• Әхбаратлар еқими
  • 13 Қараша, 2014

Бирлишип ишләш лазим

Баш қошуш/ Моҗут  проблемиларни  өз йолида һәл қилиш үчүн алди билән жут башқуруватқанларни бу муһим мәсилигә сәпәрвәр қилишниң зөрүрлүгини һис қилған «Султанқорған» җәмийәтлик бирләшмисиниң әзалири дүшәнбә күни мәһәллидики чоң мечитниң мәҗлисләр залида баш қошти.Мәзкүр учришишта алди билән бирләшмә рәиси Низамдун Гәраевниң һесавити тиңшалди. У он ай давамида бирләшмә тәрипидин әмәлгә ашурулған вә кәлгүси жили атқурулидиған ишларға тәпсилий тохтилип өтти. Шундақла у он ай ичидә сәрип қилинған хираҗәтниң һесавитини бәрди. Шуниңдин кейин «Уйғур авази» вә «Азия бүгүн» гезитлириға, «Әхбарат» һәм «Интизар» журналлириға йезилишни тәшкиллик аяқлаштуруш, Уйғур театриниң билетлири билән абонементлирини сетиш, мошу жилниң 21 — 23-ноябрь күнлири Җумһурийәт Сарийида өтидиған ШУАРлиқ сәнъәткарларниң концертиға жигитбашлири билән ханим-қизларниң ярдими билән көпчиликни җәлип қилиш вә жутта һәл қилишқа тегишлик мәсилиләр һәққидә әтраплиқ гәп болди. Баш қошушта сөз новитини алған жут мөтивәри Һемит Йүсүпов, Уйғур театри мудириниң орунбасари Муһит Һезимов, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасарлири Иврайимҗан вә Маһинур Исрайиловлар, Султанқорған мечитиниң имами Сәдирдин Аюпов, Айнабулақ микрорайони Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Зивангүл Арипова вә күн тәртивидики мәсилилиләр бойичә өз пикирлири билән ортақлашти. Шәмшидин АЮПОВ.

712 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы