қилиш пунктлириға тапшурдуқ. Әң көп зәрдап чәккән Қулсары шәһиригә бериш мүмкин болмиди, йолларниң һәммисини кәлкүн елип кәткән екән. Биз зәрдап чәккәнләрни өз көзүмиз билән көрдуқ. Пидаийлар кечә-күндүз ишләветипту. Уларни һәқиқий қәһриманлар дәп ейтқан болар едим. Әһвал җиддий. Уларға һәммә нәрсә һаҗәт екән, аддий мишкаплардин башлап, иссиқ кийим-кечәк, қурал-әсваплар, техника керәк. Мән шу йәрдә күчимиз бирликтә екәнлигигә йәнә бир қетим көз йәткүздүм. Әлвәттә, биз йәнә қолумиздин кәлгиничә ярдәм беришкә тиришимиз. 


Мәлумки, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси су кәлкүнидин зәрдап чәккән регионларға гуманитарлиқ топлашни уйғунлаштуруш мәхситидә «Жомарт жан» мәркәзлирини тәшкил қилди. Мошу мәркәзниң Алмута шәһиридики шөбисиниң рәһбири болуп ҖУЭМ рәиси Долқунтай Абдухелил, мәркәз йенидики штабниң рәһбири болуп ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев тайинланди.
 Гуманитарлиқ ярдәм топлаш штаб «Жүректен-жүрекке» акцияси даирисидә Алмута шәһиридин 25 тонна гуманитарлиқ ярдәм Атырав шәһиригә әвәтилди. Бу жүкни Атыравға Рустәм Хәйриев өзи йәткүзди.
— Биз Атыравға келип, шәһәрдики гуманитарлиқ ярдәм топлаш штабиға йолуқтуқ. Бу йәрдә башқа регионлардин кәлгән гуманитарлиқ ярдәм су басқан йәрләргә тәхсим қилинидекән. Штабта пидаийлар тәвлүк бойи ишләйдекән. Андин Орал дәриясини қирғақлирида су кәлкүнигә қарши тосмиларни селиватқанлар билән учраштуқ. Бизму қолумизға гүҗәкләрни елип ярдәмләштуқ. Андин шәһәрниң әтрапида ишләватқан студентларниң ишини көрдуқ, уларға иссиқ тамақларни елип бардуқ. Һәммә әһвални үгинип, мәркизий коммуникацияләр хизмити билән брифинг өткүздуқ. Сәпәр давамида видеоблог жүргүзүп, барлиқ материалларни ҚХАниң әхбарат ресурслирида елан қилип турдуқ. 
Алаһидә тәкитләш лазимки, бу йәрдә шәһәр турғунлири, қутулдурғучилар, пидаийлар бирликтә ишләватиду. Һакимийәт тәрипидин һаҗәт барлиқ васитиләр өз вақтида йәткүзүлүп туриветипту. Һечким бепәрва әмәс, бир яқидин — баш, бир йәңдин қол чиқирип ишләватиду. Мән, пурсәттин пайдилинип, мошу сахавәтлик ишни қоллиған этномәдәний мәркәзлириниң вәкиллиригә, болупму гуманитарлиқ ярдәм топлаш орнини тәминлигән һәм маддий ярдәм көрсәткән ҖУЭМ рәиси Долқунтай Абдухелилға миннәтдарлиқ изһар қилмақчимән, — дәйду Рустәм Хәйриев биз билән болған сөһбәттә.
Ярдәм топлаш ишида Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң регионлардики шөбилириму алаһидә паалийәтчанлиқ көрситиватиду. ҚХАниң Чимкәнт шәһиридики штаби «Жүректен-жүрекке» акцияси даирисидә 9,5 миллион тәңгә вә 33 тонна һаҗәт нәрсиләрни жиғип, Шималий Қазақстан вилайитигә әвәтти. Бу Чимкәнттин зәрдап чәккән регионларға әвәтиливатқан ярдәмниң төртинчи партияси. Қошумчә қилсақ, һазир Чимкәнттә икки гуманитарлиқ ярдәм қобул қилиш мәркизи ишләватиду. Биринчиси, Достлуқ өйидә, иккинчиси болса, «Арай» ҖЧЙниң территориясидә орунлашқан. Гуманитарлиқ ярдәм топлаш ишиға мошу йәрдә истиқамәт қиливатқан барлиқ милләт вәкиллири паал қатнашмақта. Бу қетим йәрлик Ассамблея активистлири су басқан регионларға наһайити һаҗәт һава толтурушқа болидиған қейиқларни, су насослирини, резинка өтүк, қутулдурғучи жилеткилири, гүҗәк, пәләй, шланг охшаш затларни әвәтти.
 Тәкитләш лазимки, мошу вақит ичидә Чимкәнт шәһәрлик ҚХАниң уюштуруши билән 60 тоннидин ошуқ гуманитарлиқ ярдәм кәлкүндин зәрдап чәккән Атырав вә Ғәрбий Қазақстан вилайәтлиригә үч партиясини әвәткән еди. 
Һазир су кәлкүнидин зәрдап чәккәнләргә ярдәм пулини вә чиқимларни төләш ишлири башланди. Бүгүнки таңда Ақмола вилайитидә зәрдап чәккәнләр eGov Mobile қошумчиси арқилиқ ярдәм елишқа әризә бериш бойичә пилотлуқ лайиһә ишқа қошулди. Әризә бериш үчүн мобильлиқ қошумчиға кирип, баш бәттики «Су кәлкүнидин зәрдап чәккәнләр бойичә йеңи соалнамә» хизмити тепиш лазим. Ечилған «деризидин» зәрдап чәккәнләр тоғрилиқ барлиқ һаҗәт мәлуматлар, шуниң ичидә банктики һесап-чотни, алақә телефонини, вақиә йүз бәргән җайни, вақитлиқ турушлуқ өй адресини, зәхмә йәткән мүлүкниң болған яки болмиғанлиғини, кәлгән чиқимниң характерини көрситиш шәрт. Барлиқ мәлуматлар толтурилғандин кейин соалнамиға рәқәмлик электронлуқ имза қоюш лазим. «Иҗтимаий ярдәм» автоматлиқ әхбаратлиқ система арқилиқ әризә вақиә йүз бәргән наһийә бойичә йәрлик иҗраий органларға чүшиду. Әризиләр бойичә зәрдап чәккән мүлүккә көчмә баһалаш жүргүзүлиду вә һаҗәт ярдәм көрситилиду. Баһалаш назарәт фото вә видео әхбарат, шундақла FSM social мәхсус қошумчиси арқилиқ геофиксацияләш арқилиқ тиркилиду. Киргүзүлгән механизм барлиқ мәлуматларни рәқәмләштүрүп, пәвқуладдә вәзийәт пәйтидә ярдәм көрситиш җәриянини толуқ мониторинг вә назарәт қилишқа имканийәт бериду. 
 Амма мошундақ пәвқуладдә вәзийәтниму мәккарлар гражданларни алдаш үчүн пайдиланмақта. Һазир иҗтимаий торларда мәккарлар «Шәхсий мувапиқлаштуруш номериңиз билән төләмләрниң бар-йоқлуғини тәкшүрүң», «Ссылкини бесип, 3 миллион тәңгичә ярдәм пули елиң», «Дөләттин ярдәм пулини елиң» дегәнгә охшаш әхбаратларни тарқатмақта. Шу арқилиқ улар гражданларниң шәхсий әхбаратларни топлашқа тиришмақта. Шуңлашқа дөләт органлири гражданларни пәхәс болушқа, пәқәт рәсмий дөләт органлириниң әхбаратлириға ишинишкә чақириду. 

688 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы