• Әхбаратлар еқими
  • 31 Шілде, 2014

Төртиниң үчи қалди

Футбол/ Европа кубоклири үчүн күришиватқан қазақстанлиқ төрт командиниң үчи новәттики басқучқа йолланма алди.Мәсилән, елимиз чемпиони «Ақтөбе» футболчилири өз мәйданида Тбилисиниң «Динамоси» үстидин һәр икки учришишта ғалип чиқип, түнүгүн үчинчи кваликациялик басқучта Ақтөбидә Бухарестниң (Румыния) «Стяуа» командисини қобул қилди. Европа лигисида оюн көрситиватқан командиларға кәлсәк, Қарағандиниң «Шахтери» икки учришишниң йәкүни бойичә «Атлантас» (Клайпеда, Литва) клуби үстидин ғалип чиқип, бүгүн өз мәйданида Хорватияниң «Хайдук» клубини қобул қилиду. Пайтәхтниң «Астана» клубиму, икки учришишниң йәкүни бойичә новәттики басқучта бүгүн өз мәйданида Швецияниң АИК командиси билән ойнайду. Әпсус, Алмутиниң «Қайрат» командисиниң узақ жиллиқ үзүлүштин кейин Европа мәйданлириға қилған сәпири оңушлуқ болмиди. Улар Данияниң «Эсбьерг» клуби билән өз мәйданида тәң ойнап (1:1), меһманда 0:1 һесави билән йеңилип қалди вә Европа лигиси билән хошлишишқа мәҗбур болди. Шөһрәт МӘСИМОВ.

705 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы