- Әхбаратлар еқими
- 09 Қазан, 2014
Тәбрикләймиз
Йеқинда мәмликәтниң иҗтимаий-ихтисадий вә мәдәний тәрәққиятиға, хәлиқләр достлуғи вә һәмкарлиқни күчәйтишкә қошқан төһписи, актив җәмийәтлик паалийити үчүн биртүркүм шәхсләр медаль вә пәхрий нам-атақларға сазавәр болди. Уларниң арисида миллитимизниң төвәндики вәкиллири бар.
Мурат ТОХТИБАҚИЕВ, ҖУЭМниң Астана шәһиридики шөбиси рәисиниң орунбасари — Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Бирлик» алтун медали билән тәғдирләнди.
Әхмәтҗан ШАРДИНОВ, «АЗМК Group» ҖЧЙ мудирлар кеңишиниң рәиси, Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати — «Қазақстанның қурметті қурылысшысы» атиғиға муйәссәр болди.
***
Уйғур наһийәлик мәслиһәтниң қарариға бенаән, пешқәдәм устазлар Турсун Мәхпиров билән Лекимҗан Розахуновқа «Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждини» нами берилди. Биз жуқурида исми аталған шәхсләрни «Уйғур авази» гезитиниң оқурмәнлири намидин қизғин тәбрикләймиз вә аиләвий бәхит-саадәт, ишлириға утуқ тиләймиз.674 рет
көрсетілді0
пікір