• Әхбаратлар еқими
  • 30 Қазан, 2014

Кәсип таллиған тәғдирини таллайду

Яшлар һаяти/ Бүгүнки күн тәливигә лайиқ кәсип таллаш мәсилисиниң нәқәдәр муһим вә әһмийәтлик екәнлиги һәммимизгә мәлум. устәқил һаятқа қәдәм ташлиған яшлиримизниң бәзилири қәлб әмри билән кәсип таллиса, бесим қисми туюққа тирилип, муқум мәслиһәт-йөнилишкә муһтаҗлиқни һис қилиду. Йеқинда мошу қурлар муәллипиниң уюштуруши билән наһийәлик китапханида «Әмгәк-тренд» намлиқ учришиш өткүзүлүп, униңда айрим кәсип егилири билән наһийә мәркизидики Ж.Қудайбергенов вә Илия Бәхтия намидики һәм 4- вә 5-оттура мәктәпләрниң жуқарқи синиплар оқуғучилири арисида нәқ мошу мавзуда мәзмунлуқ сөһбәт болди. Мәзкүр баш қошушқа тәклип қилинған Чонҗа йезисиниң һакими Арлен Һосманов, наһийәлик мәркизий ағриқхана баш дохтуриниң орунбасари Майра Букеева, Илия Бәхтия намидики 3-уйғур оттура мәктиви мудириниң тәрбийә иши бойичә орунбасари Мәһәмәтҗан Исмайилов, наһийәлик Яшлар сәясити ресурслиқ мәркизиниң рәһбири Әсем Мақашова, яш тиҗарәтчи Эльмира Анайәтова вә «Жазерке» хәлиқ ансамблиниң бәдиий рәһбири Әлия Жанбаева мәктәпни пүтириш алдида турған яшларға өз кәспиниң қир-сири, мәртивиси вә мәшәқити билән һалавити һәққидә ейтип, бүгүнки күн әмәлиятида жуқури тәләпкә егә болуватқан кәсипләр тоғрилиқ тәпсилий чүшиник бәрди. Ойлаймизки, кәсип таллаш мавзуси бойичә өзлирини қизиқтуруп жүргән соалларға қанаәтләнгидәк җавап алған шагиртлар үчүн мәзкүр тәдбирниң үнүми мол вә кәлгүси йөнилишләр бир қәдәр ениқ болди. Шундақ болушқа тегиш, чүнки кәсип таллиған өз тәғдириниму таллайдиғини талашсиз. Гүлфида АРЗИЕВА, Чонҗа йеза округи һакими аппаратиниң Яшлар иши бойичә инструктори. Уйғур наһийәси.

1178 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы