• Әхбаратлар еқими
  • 26 Маусым, 2014

Тәбиәтниң қәғишлигигә қаримай

Яркәнтлик деханлар үчүн бийилқи әтияз күтүлмигән «соғиларни» елип кәлди: қишта қар адәттикидин көпирәк мөлчәрдә яққандәк қиливеди, баһар айлирида күндә дегидәк чиққан боранниң касапитидин йәрдә нәм қалмиди. Униң үстигә, күндүзи күн һәддидин ташқири иссиғини билән ахшими салқин тартип, йәрниң һарарити көтирилмәй турувалди. Мундақ әһвал тәвә үчүн асаслиқ су мәнбәси болған Җоңғар Алитеғидики қар еримастин, су қисинчилиғини пәйда қилди вә терилғу ишлириниң өз мәзгилидә жүргүзүлүшигә сәлбий тәсир көрсәтти. Шундақ болсиму бийил егиликләрдә «етиз мәликисигә« алаһидә имтияз берилди. Униң мәйдани сақлинипла қалмастин, әксичә, кәңәйтилип, 25 112 гектарни тәшкил қилди. Зираәтни пәрвиш қилип, қошумчә озуқландуруш үчүн әрзәнлитилгән баһада 4570 тонна минераллиқ оғут кәлтүрүлди. Һарам чөпләр билән һашарәтләргә қарши дорилаш ишлирини жүргүзүш үчүн һәртәрәплимә тәйярлиқлар көрүлди. Мошу күнләрдә көмүқонақ суғириш ишлири  тәшкиллиқ билән қолға елинди. Һава райиниң қолайсизлиғи йетәрлик мөлчәрдики мал озуғини тәйярлашқиму сәлбий тәсир йәткүзидиғанлиғи тәбиий әһвал, әлвәттә. Мана шуниң үчүнму егиликләрдә бу мәсилә алаһидә диққәт мәркизидә турмақта, 12 800 гектардин ошуқ мәйдандики бедиликниң биринчи оруми асасән аяқлишип қалди. Айрим җайларда иккинчи орумиға киришти. Һәрбий гектардин оттура һесап билән үч тоннидин мал озуғи жиғиштурулмақта. Бедиликләр билән тәбиий пичәнликләрдин үнүмлүк пайдилиниш деханларниң асасий мәхсити болуватиду. Наһийәдә теплицилар билән терилғу мәйданлири жилдин-жилға кәңәйтиливатқан болсиму аһалиниң көктатқа болған еһтияҗи толуқ қанаәтләндүрүлмәйватиду. Нәтиҗидә экологиялик җәһәттин гуманлиқ болған мәһсулат сирттин қошумчә кәлтүрүлүватиду. Бийилқи жили барлиғи болуп 1284 гектар мәйданға сәвзә, пияз, помидор, капуста вә башқиму көктат түрлири терилип, алди базарға чиқишқа башлиди. Умумән, мәйдани бәш гектарни тәшкил қилидиған теплициларда қиш бойи 210 тонна помидор билән тәрхәмәк йетиштүрүлүп сетилған еди. Улардин ташқири, 1390 гектар йәрдә яңию өстүрүлүватиду. Ашлиқ билән бедиликләрни суғирип, көктатларни пәрвиш қилиш ишлири Басқунчи, Пәнҗим, Чулуқай, Үчарал, Көктал йеза округлирида тәшкиллик һәм сүпәтлик елип бериливатқанлиғини атап өткән орунлуқ. Нурәхмәт ӘХМӘТОВ. Панфилов наһийәси.

961 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы