• Әхбаратлар еқими
  • 20 Желтоқсан, 2014

ДӨЛӘТЧИЛИКНИ МУСТӘҺКӘМЛӘШКӘ ҚОШҚАН ҺӘССИСИ ҮЧҮН

Қазақстан Җумһурийитиниң Мустәқиллик күни һарписида Парламент Сенатиниң рәиси Қасым-Жомарт Тоқаев мәмликәтниң көрнәклик дөләт вә җәмийәт әрбаплири билән учрашти. Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстанниң дөләтчилигини вә суверенитетини мустәһкәмләшкә, миллий қанун чиқириш системисини мукәммәлләштүрүшкә вә Қазақстан парламентаризмини тәрәққий әткүзүшкә қошқан һәссиси үчүн Әдил Ахметовни, Оралбай Әбдикәримовни, Өмербек Байгелдини, Тилеухан Қабдрахмановни, Әбиш Кекилбаевни, Кенжеғали Сағадиевни, Сергей Терещенкони, Сағынбек Турсыновни, Равиль Шырдабаевни, Зинаида Федотовани вә Сейилбек Шаухамановни Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң Пәхрий ярлиғи билән мукапатлиди. Сенат рәиси мукапатланғанларниң мустәқил Қазақстан парламентаризминиң жилнамисида алаһидә орун егиләйдиғанлиғини қәйт қилди. Қасым-Жомарт Тоқаев уларниң Қазақстан дөләтчилигини мустәһкәмләшкә иқбал йәткүзгән тарихий қарарларни қобул қилишқа салмақлиқ һәссә қошқанлиғини тәкитлиди. «Силәрниң актив гражданлиқ мәвқәриңлар, алаһидә муһим җәмийәтлик лайиһиләрни әмәлгә ашурушқа, өсүватқан әвлатни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләшкә нәтиҗидарлиқ қатнишишиңлар вә яшларға ярдәм қолини созушқа сәмимий интилишиңлар чоң һөрмәткә сазавәр», деди Сенат рәиси. Учришишқа қатнашқучилар Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң «Нұрлы жол» Мәктүбини муһакимә қилди.

687 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы