• Әхбаратлар еқими
  • 22 Қаңтар, 2015

Көпбалилиқ анилар мукапатланди

Җумһурийәт Президенти Н.Ә.Назарбаевниң Пәрмани билән Панфилов наһийәсидики көп бала тепип, тәрбийиләватқан аниларниң чоң топи «Алтын Алқа» һәм «Күміс Алқа» медальлири билән тәғдирләнди. Йеқинда мундақ йүксәк шәрәпкә муйәссәр болған Қәһриман аниларға мукапатлар тәнтәнилик шараитта тапшурулуп, алаһидә һөрмәт көрситилди. Мукапатларни наһийә һакими Бердәулет Абдулдаев кәң җамаәтчилик вәкиллириниң қатнишишида тапшуруп, сәмимий тиләк-истәклирини билдүрди. Мукапатланғанларниң арисида миллитимиз вәкиллиридин Турахан Әзизова, Нурәләхан Ибрагимова, Бостангүл Турсунова қатарлиқ көпбалилиқ анилар болуп, улар «Алтын Алқа» медали билән тәғдирләнди. Биз мундақ жуқури атаққа сазавәр болғанлиғи мунасивити билән уларни қизғин тәбрикләп, мошундақ анилиримизниң сепиниң йәниму көпийишини тиләймиз. Нурәхмәт ӘХМӘТОВ. Панфилов наһийәси.

659 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы